154 Тәшкилат бирликтә алма ширкитини кишилик һоқуқни қоғдашқа чақирди
2020.12.20
154 Тәшкилатдин тәркиб тапқан паалийәтчиләр гурупписи җүмә күни алма ширкитиниң баш иҗраийә әмәлдари тим кукқа мәктуп йоллап, ширкәтни өзиниң кишилик һоқуқ сияситини қоғдашқа вә иҗра қилишқа чақирди.
“паюл” дәп атилидиған бир тибәт хәвәрләр ториниң билдүрүшичә, мәзкур гуруппа уйғур, тибәт, җәнубий моңғул, хоңкоң, тәйвән вә хитай хәлқигә вәкиллик қилидиған кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин тәркиб тапқан икән.
Хәттә алма ширкитидин авғустта мақулланған йеңи кишилик һоқуқ сияситини йолға қоюш тәләп қилинған.
Буниңда алма ширкитиниң “уйғур мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қануни” ниң улини колаш, хоңкоңдики алма дукини хизмәтчилириниң демократийә һәрикитини ашкара қоллишини чәкләш вә кишилик һоқуқ сияситидики вәдиләрни иҗра қилмаслиқ қатарлиқ қилмишларда болғанлиқи көрситилди.
Улар хетидә йәнә, алма ширкитиниң “учур вә пикир әркинликини қоғдиялмиғанлиқи” ни әйибләп, ширкәтниң абунтларниң тәкшүрүш вә назарәттин сақлинишиға ярдәм беридиған мәвһум шәхсий тор (VPNs) ға охшаш әпләрни хитайдики әп дукинидин елип ташлиғанлиқини билдүрди.
Мәзкур паалийәтчиләр гурупписи елан қилған баянатта, пайчилар йеңи тәклип сунуп, алма ширкитини кишилик һоқуқ сияситини қандақ йолға қоюватқанлиқи тоғрисида доклат беришкә чақирғанлиқи, әмма алма ширкити адвокатлириниң тәдбир қоллинип бу тәклипниң музакирә қилинишиниң алдини алғанлиқини билдүрди.
Йеқинқи бир хәвәрдә, алма ширкитиниң америка дөләт мәҗлисидә тонуштурулған “уйғур мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қануни” ға қарши һәрикәт қилғанлиқи ашкариланған иди.