Шиветсарийәдә үрүмчи 5-июл қирғинчилиқи мунасивити билән бирләшмә намайиш елип берилди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.07.02
5-iyul-shiwetsariye-1

Парламент әзаси николас валдәр уйғурлар билән сөһбәтлишиватиду. 2024-Йили 1-июл, берн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

5-iyul-shiwetsariye-2.jpg

Шивейтсарийә таратқулириниң мухбирлири нәқ мәйдандин сүрәткә алмақта. 2024-Йили 1-июл, берн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

5-iyul-shiwetsariye-3

Шивейтсарийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси софийә бәргәр ханим. 2024-Йили 1-июл, берн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

5-iyul-shiwetsariye-4

Шивейтсарийә таратқулириниң мухбирлири нәқ мәйдандин сүрәткә алмақта. 2024-Йили 1-июл, берн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

5-iyul-shiwetsariye-5

Намайиш ахирда бир қисим намайишчилар биллә хатирә сүрәткә чүшти. 2024-Йили 1-июл, берн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

5-iyul-shiwetsariye-6

Намайиш ахирда бир қисим уйғур вә тибәтлик намайишчилар биллә хатирә сүрәткә чүшти. 2024-Йили 1-июл, берн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

5-iyul-shiwetsariye-7

Намайиш мәйданида парламент әзалири вә һәр қайси тәшкилат вәкиллири шивейтсарийә үчүн қизил сизиқ пилакати ачти. 2024-Йили 1-июл, берн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

5-iyul-shiwetsariye-8

Намайиш мәйданида әндили қараханли әпәнди сөз қилмақта. 2024-Йили 1-июл, берн, шивейтсарийә. RFA/Hebibulla Izchi

Бүгүн йәни 1-июл күни шиветсарийәниң пайтәхти берндики парламент бинаси алдида үрүмчи қирғинчилиқиниң 15 йиллиқи вә шиветсарийә-хитай әркин сода келишиминиң 10 йиллиқи мунасивити билән бирләшмә намайиш өткүзүлди. Бу намайиш шәрқий түркистан вә шиветсарийәниң дөләт марши билән башланди.

Бу намайишқа, шиветсарийәдики уйғурлар, тибәтләр, шиветсарийәлик уйғур достлири, хәтәр астидики хәлқләрни қоғдаш тәшкилати, тибәт достлуқ җәмийити, тибәткә нәзәр журнили тәһрирати қатнашқандин башқа йәнә шиветсарийә парламент әзалириму иштирак қилди.

Бүгүнки намайиш һәққидә шиветсарийә уйғур җәмийитиниң рәиси ризванай илһам нәқ мәйдандин радийомиз арқилиқ, үрүмчи 5-июл қирғинчилиқи хатирә намайишини бүгүнгә орунлаштурушниң сәвәби һәққидә тохталди. У, бу намайиш арқилиқ дуняға, җүмлидин шиветсарийә һөкүмитигә дуняда уйғурдәк хитайниң ирқий қирғинчилиқиға учраватқан бир милләтниңму барлиқини билдүрүш вә бүгүн шиветсарийә-хитай әркин сода келишиминиң дәл 10 йиллиқи икәнликини әслитиш икәнликини билдүрди.

Намайишта шиветсарийә уйғур җәмийити, тибәт достлуқ җәмийити, хәтәр астидики хәлқләрни қоғдаш тәшкилати әзалири вә шиветсарийә парламент әзаси николас валдәр, сибәл асланлар парламент бинаси алдида “шиветсарийәгә қизил сизиқ” пилакатини ачти. Пилакатни ечишқа қатнашқан шиветсарийә парламент әзаси сибәл аслан нәқ мәйдандин радийомизниң зияритини қобул қилип, өзиниң 5-июл қирғинчилиқи үчүн толиму ечинидиғанлиқини билдүрүп, намайиш мәйданидики уйғурларға мәдәт бериш билән биргә өзиниң көз қаришини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

У мундақ деди, “әркин тиҗарәт келишимидинму бәкрәк, хитай билән болидиған келишимдә алди билән кишилик һоқуқ муһим. Бу, шиветсарийәдәк демократийә, кишилик һоқуқ, инсанпәрвәрликни қануниниң асасий қилған бир дөләт үчүн ойлинишқа тегишлик мәсилә, әгәр шиветсарийә-хитай әркин сода келишимдә кишилик һоқуқ асасий тема болалмиса, бу келишимму болмаслиқи керәк” дәйду.

Бу намайишқа қатнашқан шиветсарийәлик сопийә бәргәр ханим мәйдисигә өзи қолда тоқувалған шәрқий түркистан байриқини тақап кәлгән болуп, у нәқ мәйдандин радийомизниң зияритини қобул қилип өзиниң көз қаришини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

У мундақ деди: “бундин 4 йил бурун мән уйғурларниң бир имза топлаш паалийитигә қатнишиш арқилиқ уйғурларни тонудум вә уйғурларниң мәдәнийитини шиветсарийәгә тонуштуруш вә уйғурларға ишиниш, улар үчүн қолумдин келишичә хизмәт қилишни өзүмгә тоғра дәп көрдүм, бүгүн бу йәрдә парламент бинаси алдида намайиш қилип сиясәтчиләргә өзүңларниң мәвҗутлуқини билдүрүшүңлар һәқиқәтән тоғра болиду демәкчимән” дәйду.

Намайишта сөз қилған шиветсарийә уйғур җәмийити сабиқ рәиси әндили қараханли сөзидә: “йәтмиш йилдин бери хитай әшәддий сиясәтлири билән уйғур хәлқини тарихтин йоқ қилиш, шәрқий түркистанни ютувелиш үчүн, қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини, шуңа шиветсарийә һөкүмитиниң хитай билән болған келишимнамини башқидин көздин кәчүрүши керәклики” ни тәкитлиди.

Чүштин кейин парламент бинасидикиләрниң ишқа чиқиш саитигә тоғрилап елип берилған бу намайиш, намайишчиларниң җараңлиқ шоарлири вә арқа-арқидин герман тилида сөзлигән нутуқлири билән баштин ахир наһайити җанлиқ кәйпиятта елип берилған болуп, бу намайиш шиветсарийә таратқулириниңму алаһидә диққитини тартқан. Әндили қараханли әпәндиму нәқ мәйдандин радийомизниң зияритини қобул қилип бу һәқтә өзиниң көз қариши вә намайиш һәққидики мәлуматларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Намайишчилар парламент бинаси алдидики мәйданни җараңлиқ шоарлар билән ләрзигә салған болуп “шәрқий түркистанға мустәқиллиқ”, “шәрқий түркистанға һөрийәт”, “уйғурларға һөрийәт”, “террорист хитай”, “ирқий қирғинчилиқни тохтат” дегәндәк шоарларни товлашқан. Улар парламент бинасиға қаритип “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дики тутқунларниң рәсимлирини тизған болуп, бу, парламент сарийиға кәлгән саяһәтчиләр, ишчи-хизмәтчиләрниң алаһидә диққитини тартқаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.