Қәшқәр вилайәтлик қатнаш идарисниң башлиқи аблиз тохтаҗиниң 7 йиллиқ кесилгәнлики дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2021.02.03
Қәшқәр вилайәтлик қатнаш идарисниң башлиқи аблиз тохтаҗиниң 7 йиллиқ кесилгәнлики дәлилләнди Қәшқәр вилайәтлик қатнаш идарисиниң сабиқ башлиқи, мәһбус аблиз тохтаҗи. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
Oqurmen teminligen

Йеқинда қәшқәр вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бири радийомизға учур йоллап, қәшқәр шәһиридә илгири биллә мәшрәп ойниған 16 кишидин 14нәпириниң тутқун қилинғанлиқи вә көпинчисиниң кесиветилгәнликини мәлум қилди. Инкаста дейилишичә, қәшқәр вилайәтлик қатнаш башқуруш идарисиниң башлиқи аблиз тохтаҗиниму өз ичигә алған бу мәшрәп әһли, 2014 ‏-йили вә униңдин илгирики йилларда ойниған мәшрәпшлири сәвәплик “қанунсиз топлиниш вә тәшкиллиниш” билән әйиблинип, 2017 ‏-йилниң оттурилири тутқун қилинған. Мухбиримизниң бу һәқтики ениқлашлири давамида, мәзкур мәшрәп әзалиридин аблиз тохтаҗиниң тутқунда икәнлики дәлилләнди.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, қәшқәр вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бириниң инкас қилишичә, қәшқәрдә иқтисадий, мәмурий вә сәнәт саһәсидә бәлгилик орунға игә болған кишиләрдин вилайәтлик қатнаш идарисиниң башлиқи аблиз тохтаҗи, җоңгу телегираф ширкити қәшқәр шөбисиниң инженири обулқасим абдуреһим қатарлиқ 16 киши бала вақитлиридин башлап тонушидиған қәдинас достлардин болуп, улар ишлири раваҗ тапқан кейинки йиллардиму өзара ташлашмай достлуқини давамлаштурған вә 2014‏-вә униң алдидики йилларда мәшрәп ойнап, мәшрәптә йиғилған пуллирини өз әтраплиридики муһтаҗ кишиләргә ярдәм қилған. Буларниң тутулушидин 3 йил бурунқи бу иш-излири гәрчә қәшқәр хәлқиғә тонулғудәк дәриҗидә кәң вә тәсирлик болмиған болсиму, лагер тутқуни башланғанда уларниң исимлири қара тизимликниң дәсләпки бәтлиридин орун алған.

Биз бу учурниң тоғра-хаталиқини айдиңлаштуруш үчүн қәшқәрдики алақидар идарә органларға телефон қилдуқ. Нөвәттики сиясий вәзийәтниң сәзгүрлики, болупму, һөкүмәтниң чәт әлдин кәлгән телефонларни қобул қилмаслиқ һәққидики җиддий агаһландурушлири сәвбидин, мәзкур мәшрәп һәққидики соалимиз асасән дегүдәк җавапсиз қалди.

Инкаста баян қилинишичә, аблиз тохтаҗи вә достлири адәттә җәмийәттики җиддий мәсилә вә һадисиләрдин өзлирини узақ тутуп кәлгән, аилә вә хизмәт ишидин башқиға бәк көңүл бөлмигән, бош вақитлирини саз-музикавә күлкә-чахчақ билән өткүзүшкә адәтләнгән кишиләр болуп, улар пәқәт мәһәллидики бир қисим юрт чоңи вә диний затларниң тәвсийәси билән мәшрәптә топланған пуллирини, шу затларниң қоллири арқилиқ муһтаҗларға йәткүзгән икән. 2014-‏Йили5 ‏-айда уйғур районида аталмиш “диний әсәбийликкә қарши һәркәт” қозғалғанда, улар мунасәвәт қилған диний зат тутқун қилинған. Шу чағда улар бу диний затларға четилип бирқанчә қетим сорақ қилинғандин кейин қоюветилгән. Улар шуниңдин кейин мәшрәп ойнашни тохтатқан болсиму, әмма бу мәшрәпниң дәрдини тартиштин қутулалмиған.

Өткән айда телефонимизни қобул қилған қәшқәр вилайәтлик қатнаш идарисиниң хадими дәсләптә бу идаридә аблиз тохтаҗи исимлик бир кишиниң болмиғанлиқини ейтти. Аридин бирқанчә һәптә өткәндин кейин телефонимизни қобул қилған йәнә бир хадим, бу идаридә аблиз тохтаҗи исимлик бир киши болғанлиқини инкар қилмиди.

Инкаста баян қилинишичә, 2017 ‏-йили 5‏-айда мәшрәптики 16 кишиниң һәммиси тәңла тутқун қилинған. Улар бир йилдин артуқ “тәлим-тәрбийә” дин кейин, пәқәт иккисила қоюп берилгән. Қалған 14нәпири охшимиған муддәттә кесиветилгән.

Қәшқәр вилайәтлик парткомниң бир хадими қатнаш идарисиниң башлиқи аблиз тохтаҗиниң тутуп кетилгәнликини вә бу һәқтә вилайәтлик партикомда уқтуруш тарқитилғанлиқини ашкарилиди. Аблиз тохтаҗи олтурушлуқ аһалиләр кометити тәвә сақчихана хадиминиң ашкарилишичә, “аблиз тохтаҗи сорақ давамида позитсийәси яхши болғанлиқи үчүн, башқиларға нисбәтән аз, йәни 7 йиллиқ кесилгән.” әмма бу хадимниң баянлиридин униңға конкирет қандақ җинайәт артилғанлиқи вә қалған достлириниң қанчә йиллиқтин кеилгәнлики һазирчә мәлум әмәс. У нөвәттә йәркәндики пәйлу түрмисидә җаза муддитини өтимәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.