Мисирдин һәйдәлгән оқуғучи абдулла қариһаҗи: бир университетни пүттүргәндәк болдум
2017.10.24

Корладики йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири һәққидә әһвал ениқшлишимиз давамида тутқунлардин бириниң илгири үрүмчидә ислам университетини пүттүргән андин дөләтниң ярдими билән мисирда әзһәр университетини оқуп кәлгән рәхмутулла аблиз икәнлики ашкариланди. Әзһәр университетидин айрилған, нөвәттә түркийәдә яшаватқан абдулла қариһаҗи, рәхмутлла аблизниң тутқун қилиниши һәққидә тәсиратини баян қилип, бу қетим мисирдики уйғур оқуғучиларниң тарқитиветилиш вәқәсиниң өзигә вә сабиқ савақдашлириға көп вә қиммәтлик дәрсләрни өгәткәнликини тилға алди.
Корладики йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири һәққидә әһвал ениқлишимиз давамида корланиң қара юлғун йеза арабуғра кәнтидин тутқун қилинған чәтәлгә чиқип киргән 13 кишидин бириниң мисирда оқуп кәлгән рәхмутулла аблиз икәнлики ашкариланди. Биз рәхмутулла аблизниң әзһәр университетидики тәсири вә һаятиниң қандақ өткәнлики һәққидә алақидар кишиләрдин мәлумат игилидуқ.
Әзһәрдин бу йил айрилған икки сабиқ оқуғучи соаллиримизға елхәт арқилиқ җаваб берип, рәхмутулла аблиз исимлик бирини аңлап бақмиғанлиқини ейтти. Әзһәр университетидин бултур айрилған вә нөвәттә түркийәдә яшаватқан абдулла қариһаҗи, рәхмутулла аблизниң тутулуши вә әзһәр университетидики оқуғучиларниң тарқитивелиши һәққидә өз тәсиратини төвәндикичә баян қилди.
-Бундақ бир исимни аңлап бақмиғанкәнмән. Вәтәнгә қайтқанда аваричиликтин сақлиниш үчүн мәктәптә исмини вә туралғусини йошурған, җамаәттин өзини чәткә тартип йүргән бирмунчә оқуғучилар бар иди; улар сиясәткә арилашмаслиқ, җамаәттин узақ турсақ аман қалимиз дәп хиял қилғанлар иди, бу йилқи шамал бу хам -хиялларни бикар қилди. У бала бәлким шулардин бири болуши мумкин.
-Демәк, әгәр актипрақ бири болса, болуп ислам университетини оқуп кәлгән бири болса тонушиңиз мумкинти, шундақму?
-Дәл шундақ бу йил, әзһәрдә оқуп җим йүргәнла әмәс, чәтәлгә ойнап чиққанларниңму һәммиси қамақта. Бу йилқиси бәк чоң вәқә боп кәтти, җиқ нәрсиләрни өгитәвәтти бизгә. Қисқиси, вәтәнниң немиликини, һакимийәтниң немиликини, достниң немиликини, дүшмәнниң кимликини, әнсариниң немиликини һәқиқәтән тонуп йәттуқ. Вәтән үчүн әҗдадлиримиз җиқ күрәш қипту, бәдәл төләпту, әмма биз йетәрлик ойғанмаптуқ. Җәмийәттә қошнилар ара бир метир пасил талишип өлүм вәқәлири келип чиқти, мушуниң орниға хитайдин чегра талашқан болсақ, бешимизға бунчә күнләр кәлмәсти. Демәк мисир вәқәси билән бешимдин өткүзгән чәтәлдики сәрсанлиқ вә вәтәндики вәзийәттин аңлиғанлиримға асасән, бир университетни пүттүргәндәк дәрс алдим, башқиларму шундақ дәп ойлаймән.
Юқирида әзһәр университетидин корлиға қайтқан рәхмутулла аблизниң қамаққа елинғанлиқи вә бу вәзийәткә алақидар әзһәр университетиниң сабиқ оқуғичиси абдулла қариһаҗиниң тәсирати һәққидә аңлитиш бәрдуқ.