Әнглийә парламенти әзаси уйғурларни қоллайдиғанлиқини билдүрди
2020.09.20
Әнглийә парламентиниң консерватиплар партийәси әзаси һенри смит йәкшәнбә күни елан қилған баянатида әнглийә парламент әзалири уйғур елидики җаза лагерлири үстидин башлиған тәкшүрүшләрни қоллайдиғанлиқини билдүрди.
У, әнглийәдин чиқидиған “кравлй хәвәрлири 24” қанилида елан қилған мәзкур баянатида, хитайниң уйғур районидики уйғурлар вә башқа етник гуруппиларға қаратқан бастурушлиридинму муһимрақ бирәр тема йоқлуқини ейтти.
У мундақ деди: “бу аз санлиқлар хитай коммунист диктаторлири тәрипидин кәң көләмлик тутқун қилинди. Шинҗаңдин чиқиватқан рәсимләргә қариғинимизда буларни дәрһал натсистлар германийәси садир қилған җинайәтләргә селиштурмай туралмаймиз.”
У йәнә әнглийә авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң әзаси болуш сүпитидә, хитай коммунист партийәсиниң уйғур райондики җинайәтлиридә мәсулийити бар хадимлирини кейинки нөвәтлик җаза тәдбирлири ичигә киргүзүшни қоллайдиғанлиқини ейтти.
16-Сентәбир, әнглийә парламенти авам палатасиниң ташқи ишлар комитети хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлирини тәкшүрүшни қарар қилған иди.