Уйғур һәйити парламент әзалиридин австралийәниң уйғур қирғинчилиқини етирап қилишини тәләп қилған

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2023.04.25
heyetni-Kutiwelish-yighini.jpg Австралийә уйғур җәмийити уйғур һәрикити тәшкилати мәсуллирини күтүвелиш мурасимида хатирә сүрәт. 2023-Йили апрел, сидней, австралийә.
RFA/Erkin Tarim

Австралийә уйғур җәмийити вә уйғур һәрикити тәшкилати мәсуллиридин болуп 7 кишидин тәркиб тапқан бир һәйәт 4-айниң 24-күни сидней шәһиридә бир қатар паалийәтләрни елип барди. Бу паалийәтләрниң муһим нуқтиси уларниң австралийә парламент әзалиридин уйғур қирғинчилиқини етирап қилишини тәләп қилиш болди.

Шу күни йәнә сидней университетида “һәдәмни издәймән намлиқ” һөҗҗәтлик филимни көрситиш вә уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийити тоғрисида доклат бериш йиғини өткүзүлди.

Америкадин келип бу учришишларға қатнашқан уйғур һәрикити тәшкилатиниң мудири рошән аббас ханим мундақ деди: “биз австралийәгә келип паалийәтлиримизни башлиғандин буян бу йәрдики уйғур җамаити билән көрүшүш, бәзи парламент әзалири билән көрүшүш вә аммиви тәшкилатлар билән учришиш қатарлиқ паалийәтләрни қилдуқ. Австралийә ишчилар партийәсиниң парламент әзаси линда волтз ханим уюштурған яшлар йиғинида доклат бәрдим. Линда ханим австралийә парламентида уйғур мәсилисини изчил һалда оттуриға қоюп келиватқанлиқини ейтти. Мән йиғинда бәргән доклатимда австралийә парламентиниң уйғур қирғинчилиқини етирап қилиши керәкликини, хәлқара магнитиский қанунини австралийә һөкүмитиниңму иҗра қилип, ирқий қирғинчилиқ билән четишлиқи бар хитай әмәлдарлирини җазалиши керәкликини, уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә бериши керәкликини, тәминләш зәнҗирини қанунини иҗра қилиш керәкликини оттуриға қойдум. Линда волтз ханим бу һәқтә қолидин кәлгәнни қилидиғанлиқини билдүрди”.

Сидней университетида “һәдәмни издәймән намлиқ” һөҗҗәтлик филимни көрситиш вә уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийити тоғрисида доклат бериш йиғинидин көрүнүш. 2023-Йили апрел,  сидней, австралийә.
Сидней университетида “һәдәмни издәймән намлиқ” һөҗҗәтлик филимни көрситиш вә уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийити тоғрисида доклат бериш йиғинидин көрүнүш. 2023-Йили апрел, сидней, австралийә.
RFA/Erkin Tarim

Австралийә уйғур җәмийити вә уйғур һәрикити тәшкилати мәсулидин болуп 7 кишидин тәркиб тапқан һәйәт 4-айниң 24-күни американиң сидней шәһиридә турушлуқ консули киристина әлдәр ханим билән учришип 4 бәтлик тәләп хетини сунған.

Мәзкур өмәктин орун алған дуня уйғур қурултийи муһаҗирлар комитети муавин рәиси мәхмәт җәләпчи әпәнди бу тоғрисида мәлумат бәрди.

Рошән аббас ханим билән тәйвән парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң баш катипи, 1989-йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири өркәш дөләт 22-апрел күни австралийәгә йетип кәлгән болуп, 23-апрелда сиднейдики уйғурлар уларни күтүвелиш паалийити өткүзгән. Паалийәттә рошән аббас билән өркәш дөләт юртдашларниң соаллириға җаваб бәргән.

“уйғур һәрикити тәшкилати” ниң рәһбири рошән аббас ханим австралийә ишчилар партийәсиниң парламент әзаси линда волтз(Lynda Voltz) ханим билән. 2023-Йили апрел,  сидней, австралийә.
“уйғур һәрикити тәшкилати” ниң рәһбири рошән аббас ханим австралийә ишчилар партийәсиниң парламент әзаси линда волтз(Lynda Voltz) ханим билән. 2023-Йили апрел, сидней, австралийә.
RFA/Erkin Tarim

Австралийәдики бу паалийәткә қатнашқан уйғурларниң ейтишичә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари ишханиси өткән йили 8-айниң 30-күни уйғурлар һәққидики доклатини елан қилғандин кейин, австралийә парламентиму уйғурлар мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүшкә башлиған. Бундин кейин австралийә парламентиниңму уйғур қирғинчилиқи тоғрисида қарар лайиһәсини мақуллуқтин өткүзүш еһтималлиқи бар икән.

Мәзкур учришиш паалийәтлирини елип барған һәйәт австралийә уйғур җәмийити рәиси мәмәт обул, муавин рәиси гүлмирә зунун, дуня уйғур қурултийи муһаҗирлар комитети муавин рәиси мәхмәт җәләпчи, д у қ ниң муавин тәптиши җүрәт абдукерим, ички ишлар комитети мудири бәхтияр бөрә вә вашингтондики уйғур һәрикити тәшкилатиниң мудири рошән аббас қатарлиқлардин тәркиб тапқаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.