“йүксәк мухтарийәт” ниң бәрбат болуши: хитай йүксәк мухтарийәтни қандақ рәт қилди

Мухбиримиз үмидвар
2021.05.06
Muhemmed-imin-Bughra-2.jpg Муһәммәдимин буғра билән әйса йүсүп алптекин 1960-йили һиндистан пайтәхти деһлида ечилған асия-африқа әллири қурултийида.
RFA/Qutlan

1943-Йили 4-айда 1931-1934-йиллиридики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң рәһбәрлиридин бири вә хотән һөкүмитиниң рәһбири муһәммәд имини буғра 9 йиллиқ муһаҗирәт һаятидин кейин чоңчиңға келип, хитай мәркизидә көп йиллардин буян паалийәт қиливатқан мәсуд сәбири байқози, әйса йүсүп алиптекин қатарлиқлар билән бирликтә өзлириниң сиясий күрәшлирини башлиди. Муһәммәд буғраниң өз әслимисидә қәйт қилишичә, улар мәслиһәтлишип шу вақиттики вәзийәткә көрә биринчи қәдәмдә хитай мәркизий һөкүмитидин йүксәк мухтарийәт һоқуқини дәва қилип, уни ишқа ашурушни күрәш нишани қилип бекитти.

Әнә шуниңдин кейин бу үч әпәнди хитай мәркизий һөкүмитидин өз вәтининиң йүксәк дәриҗидә өзини өзи башқуруш һоқуқини изчил тәләп қилиш, хитай асасий қануниға бу хил һоқуқ вә миллий намлирини киргүзүш қатарлиқ түрлүк сиясий паалийәтлирини қанат яйдурди. Түркийәдики егә университети профессори алимҗан инайәтниң қаришичә, уларниң хитай мәркизий һөкүмитидин биваситә мустәқиллиқ тәләп қилмай, алий мухтарийәт тәләп қилиш истратегийәсини бәлгилишиниң көп хил сәвәблири мәвҗут иди. Лекин бу уларниң мустәқиллиқ арзусидин ваз кәчкәнлики әмәс иди.

Үч әпәнди тунҗи қетим 1945-йили 4-айда җаң кәйши башчилиқидики хитай мәркизий һөкүмитигә 15 маддилиқ “тәләп-пикир” сунған болуп, буниңда йүксәк мухтарийәт бериш вә “шинҗаң” намини “түркистан” ға өзгәртиш қатарлиқ маддилар бар иди. Арқидин улар 1945-йили 8-айда йәнә бир қетим хитай мәркизий һөкүмитидин шәрқий түркистанға “йүксәк мухтарийәт” беришни тәләп қилди.

Тәтқиқатчи таран уйғурниң қаришичә, лекин, җаң кәйшидин башлап барлиқ хитай рәһбәрлири уйғур рәһбәрлириниң “йүксәк мухтарийәт” тәләплирини ички җәһәттә музакирә қилип уни баштин ахири рәт қилиш позитсийәси тутти. Улар қаримаққа худди уларниң мундақ тәләпләрни оттуриға қоюши қанунлуқтәк вә қарши алидиғандәк қияпәттә көрүнсиму, әмәлийәттә уни рәт қилиш тәрәпдари иди.

Ундақта, хитай рәһбәрлири гәрчә йүксәк мухтарийәт һоқуқини көңлидин халимисиму, һәтта униңға қарши болсиму, немә сәвәбтин уйғур рәһбәрлириниң хитай мәркизий һөкүмитигә вә униң қурултайлирида мундақ тәләпләрни рәсмий оттуриға қоюшиға йол қойиду? әнқәрә университетиниң уйғур тарихи бойичә докторанти муһәммәд ели әпәндиниң қаришичә, бу вақитта гоминдаң даирилири асаслиқи өзлирини дуняға демократик һакимийәт қилип көрситишкә тиришқандин башқа йәнә ички уруш, миллий мунасивәтләр қатарлиқ амилларғиму диққәт қилғаниди.

Җаң кәйши һөкүмити 1949-йили 1-айниң 1-күни ахири йүксәк мухтарийәт дәваси қилидиған мәсуд әпәнди вә әйса әпәндиләрни өлкилик һөкүмәт рәиси вә баш катипилиқидин қалдуруп, рәислик орниға мундақ тәләптин йирақ вә әсли русийәлик татарлардин бурһан шәһидини тиклигән. Шуниңдин кейин “йүксәк мухтарийәт” аталғуси бара-бара сиясий тәләпләрдин қалди. 1949-Йили 10-айда хитай компартийәси уйғур диярини игилигәндин кейинму йүксәк мухтарийәт сиясий йүргүзмиди.

Бу һәқтики толуқ мәлуматни улиништин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.