Биллинкен яң җйечиға американиң уйғурларниң кишилик һоқуқини һимайә қилишни давамлаштуридиғанлиқини ейтқан
2021.02.07
Американиң юқири дәриҗилик дипломати антоний биллинкен хитай дипломати билән болған тунҗи қетимлиқ телефон сөһбитидә американиң уйғур мәсилисидики мәйданини очуқ оттуриға қойған вә уйғурларниң кишилик һоқуқини һимайә қилишни изчил давамлаштуридиғанлиқини билдүргән.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики баянатиға қариғанда, антоний биллинкен американиң мәзкур мәсилидики мәвқәсини 5-феврал хитай компартийәси мәркизи комитети ташқи ишлар хизмити рәһбәрлик гурупписи ишханисиниң мудири яң җйечи билән телефонда көрүшкәндә оттуриға қойған.
Баянатта мундақ дейилди: “ташқи ишлар министири биллинкен американиң шинҗаң, тибәт вә хоңкоңни өз ичигә алған районлардики кишилик һоқуқ вә демократик қиммәт қарашлирини һимайә қилишни изчил давамлаштуридиғанлиқини тәкитлиди.”
Биллинкен бу һәқтә тарқатқан твиттер учурида мунуларни билдүрди: “мән бейҗиңдики кәсипдишим яң җйечи билән өткүзгән телефон сөһбитидә, а қ ш ниң миллий мәнпәәтлиримизни қоғдайдиғанлиқини, демократик қиммәт қарашлиримизни һимайә қилидиғанлиқини вә хәлқара системини суйиистемал қилғанлиқи сәвәблик бейҗиңни җавабкарлиққа тартидиғанлиқини ениқ оттуриға қойдум.”
Антоний биллинкен вәзипигә тәйинлинип тунҗи өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинда, хитайниң уйғурлар устидин ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини қайта тәкитлигән вә “мениң ‛уйғурларға қарши ирқий қирғинчилиқ елип бериливатиду‚ дегән һөкүмүм йәнила әслидикидәк. Униңда өзгириш болғини йоқ,” дегән иди.
Американиң сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо 19-январ елан қилған баянатида хитайниң уйғурларға қарши “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” садир қиливатқанлиқини җакарлиған иди.