Әнглийәдики хәйр-сахавәт оргини қәйсәридики уйғур оқуғучилирини тамақ билән тәминләш программиси йолға қойди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2023.08.15
Charity-Right-qeyseri-mektep-1.jpg “Charity Right” (хәйр-сахавәт һоқуқи) қәйсәри уйғур мәктәп оқуғучилириниң тамиқини тәминләшни башлаш мурасимида оқуғучилар шатлиққа чөмди. 2023-Йили 12-авғуст, қәйсәри, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Әнглийәдики “Charity Right” (хәйр-сахавәт һоқуқи) дәп аталған, дуняниң һәр қайси җайлиридики ачарчилиқта, қийинчилиқта қалған кишиләргә ярдәм көрситиш оргини қәйсәридики уйғур оқуғучиларға ярдәм көрситип, уларниң тамиқини тәминләп беришкә башлиди.

2014-2015-Йиллири тайланд вә малайсия арқилиқ түркийәгә кәлгән уйғурлардин 2000 дәк киши түркийәниң қәйсәри вилайитигә орунлаштурулған болуп, улар 8 йилдин буян шу җайда яшимақта иди. Бу уйғурлар балилириға уйғур тили, дини вә уйғур тарихини өгитиш үчүн 2018-йили “уйғур мәктипи” қурған болуп, мәзкур мәктәптә һазир 200 әтрапида оқуғучи оқумақта. Бу оқуғучилар арисида ата-анилири вәтинидә вә тайланд түрмилиридә йетиватқанлар бар болуп, буларға үч вақ тамақ бериш зор бир мәсилигә айланғаниди. Әнглийәдики “Charity Right” намлиқ хәйр-сахавәт оргини уларға ярдәм қолини узитип 200 уйғур оқуғучиниң үч вақ тамиқини тәминләп беришкә башлиған.

Мәзкур хәйр-сахавәт оргини 8-айниң 12-күни қәйсәридики уйғур мәктипидә мурасим өткүзүп, мәзкур мәктәпниң ашхана әслиһәлирини йеңилап, мәхсус маашлиқ ашпәз қобул қилип, уйғур оқуғучиларниң мәктәптики тамиқини тәминләп беришкә башлиғанлиқини җакарлиған.

Қәйсәридики уйғур җамаәтчилики қәйсәри уйғур мәктәп мудири абдуғопур һаҗим(оңда) ниң мудирлиқ хизмитидики төһписи үчүн көк байрақ чүшүрүлгән хатирә буюми тәқдим қилди. 2023-Йили 12-авғуст, қәйсәри, түркийә.
Қәйсәридики уйғур җамаәтчилики қәйсәри уйғур мәктәп мудири абдуғопур һаҗим(оңда) ниң мудирлиқ хизмитидики төһписи үчүн көк байрақ чүшүрүлгән хатирә буюми тәқдим қилди. 2023-Йили 12-авғуст, қәйсәри, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Биз бу һәқтә тәпсилий мәлумат игиләш үчүн бу хәйр-сахавәт оргининиң түркийәдики мәсули хумаргүл яқуп билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “2021-йилидин башлап истанбулдики ‛оқу уйғур билик юрти‚ билән ‛ай билик қизлар мәктипи‚ оқуғучилирини үч вақ тамақ билән тәминләп келиватимиз. Шундақла уйғур оқуғучиларниң яхши тәрбийәлиниши үчүн сөһбәт вә лексийә сөзләш паалийәтлирини уюштуруватимиз. Биз бу йил оқуғучиларға тамақ ярдими бериш паалийитимизни қәйсәригиму кеңәйттуқ. Мушу мунасивәт билән 8-айниң12-күни қәйсәридики уйғур мәктипидә ечилиш мурасими өткүздуқ. Мәзкур паалийәткә тәхминән 200 дин артуқ адәм қатнашти. Паалийәт наһайити җанлиқ, көңүллүк вә мәнилик өтти. Бу ечилиш мурасимимизға қәйсәри маарип тәтқиқат вә һәмкарлиқ җәмийити әзалири, ‛өткүр‚ җәмийити вәкиллири, ‛оқу уйғур билик юрти‚ мәсуллири вә ‛ай билик қизлар мәктипи‚ вәкиллири, қәйсәридики уйғур җамаәт әрбаблири, ата-анилар вә оқуғучилар иштирак қилди. Шундақла қәйсәридики уйғур аилилиригә вә уйғур оқуғучиларға маддий җәһәттин ярдәм қилип келиватқан шәхсләр, аммиви тәшкилат мәсуллири қатнашти. Бу мурасимда уйғур оқуғучилар сәрхил номурларни орунлаш билән бирликтә ,кәлгән меһман вә вәкилләр тәбрик сөзлирини қилди”.

Ечилиш мурасимида сөз қилған қәйсәри уйғур маарип тәтқиқат вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси, қәйсәри уйғур мәктипиниң мудири абдуғопур һаҗим телефон зияритимизни қобул қилип, қәйсәри уйғур мәктипиниң омумий әһвали тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “бу мәктәпниң тонулған исми қәйсәри уйғур мәктипи. Бу мәктәптә 2018-йилидин башлап мәктәпни башқуридиған хадимлар, оқутқучилар, тазилиқчи, ашпәзләрдин болуп тәхминән 18-20 адәм ишләйду. Бу оқуғучиларға пәнний, диний дәрсләр вә дөләт мәктәплиридә өгитиливатқан дәрсләр бирликтә өтүлүп кәлмәктә. Мәктипимиздә 4 яштин 16 яшқичә оқуғучилар бар. Биз бу мәктәптә қәйсәригә йеңи кәлгән уйғурларниң балилириға қурани-кәрим, уйғур ана тили, шәрқий түркистанниң тарихи вә җуғрапийәси ниөгитиш билән бирликтә, физика вә математика дәрслириниму өтүватимиз. Бу оқуғучиларниң көпи дөләт мәктәплиридә оқуватқан оқуғучилар болуп, буларға дәрс тәкрарлап берипму кәлгәнидуқ. Һазир мәктипимиздә 200 әтрапида оқуғучимиз бар.

“Charity Right” (хәйр-сахавәт һоқуқи) қәйсәри уйғур мәктәп оқуғучилириниң ашпизиниң маашини тәминләйдиған болди. 2023-Йили 12-авғуст, қәйсәри, түркийә.
“Charity Right” (хәйр-сахавәт һоқуқи) қәйсәри уйғур мәктәп оқуғучилириниң ашпизиниң маашини тәминләйдиған болди. 2023-Йили 12-авғуст, қәйсәри, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Биз бу оқуғучиларниң мәктәпкә келип-кетиш, йемәк-ичмәк вә дәптәр қәләм билән тәминләш ишлирини қәйсәридики тонуш-билиш, аммиви тәшкилатлар вә шәхсләрниң ярдәм қилиши билән қилип кәлгәнидуқ. Кичик машиниларниң ичигә көп санда балиларни чиқирип мәктәпкә әкелип, җапалиқ хизмәтләр билән мәктәп маңғаниди. 2020-Йили 18 киши патидиған бир машина елип балиларни униң билән тошушқа башлидуқ”.

Абдуғопур әпәнди мәзкур мәктәптә ата-аниси вәтәндә вә тайландта түрмиләрдә йетиватқан йетим балиларниңму оқуватқанлиқини, бурун оқуғучиларға тамақ тәминләштә зор қийинчилиқларға дучар болғанлиқини, әмдиликтә болса әнглийәдики “Charity Right” хәйр-сахавәт оргининиң мәктипиниң ашхана әслиһәлириниң һәммисини толуқлап, ашпәзләрниң маашини берип, уйғур оқуғучиларниң тамақ мәсилисини тәлтөкүс һәл қилип бәргәнликини билдүрди.

Хумаргүл яқуп бу органниң уйғур мәктәплиригә тамақ тәминләп ярдәм қилишидики мәқсити тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “бу органниң уйғурларға ярдәм қилишидики мәқсити болса, өз вәтинидики зулум вә чәклимиләр түпәйлидин чәтәлләрдә мусапир болуп яшашқа мәҗбур болған, қийинчилиқи бар уйғур аилиләргә ярдәм бериш, шундақла уйғур пәрзәнтлириниң кәлгүсигә мәбләғ селиш, уйғур балиларниң яхши обдан озуқлинип, яхши оқуп кәлгүсидә өзиниң миллий вә диний кимликини тонуған ярамлиқ уйғур әвладлириниң йетишип чиқишиға төһпә қошуштин ибарәт. Биз мушу мәқсәттә уйғурларниң миллий, диний кимликини қоғдашни өзиниң нишани қилған уйғурларниң тили, тарихи, мәдәнийити, диний илимләр вә қурани-кәрим өгитиш ишлири билән шуғуллиниватқан мәктәпләргә тамақ ярдими беришни қарар қилған идуқ”.

У, түркийәдики уйғурларға 2 хил ярдәм бериватқанлиқини баян қилди. У, мундақ деди: “бизниң һазир түркийәдә икки хил ярдәм программимиз давам қиливатиду. Униң бири иқтисадий җәһәттин қийинчилиқи бар уйғур аилиләргә ярдәм бериш программиси, йәнә бири болса уйғур оқуғучиларни мәктәп тамиқи билән тәминләш программисидур. Биз 3 йилдин буян түркийә истанбулда яшаватқан иқтисадий қийинчилиқи бар 200 дин артуқ уйғур аилисигә һәр ай маддий җәһәттин ярдәм бериватимиз”.

Истанбулдики уйғур илим-мәрипәт вәхписи рәиси һәбибулла күсәни әпәнди өзлириниң 2 йилдин буян бу органдин ярдәм еливатқанлиқини, уйғур пәрзәнтлириниң яхши озуқлинип, яхши оқуши үчүн зор пайдиси болуватқанлиқини тәкитлиди.

Хумаргүл яқуп ханим “Charity Right” намлиқ хәйр-сахавәт оргининиң мәктәп тамиқи тәминләп бериватқан дөләтләр тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “әнглийә ‛Charity Right‚ хәйр-сахавәт оргини 2016-йили әнглийәдә яшаватқан мусулманлар тәрипидин қурулған йемәк-ичмәк ярдәм хизмәтлири билән шуғуллинидиған хәлқаралиқ бир органдур. Һазир судан, йәмән, пакистан, афғанистан, баңладиш, ефийопийә, малади вә түркийә қатарлиқ 8 дөләттә мәктәпләрдики оқуғучиларни тамақ билән тәминләп уларниң маарип хизмәтлирини қоллаватиду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.