1957-1958-Йиллири елип берилған “йәрлик милләтчилик” кә зәрбә беришниң тарихи сирлири (2)

Мухбиримиз үмидвар
2018.01.04
abdurehim-eysa-1950s Абдуреһим әйсаниң һаят вақтидики рәсимлиридин бири. Вақти вә орни ениқ әмәс
RFA

“уйғуристан җумһурийити” Тәрәпдари абдуреһим әйса Вә Униң өлүминиң арқа көрүниши(1)

Америкадики вудров вилсон мәркизи елан қилған хитайниң 1957-1958-йиллири уйғур диярида елип барған “ йәрлик милләтчилик” кә зәрбә бериш һәрикитигә аит совет иттипақи архип һөҗҗәтлири қатарида әйни вақитта “әшәдди йәрлик милләтчи” дәп әйибләнгән 20-әсирдики атақлиқ уйғур милләтпәррвәрлиридин бири абдуреһим әйсаниң өлүми мәсилисигә аит учурларму муһим нуқта сүпитидә орун алған.

Мәзкур һөҗҗәтләрдин ашкарилинишичә, совет тәрәп абдуреһим әйсаниң өлүмигә алаһидә диққәт қилған болуп, совет иттипақиниң үрүмчидә турушлуқ баш консули добашин тунҗи қетим 1958-йили 20-январ күни совет иттипақи ташқи ишлар министерлиқиниң муавин министири, йирақ шәрқ бөлүми башлиқи вә совет иттипақиниң хитайдики баш әлчиси қатарлиқ шәхсләргә йоллиған үрүмчидә ечиливатқан “йәрлик милләтчилик” кә зәрбә беришкә аит “шинҗаң уйғур аптоном районлуқ парткомниң кеңәйтилгән йиғини” тоғрисидики доклатида зия сәмәди, ибраһим турди, абдуреһим әйса, абдуреһим сәиди вә башқа бир қисим юқири дәриҗилик рәһбирий кадирлар “уйғуристан яки шәрқий түркистан” нами астидики “җумһурийәт қуруш” хаһиши бар “милләтчилик идийисидки кишиләр” дәп тәнқид қилинғанлиқини, әнә шуларниң қатарида қаттиқ әйибләнгән или қазақ аптоном областиниң муавин башлиқи абдуреһим әйсаниң 17-январ күни өзини өлтүрүвалғанлиқини мәлум қилған. У шу күни ваң енмав вә сәйпидин әзиз билән өткүзгән сөһбәт хатирисидә бу мәсилә һәққидә йәнә тохталған.

Абдуреһим әйсаниң өлүми хитай тәрәптин совет тәрәпкә “өзини өлтүрүвалди” дәп мәлум қилинған болуп, баш консул добашин бу мәсилини икки қетим москваға йоллиған. Абдуреһим әйсаниң өлүми мәсилиси йәнә совет иттипақи ташқи ишлар министирлиқи йирақ шәрқ бөлүми башлиқи м.Зимиянинниң 1958-йили 3-март күни ғулҗа вә үрүмчидики консулханиларниң материяллири асасида тәйярлап, совет иттипақи компартийәси мәркизи комитети қармиқидики сотсиялистик әлләрдики компартийә вә әмгәкчиләр партийәлири билән алақә орнитиш бөлүми башлиқи, йәни 1970-80-йиллардики совет иттипақи к г б рәиси вә совет иттипақи компартийәси мәркизи комитети баш секритари юрий андроповқа йоллиған “шинҗаңда йәрлик милләтчиликниң пәйда болуши һәққидә” дәп аталған доклатидинму орун алған.

Униңдин башқа ғулҗидики совет иттипақи дипломати билокинму хитай тәрәп әмәлдари билән өткүзгән сөһбәт хатирсидә бу мәсилини алаһидә вә тәпсилий тилға алған.

Совет тәрәпниң абдуреһим әйсаниң өлүми һәққидики тәпсилати

1958-Йили 1-айниң 20- күни үрүмчидики совет баш консули добашин өзиниң 1958-йили 17-январ күни уйғур аптоном районлуқ партком секритари ваң енмав вә аптоном районниң рәиси сәйпидин әзизини совет консулханисиға кәчлик тамаққа чақирип, улар билән өткүзгән сөһбәт хатирисини москваға йоллиған. Буниңда “абдуреһим әйса өзини боғузливалған” дәп ейтип, ваң енмав баян қилған вәқәниң тәпсилати һәққидә тохтилип: “15-январ күни гуруппилар йиғини ечилди. Әтисидики йиғинда йәрлик милләтчилик саһәсидики хаталиқлар музакирә қилинмақчи болған, абдуреһим әйса рәһбәрликтин әтидики йиғинға сөзләшкә тәйярлиқ қилиш үчүн өйгә қайтишни сорап өйигә қайтқан вә өзини өлтүрүвалған, у ваң енмав, сәйпидин, иминоф вә өзиниң аялиға бир қанчә парчә хәт йезип қалдурған болуп, у хәттә өзиниң хаталиқини етирап қилған,” дәп мәлумат бәргән.

Абдуреһим әйса мәсилиси совет иттипақиниң ғулҗидики дипломати г.П. Билокинниң 1958-йили, 22-январ күни или областлиқ ташқи ишлар идариси башлиқи ваң хуәнҗаң билән өткүзгән сөһбәт хатирсидинму бир қәдәр тәпсилий орун алған. Мәзкур хитай әмәлдар абдуреһим әйсаниң “мустәқил уйғуристан қурушни тәләп қилғанлиқи”, униң “17-январ күни башқилар ашханиға әтигәнлик тамаққа чиқип кәткәндә өзини боғузливалғанлиқи” ни ейтқан. Рус дипломати г.П. Билокинниң ваң хуәнҗаңниң ейтип бериши бойичә хатирилишичә, абдуреһим әйсаниң җәсити әтиси ғулҗиға елип келингән вә үрүмчидики йиғинға қатнишиватқан или областлиқ партком секритариму ғулҗиға қайтип келип, дәрһал йәрлик аһалиларниң наразилиқлири йүз бериштин сақлиниш үчүн ғулҗа шәһири вә областлиқ органларниң мәсул кадирлириниң йиғинини чақирип, әһвални чүшәндүргән. Әтиси областлиқ партийә комитети йәнә абройлуқ дини затлар вә тиҗарәтчиләрни йиғип, бу иш һәққидә чүшәнчә бәргән. Шу күни йәнә ғулҗа шәһиридики  һәр дәриҗилик кадирларниң йиғини ечилған вә абдуреһим әйсаниң җәсити пәқәт униң 30 әтрапида уруқ-туғқанлириниң қатнишиши билән дәпнә қилинған болуп, кадир -хизмәтчиләр қатнаштурулмиған.

Бирақ, әйни вақитта , һөкүмәт тәрәпниң абдуреһим әйсаниң“ өзини өлтүрүвалди” дәп мәлумат беришиға мунасивәтлик йиғинларға қатнашқан 1954-1958-йиллири арисида или областлиқ җамаәт хәвпсизлик идарисидә кадир болуп ишлигән , һазир қазақистанда яшаватқан нурмуһәммәд садиқофниң әслишичә, улар абдуреһим әйсаниң өзини  өлтүривелишиға ишәнмигән болсиму, бирақ еғизидин чиқиришқа петиналмиған. Униң қаришичә, абдуреһим әйсаниң өзи пичақлап өлтүрүвелиши әқилгә сиғмайдиған вәқә болуп, у:“ бизгә җиддий йиғин чақирип, областлиқ җамаәт хәвпсизлик идариси башлиқи ху дуҗаң, муавини бир қазақ йигит вә башқа башлиқлар абдуреһим әйсаниң өзини өлтүривалғанлиқи, тоққуз йеригә пичақ тиқип өлтүривалғанлиқ әһвалини йәткүзди, улар абдуреһим әйсаниң милләтчи, мәккидә әйса әпәнди қатарлиқлар билән көрүшүп ортақлашқанлиқи вә башқа қилмишлирини әйибләп, > җинайитидин қорқуп өзини өлтүрүвалди< дейишти. Мән шәхсән вә  башқилар бундақ өзигә пичақ тиқип өлтүрүвелиши делосиға ишәнмидуқ, бир адәм қандақсигә өзиниң тоққуз йеригә пичақ тиқип өливалиду? адәмниң җени ағримамду бу җәрянда? һечким буниңға ишәнмиди? бу вақитта абдуреһим әйсаниң иниси илдирим әйсаму камандиропкидин ғулҗиға қайтип кәлди. Әйни вақиттики җамаәт хәвпсизлик хадими болуш сүпитим билән буниңға ишәнмидим. Бирақ амал қанчә, ағзимизда уларни қоллидуқ, көңлимиздә ишәнмидуқ. Ишәнмигәнликни дегили болмайду,” деди.

1957-1958-Йиллиридики “йәрлик милләтчиликкә зәрбә бериш” һәрикитидә җазаланған, тәнқидләнгән зиялийлар вә кадирлардин зия сәмәди қатарлиқ бир қисим кишиләр 1961-1962-йиллири совет иттипақиға көчүп маканлашқан болуп, абдуреһим әйсаниң өлүми мәсилиси улар арисида вә һазирғичә уйғур зиялийлири арисида гуманлиқ тема болған вә болмақта. Қазақистандики тарихчи,“уйғурларниң қәдимдин һазирғичә болған миллий сиясий тарихи” намлиқ китабниң аптори қәһриман ғоҗамбәрдиниң ейтишичә,  униң әнә шундақ кишиләр вә абдуреһим әйсаниң қазақистандики туғқанлири билән болған учришишлирида улар абдуреһим әйсаниң өзини өлтүривелишиға ишәнмәйдиғанлиқини билдүрүшкән.

Хитай даирилири ғулҗида наразилиқ һәрикәтлири йүзберишидиин  әндишә қилған

Совет дипломати билокинниң хатирсидин мәлум болушичә, әйни вақитта ғулҗидики хитай компартийә комитети абдуреһим әйсаниң өлүми мәсилиси билән ғулҗида бирәр истихийилик намайиш вә йәрлик миллий кадирларниң наразилиқ билдүрүшлири йүз беришидин әндишә қилған болсиму, бирақ һәммә иш тинч өтүп кәткән. Сабиқ җамаәт хәвпсизлик кадири нурмуһәммәд садиқофниң ейтишичә, һәқиқәтән бу вақитта абдуреһим әйсаниң өлүми мәсилиси ғулҗида күчлүк тәсир қозғиған болсиму, бирақ кадирлар вә хәлқ қаттиқ сиясий бесимлар вә җазалашлар түпәйлидин өзлириниң ашкара наразилиқини билдүрүшкә җүрәт қилалмиған. Ким бу һәқтә өз наразилиқ пикирини десә дәрһал тутуп җазалиниши мумкин иди. Нурмуһәммәд садиқоф: “мән абдуреһим әйса мәсилисидә өзүмниң охшимиған пикирлирмини башқиларға ейтқан идим. Һелиму яхши мән 1958-йили бу яққа ( совет иттипақиға) чиқип кетиптимән, болмиса мәнму җазалинидикәнмән, кейин уқсақ мениң үстимдин дело турғузуш мәсилиси оттуриға чиқипту, лекин мән болмиғандикин амалсиз қапту,” деди.

Нурмуһәммәд садиқофниң ейтишичә, у абдуреһим әйса билән көп қетим көрүшкән болуп, у  наһайити милләтпәрвәр киши иди, или хәлқи арисида юқири абройға игә, хәлқ тәрипидин һөрмәтләнгән, қорқмас рәһбәр иди. Абдуреһим әйса  1909-йили туғулған, 1931-йилиғичә, совет иттипақиниң алмута шәһиридә башланғуч вә оттура мәктәп тәрбийәси алғандин кейин ғулҗиға көчүп келип орунлашқан. У көп йиллар маарип саһәсидә ишлигән маарипчи иди. У хитай гоминдаң түрмисидә ятқан вә 1944-1949- йиллиридики милли азадлиқ инқилаби һәрикәтлиригә қатнашқан. Абдуреһим әйса 1950-йилларда или вилайитиниң валийси, или қазақ аптоном областиниң муавин башлиқи қатарлиқ вәзипиләрни өтигән иди

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.