Истанбулда өткүзүлгән иптар паалийитидә уйғурлар бирлик-иттипақлиққа чақирилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2018.06.04
istanbul-iptar-paaliyiti-1.jpg

Истанбулда өткүзүлгән иптар паалийитидин көрүнүш. 2018-Йили 2-июн. RFA/Arslan

istanbul-iptar-paaliyiti-2.jpg

Истанбулда өткүзүлгән иптар паалийитидин көрүнүш. 2018-Йили 2-июн. RFA/Arslan

istanbul-iptar-paaliyiti-3.jpg

Истанбулда өткүзүлгән иптар паалийитидин көрүнүш. 2018-Йили 2-июн. RFA/Arslan

istanbul-iptar-paaliyiti-4.jpg

Истанбулда өткүзүлгән иптар паалийитидин көрүнүш. 2018-Йили 2-июн. RFA/Arslan

istanbul-iptar-paaliyiti-5.jpg

Истанбулда өткүзүлгән иптар паалийитидин көрүнүш. 2018-Йили 2-июн. RFA/Arslan

istanbul-iptar-paaliyiti-6.jpg

Истанбулда өткүзүлгән иптар паалийитидин көрүнүш. 2018-Йили 2-июн. RFA/Arslan

Рамизан пүтүн дуня мусулманлириниң бир ай роза тутуп, таәт-ибадәт билән шуғуллинидиған шундақла рәһим-шәпқәт, мәғпирәт тәләп қилидиған ейи дәп қарилиду.

Баш штаби истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рамизан ейи мунасивити билән 2-июн, йәни шәнбә күни истанбулниң зәйтинбурну районида зор типтики иптар зияпити паалийити өткүзди. Бу қетимлиқ иптар зияпитигә истанбулда яшаватқан уйғурлардин әр-аял болуп 2000 дин артуқ киши қатнашти.

Иптар паалийитигә истанбулдики шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликигә әза аммиви тәшкилатларниң рәһбәрлири вә әзалириму қатнашти.
Иптар паалийити қуран кәрим тилавити билән башланди. Андин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан сөз қилип, җамаәтниң роза-рамизан ейини тәбриклиди.

Һидайәтулла оғузхан бу қетимлиқ иптар паалийитиниң истанбулдики уйғур җамаити арисида қериндашлиқ вә бирлик-баравәрликни күчәйтишни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди.

Һидайәтуллаһ оғузхан йәнә нөвәттә хитай даирилириниң уйғур диярида йүргүзүватқан зулум вә бесимлириниң барғансери ешип кетиватқанлиқини, уйғурларниң өз мәвҗутлуқини сақлап қелиш үчүн күрәш қилиши лазимлиқини, чәтәлләрдики уйғурларниңму түрлүк қийинчилиқ вә бесимларға дуч келиватқан болсиму, әмма имканийитиниң баричә тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини билдүрди. У йәнә җамаәтни дүшмәнниң суйиқәстлиригә алданмаслиққа, питнә-иғвалардин һошяр турушқа вә уларни бирлик-иттипақлиққа чақириқ қилди.

Арқидин җамаәт вәкиллиридин мәхмутҗан дамоллам вә һәбибулла күсәни қатарлиқлар сөз қилип мусулманлар үчүн роза-рамизанниң әһмийити һәққидә тохталди.

Ахирида мәхмутҗан дамолламниң башчилиқида вәтән ичидики зулум вә бесимларниң йоқилиши вә уйғур хәлқиниң һөрлүккә еришиши үчүн дуалар оқулди.

Иптар паалийитигә қатнашқан уйғур паалийәтчиләрдин адил ишан әпәнди зияритимизни қобул қилип, улуғ роза-рамизан мунасивити билән уйғур хәлқигә үмид-ишәнч вә җасарәт тилиди. У уйғурларниң бир йәргә топлишип паалийәт қилишниң көп тәрәплимилик әһмийәткә игә икәнликини, уйғурларниң ялғуз яшиялмайдиғанлиқини, уларниң һәр заман топлишип бирлик-баравәрликтә яшашни халайдиған бир милләт икәнликини, бүгүнки иптар паалийитигә қатнашқан нәччә миң кишиниң буниң испати икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.