1957-1958-Йиллиридики “йәрлик милләтчилик” кә зәрбә беришниң тарихи сирлири (1)

Мухбиримиз үмидвар
2017.12.21
abdurehim-eysa.jpg Атақлиқ мәрипәтчи, көрүнәрлик җамаәт әрбаби абдуреһим әйса йәрлик милләтчиләргә зәрбә бериш һәрикити җәрянида 1958 - йили аләмдин откән
Photo: RFA

Йеқинда америкидики вудров вилсон тәтқиқат мәркизиниң соғуқ мунасивәтләр уруши тарихи тәтқиқат лайиһәси тәрипидин елан қилинған совет иттипақиниң архип һөҗҗәтлири қатаридин 1957-1958-йили үрүмчидә уйғур аптоном районлуқ партком ачқан“йәрлик милләтчилик”кә зәрбә беришкә аит кеңәйтилгән йиғининиң җәряни вә бир қисим уйғур рәһбирий кадирларниң “йәрлик милләтчи” қалпиқи кийдүрүлүп җазалиниши, шуниңдәк мәзкур һәрикәттики хитай компартийәси тәрәпниң түп нишани вә уйғур милләтчилириниң көзлигән сиясий мәқсити арисидики тоқунуш, хитай тәрәпниң уларни әйибләнгәнликигә мунасивәтлик материяллар орун алған.

Австралийәниң сидней университетиниң профессори уйғуршунас давид брофи әпәнди мәзкур һөҗҗәтләрни русчидин инглизчиға тәрҗимә қилған болуп, у йәнә мәзкур һөҗҗәтләр асасида водров вилсон мәркизи торида хитайниң 1957-1958-йилидики уйғур вә қазақ зиялийлириға қаратқан йәрлик милләтчиликкә зәрбә бериш һәрикити, җүмлидин аптоном районлуқ коммунистик партийә комитетиниң “кеңәйтилгән омуми йиғини” һәққидә бир парчә тонуштуруш мақалиси елан қилған.

Давид брофи әпәндиниң әскәрткинидәк вудров вилсон мәркизи мәхсус хитай коммунистлириниң 1957-1958-йиллиридики “йәрлик милләтчилик”кә зәрбә бериш һәрикитигә аит 9 парчә һөҗҗәтниң инглизчә в русчә нусхисини елан қилған болуп, мәзкур һөҗҗәтләрниң көпинчиси совет иттипақиниң үрүмчидики баш консули добашинниң ваң енмав, лү җәнрен, сәйпидин әзиз вә башқилар билән сөзләшкән “йәрлик милләтчилик”кә қарши йиғин һәққидики сөһбәт хатириси вә доклатидин ибарәттур. Добашин 1944-1948-йиллири арисида совет иттипақиниң ғулҗидики консули болуп турғанда әлихан төрә, әхмәтҗан қасими вә башқа шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлири билән көп қетим учрашқан инқилабниң пүтүн җәрянлири билән тонуш шәхс иди. У 1957-1959-йиллири арисида қайтидин үрүмчидә баш консул болуп ишлигән иди.

Тарихи учурларға асасланғанда, 1957-йили, 12-айниң 16-күнидин таки 1958-йили 4-айғичә тәхминән 5 ай давамлашқан уйғур аптоном районлуқ парткомниң “йәрлик милләтчилик””кә қарши туруш бойичә кеңәйтилгән омуми йиғини билән мунасивәтлик аталмиш “йәрлик милләтчи” намида бир қисим уйғур зиялийлири, рәһбири кадирлириға зәрбә бериш хитай компартийәси уйғур диярини игилигәндин буянқи тунҗи қетимлиқ кәң көләмлик сиясий һәрикәт һесабланған.

Түркийәдики һаҗи тәппә университетиниң тарих оқутқучиси доктор әркин әкрәмниң қаришичә, хитай компартийәсиниң уйғур милләтпәрвәрлири, рәһбири кадирлири вә зиялийлирини ашкара әйибләп, омумийүзлүк зәрбә беришни 1957-йили башлиши әмәлийәттә униң уйғур дияридики күчиниң ешиши, милли армийә қатарлиқларни йоқитип, өз һөкүмранлиқини мустәһкәмлишидин кейин болди.

1954-1958-Йиллири арисида ғулҗидики или қазақ аптоном областлиқ җамамәт хәвпсизлик идарисидә хизмәт қилған, һазир қазақистанда яшаватқан 89 яшлиқ нурмуһәммәд садиқофниң ейтишичә, 1958-йилидики йәрлик милләтчиликкә зәрбә бериш кеңәйтилгән йиғинида зия сәмәди , ибрайим турди, абдуреһим әйса, абдуреһим сәиди қатарлиқ кишиләрниң “милләтчилик” билән әйиблинип йезилған доклатлар “шинҗаң гезити”дә елан қилинған вә идариләрдә бу мәсилә һәққидә йиғинлар ечилип, улар омумиййүзлүк тәнқид астиға елинған иди.

Вудров вилсон мәркизи ашкарилиған “русийә дөләтлик һазирқи заман тарихи архипханиси” да сақлиниватқан хитайниң 1957-1958-йили уйғур диярида елип барған “йәрлик милләтчилик”кә зәрбә бериш һәрикитигә аит бу бир қисим һөҗҗәтләрни макартур фонди тәминлигән. Бу, мәзкур һөҗҗәтләрниң тунҗи қетим хәлқара җәмийәткә ашкарилинишидур. (Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.