Беларусийәдә вапат болған абдурахман абдулниң аяли вә қизи истанбулға йетип кәлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2021.02.23
Беларусийәдә вапат болған абдурахман абдулниң аяли вә қизи истанбулға йетип кәлди Истанбулдин беларусийәгә берип коруна вируси билән юқумлинип вапат болған 44 яшлиқ уйғур зиялийси абдурахман абдул аяли нисагүл билән хатирә сүрәттә. 2020-Йили, истанбул.
RFA/Arslan

Истанбулдин беларусийәгә берип коруна вируси билән юқумлинип вапат болған 44 яшлиқ уйғур зиялийиси абдурахман абдулниң аяли нисагул вә қизи 21 ‏-феврал күни кечидә истанбулға сақ-саламәт қайтип кәлди.

Биз мәрһум абдурахман абдул вә вапати тоғрисида мәлумат елиш үчүн мәрһумниң истанбулға қайтип кәлгән аяли нисагул билән сөһбәт елип бардуқ.

Нисагул зияритимизни қобул қилип алди билән мәрһум йолдиши абдурахман абдулниң һаяти тоғрисида қисқичә тохталди. Мәрһум абдурахман абдул әсли турпан вилайитидин болуп бу йил 44 яшқа киргән. У илгири шәндуң нефит университетида оқуғаникән. У, 2012 ‏-йили түркийәгә оқуш вә билим ашуруш үчүн кәлгән болуп, түркийәгә кәлгәндин кейинму истанбул тиҗарәт университетида кархана башқуруш кәспидә магистирлиқ унвани үчүн оқуған, кейин оқуштин чекинип бир мәзгил мәлум бир ширкәттә буғалтир болуп хизмәт қилғандин кейин өз алдиға игилик тикләш үчүн истанбулда “идиқут” намида бир рестуран ачқан.

Истанбулдин беларусийәгә берип коруна вируси билән юқумлинип вапат болған 44 яшлиқ уйғур зиялийси абдурахман абдул қизи билән хатирә сүрәттә. 2020-Йили, истанбул.

Нисагүлниң билдүрүшичә улар һәм қизини явропада яхши оқутуш вә игилик тикләш мәқситидә өткән йили явропаға кетишни пиланлиғаникән. Мәрһум абдурахман абдул вә аяли қизи билән бирликтә явропаға кетиш үчүн бу йил 1 ‏-айниң 26 ‏-күни истанбулдин беларусийәгә барғандин кейин явропаға кетиш үчүн айропиланға чиқиш җәрянида коруна вируси билән юқумланғанлиқи байқилип айропиланға чиқалмай икки һәптә беларусийәниң минск шәһиридә қелишқа мәҗбур болған. Бирақ у шу йәрдә даваланған болсиму үнүми болмай 18 ‏-феврал күни вапат болған.

Нисагүлниң билдүрүшичә, мәрһумни йәрликигә қоюш үчүн түркийәдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан вә фарабий тәлим-тәрбийә, мәдәнийәт вә илмий тәтқиқат җәмийитиниң рәиси абдулла қарақашниң йол меңиши билән түркийәниң беларусийәдә турушлуқ әлчиханиси вә дини ишлар башқармисиниң беларусийәдики шөбә мәсуллири ярдәм қилған болуп, мәрһумниң мейити мусулманлар мазарлиқиға дәпнә қилинған.

Нисагүл ханимниң билдүрүшичә, улар коруна вируси билән юқумланғандин кейин бир һәптә дохтурханида ятқандин кейин у дохтурханиниң давалаш техникилириниң төвән икәнликини һес қилған вә түркийәгә қайтип кетиш үчүн түркийәдики тәшкилат рәһбәрлири билән алақә қилип қайтип кетишни тәләп қилған. Тәшкилат мәсуллири уларни түркийәгә қайтуруп кәлтүрүш үчүн тиришчанлиқ көрсәткән болсиму, бирақ вирус билән юқумланған бир кишини айропиланға чиқиришқа вә йөткәшкә амал болмиған.

Мәрһум абдурахман абдулниң истанбулда йеқин өткән дости мәмәттурсун уйғур әпәнди, мәрһум абдурахман абдул билән кесәл вақтида телефонда сөзләшкәнликини, уларниң истанбулға қайтип келиши үчүн түркийәдики бәзи тәшкилат мәсуллириниң ярдими билән уларға пул әвәткәнликини, бирақ шу пул әвәткән күни йәни 18‏-феврал күни абдурахман абдулниң өлүм хәвирини аңлап қайғуға чөмгәнликини, мәрһумниң бәк тез вә туюқсизла өлүп кәткәнликидин бәк ечинғанлиқини ипадилиди.

Нисагул ханим, мәрһум йолдишиниң ахирәтлик ишлири тамамлинип дәпнә қилинғандин кейин 21‏-феврал күни кечидә қизи билән истанбулға сақ-саламәт қайтип кәлгән. Уларниң қолида түркийәдә муддәтсиз олтурақлишиш рухсәт кинишкиси болуп, улар истанбулға келиштә һеч қандақ тосалғуға учримиған.

Нисагул ханим вә униң қизиму корона вируси билән юқумланған болуп әһвали анчә еғир әмәс икән. Улар һазир истанбулдики өйидә дура ичип давалиниватқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.