4-июндин 7-июнғичә лондунда давам қилған "уйғур сот коллегийәси" ниң гуваһлиқ аңлаш йиғинини ахирлаштуруп лондунда қалған бир қисим д у қ рәһбәрлири 11-июндин 13-июнғичә давам қилған әнгилийәдики G7 йиғинида уйғурлар дуч келиватқан "ирқий қирғинчилиқ" ниң күнтәртипни игилиши вә йиғиндин уйғурлар тоғрилиқ яхши бир нәтиҗиниң вуҗудқа чиқиши үчүн теришчанлиқ көрситип кәлгән иди. д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бүгүн лондундин айрилиштин илгири зияритимизни қобул қилип, G7 йиғинида уйғурлар мәсилисиниң муһим бир тема сүпитидә оттуриға қоюлғанлиқини әскәртти.

"уйғур сот коллегийәси" ниң гуваһлиқ аңлаш йиғиниға қатнишиш үчүн америкадин кәлгән д у қ ниң баш тәптиши абдулһаким идрис әпәнди лондундин зияритимизни қобул қилғанда, G7 йиғинида уйғурлар мәсилисиниң оттуриға қоюлушиниң тарихий бир һадисә болғанлиқини тәкитлиди. у сөзидә йәнә лондунда 4 күн давам қилған "уйғур сот коллегийәси" ниң гуваһлиқ аңлаш йиғининиң пүткүл ғәрбтә, болупму әнгилийәдә зор тәсир қозғиғанлиқини тилға алди.
G7 йиғини давамида д у қ рәһбәрлири әнгилийәдә бәзи муһим паалийәтләрни елип барған. буларниң бири, "дөләт һимайиси астида диний итиқад әркинликиниң зиянкәшликкә учриши" дегән тема астида әнгилийәдики диний саһәгә мәнсуп мәшһур затлар билән өткүзгән сөһбәтләр болған. д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, нурғунлиған хиристиян өлималири қатнашқан бу йиғинда хитайниң җаза лагерлирида азап-оқубәт чекиватқан 3 милйондин артуқ уйғурларниң мәсилиси асаслиқ музакирә қилинған.
д у қ рәисиниң баян қилишичә, мәзкур йиғинға диний затлардин башқа дуняниң һәрқайси әллиридики кишилик һоқуқ паалийәтчилири, адвокатлар вә хәлқаралиқ һоқуқчиларму бивастә яки тор арқилиқ қатнашқан болуп, улар G7 йиғинида уйғурлар мәсилисини қандақ һәл қилишниң чарә-тәдбирлири үстидә издәнгән.
д у қ ниң баш тәптиши абдулһаким идрис әпәнди сөзиниң хатимисидә, алдинқи бир һәптиниң уйғурлар үчүн зор тарихий һадисиләр йүз бәргән муһим бир һәптә болғанлиқини әскәртти.