8-нөвәтлик қурултайға қатнашқан меһманларниң йүрәк сөзлири

ئوڭدىن رىشات ئابباس، دولقۇن ئەيسا،-سەلچۇق ئۆزداغ، دوغان بېكىن تۇرغۇنجان ئالاۋۇدۇن. 2024-يىلى27-ئۆكتەبىر، سارايېۋو
оңдин ришат аббас, долқун әйса,-сәлчуқ өздағ, доған бекин турғунҗан алавудун. 2024-йили27-өктәбир, сарайево (RFA/Hebibulla izchi)

0:00 / 0:00

боснийәдә 24-өктәбирдин 28-өктәбиргичә чақирилған 8-нөвәтлик дуня уйғур қурултийи омумий вәкилләр йиғиниға бир қисим дөләтләрниң дипломатлири, боснийәдики әлчилири вә көзәткүчиләрму қатнашқан болуп, улар қурултай һәққидә түрлүк қарашларға игә болған. биз бу мунасивәт билән бу қурултайға тәклип билән қатнашқан түркийә парламенти әзаси, "келәчәк" партийәси муавин рәиси сәлчук өздағ әпәндини зиярәт қилдуқ. у өзиниң бу қетимқи қурултайдин һес қилғанлирини вә бундин кейин уйғурлар үчүн түркийә парламентида техи көп күч чиқиридиғанлиқини билдүрүп өтти.

دۇنيا ئۇيغۇر قۇرۇلتىيى رەئىسى سابىق رەئىسى دولقۇن ئەيسا ئوتتۇرىدا، ئوڭدا سەلچۇق ئۆزداغ، سولدا دوغان بېكىن. 2024-يىلى27-ئۆكتەبىر، سارايېۋو
дуня уйғур қурултийи рәиси сабиқ рәиси долқун әйса оттурида, оңда сәлчуқ өздағ, солда доған бекин. 2024-йили27-өктәбир, сарайево (RFA/Hebibulla izchi)

у сөзидә мундақ деди: "20 йил бурун вәтәнлиридин узақларға сүрүлгән уйғурлар, техиму тоғриси 1949-йилидин кейин вәтәнлири ишғал қилинған шәрқий түркистанлиқлар өзлириниң мәвҗутлуқи үчүн бир уйғур дияспорасини шәкилләндүрди. шундақла мән ишинимәнки бир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики у байрақлар қатариға бу байрақ қошулиду. шәрқий түркистандиму көк байрақ ләпилдәйду. мән түркийәгә қайтқандин кейин сабиқ рәис долқун әйсани түркийәгә тәклип қилимән, партийәмизниң гуруппа йиғиниға дәвәт қилимән".

шәрқий түркистан давасини явропада қоллап келиватқан, "миллий гөрүш" тәшкилатиниң рәиси мурат иләри бу қетимқи йиғинға өзиниң тәшкилатидин бир һәйәт билән қатнашқан болуп, у өзиниң бу қетимқи қурултай арқилиқ уйғур муһаҗирити һәққидики ойлиғанлирини оттуриға қойди.

يىغىن مەيدانىدىن كۆرۈنۈشى، دوكتور ئەركىن ئەكرەم ۋە تۇرغۇنجان ئالاۋۇدۇن. 2024-يىلى27-ئۆكتەبىر، سارايېۋو
йиғин мәйданидин көрүнүши, доктор әркин әкрәм вә турғунҗан алавудун. 2024-йили27-өктәбир, сарайево (RFA/Hebibulla izchi)

у сөзидә: "биз шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң у йәрдики зулум вә қирғинчилиқни тохтитиш үчүн җиддий бир шәкилдә тарқақ һәрикәт қилиштин тәшкилатлишишқа қарап йүзлиниватқанлиқини көрүватимиз. биз шуан боснийәниң қурғучиси алия иззәт беговичниң юртида, худди униң дегинидәк бизни азаблайдиғини, шәрқий түркистанда давам қиливатқан зулумдинму бәкрәк, бу зулумға тамашибин болуп қалған өз қериндашлиримиздур. қериндашлиримиз хитай билән тиҗарәт қилғанда, бир нәрсә сетивалғанда бу нәдә ишләнди? нәдин кәлди дәп диққәт қилиши керәк, мушу шәкилдә һәр тәрәптин хитайға бир бесим шәкилләндүргәндә андин бир нәтиҗигә еришимиз."

түркийә парламенти әзаси, түркийә йеңи рәфаһ партийәси муавин рәиси доған бекинму радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: "биз йеңи рәфаһ партийәси дуняниң нәридә болсун бир зулум мәвҗут болса биз шуни түркийә парламентида оттуриға қуюш мәҗбурийитимиз бар, шундақла шәрқий түркистанда мәвҗут вәзийәтму буниң ичидә, 1949-шәрқий түркистандики 5 пирсәнтлик хитай нопусиниң һазирқи өзгириши бир хәтәрлик әһвал."

يېڭىدىن رەفاھ پارتىيەسى مۇئاۋىن رەئىسى دوغان بېكىن سۆز قىلماقتا. 2024-يىلى27-ئۆكتەبىر، سارايېۋو
йеңидин рәфаһ партийәси муавин рәиси доған бекин сөз қилмақта. 2024-йили27-өктәбир, сарайево (RFA/Hebibulla izchi)

уйғурлар һәққидә мәхсус тәтқиқат елип бериватқан түркийә һаҗәттәпә университети докторанти аһмәт ертанму өзиниң көз қарашлирини оттуриға қуюп мундақ дәйду; "қурултайда мән шуни көрдүм, қурултайда һәқиқәтән җиддий бир өзгириш мәвҗут, уйғур хәлқиниң тартиватқан зулумлирини хәлқарада күнтәртипкә әкеливатқан, уйғурларниң авази болуватқан бир орган һалиға кәлгәнликини көрдүм."

бу қетимқи қурултайға, түркийәдин дипломатлар вә парламент әзалиридин башқа йәнә, шәрқий түркистан тәшкилатлири вәкиллириму қатнашқан болуп, булар, шәрқий түркистан тәшкилатлири бирлики муавин рәиси лоқманҗан һира, шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси абдуләһәт учқун, шәрқий түркистанлиқлар федератсийәси рәиси қудрәт ғулҗа қатарлиқлардур.

бу мунасивәт билән бу меһманларниму зиярәт қилдуқ. шәрқий түркистан тәшкилатлири бирликиниң муавин рәиси лоқманҗан һира өзиниң қурултай һәққидики көз қарашлирини баян қилди.