Қарамайда яшларни һидайәткә башлиғучи муһәммәтҗан абдулла (2)
Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2014.12.10
2014.12.10

RFA/Éhsan
Муһәммәтҗанниң қарамай шәһиридики мәшрәп шәклидики тойларниң омумлишишиға вә уйғур җәмийитигә көрсәткән тәсири нәтиҗисидә, қарамай яшлирида шәкилләнгән өзгиришләрдин әнсиригән қарамай дөләт ичи бихәтәрлик идариси, бир мәзгил униң кәйнигә чүшүп пайлақчилиқ қилиш арқилиқ, 1996-йили 2-айда уни қанунсиз диний тәшвиқат билән шуғулланған дегән боһтан билән 3 йиллиқ әмгәк билән өзгәртиш җазасиға һөкүм қилди һәмдә шиху түрмисигә қамиди. У түрмидики вақтида қанун иҗра қилғучиларниң түрлүк қийин қистақлириға дуч кәлди.
Аваз улинишидин, ихтиярий мухбиримизниң бу һәқтә чәтәлдә яшаватқан шаһит - абдулла билән елип барған сөһбитини аңлайсиләр.