Түркийә баш министири: шәрқий түркистанда дәрд-әләм тартиватқан қериндашлиримниң қурбан һейтини тәбрикләймән
2013.10.14
Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған һәр йилдикидәк һейт тәбрик баянати елан қилди. Һейт тәбрик баянатида тунҗи қетим шәрқий түркистан мәсилисини тилға алди.
У мундақ деди:
“мубарәк қурбан һейтиңларни чиң көңлүмдин тәбрикләймән. Бу һейтниң миллитимизгә ислам дунясиға хәйр елип келишини, муқәддәс кәбәдә тавап қиливатқан мусулман қериндашлиримизниң дуалирини аллаһ қобул қилғай. Дуняниң һәрқайси җайлирида болупму сүрийәдә, мисирда, миянмарда, пәләстиндә, шәрқий түркистанда зулум астида дәрд-әләм тартиватқан қериндашлиримизниң балдуррақ тинчлиққа, муқимлиққа еришишини тиләймән.”
Баш министир рәҗәп таййип әроғанниң 12 йилдин бери тунҗи қетим һейт тәбрикнамисидә шәрқий түркистанни тилға елишини қандақ чүшинишимиз керәк? бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн мунасивәтлик кишиләргә микрофонимизни узаттуқ.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.