Һәптилик хәвәрләр (14-марттин 20-мартқичә)
2020.03.20

Уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк мәсилиси хәлқарада зор ғулғула қозғиди
Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики лагер тутқунлирини мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқи көпләп мәлум болғандин кейин америкадики һәр саһәниң қаттиқ әйиблишигә дуч кәлди.
Америкадики карханилар уюшмиси бу һәқтә баянат елан қилип: “биз бу хил қәбиһ қилмишни қобул қилалмаймиз,” деди. Уларниң баянатида ениқ қилип: “америка һөкүмити вә мунасивәтлик орунлар етирап қилғандәк шинҗаңдики шараит вә хитай болмиған ишчиларға муамилә қилишта йәр шари тәминат зәнҗириниң пүтүнлүкигә очуқ хирислар пәйда болмақта” дегән.
Нөвәттә америка һөкүмити вә сода ширкәтлири бу хил мәҗбурий әмгәкни чәкләш үчүн алди билән хитайда ишләнгән мәһсулатларни импорт қилиш вә сетивелишни чәкләш лазимлиқини күчлүк рәвиштә тәкитләшкә башлиди.
Хитайниң таҗсиман вирусқа җавабкар болуши лазимлиқи оттуриға қоюлди
Хитай һөкүмитиниң һазир пүтүн дуня үчүн ваба кесилигә айлинип кәткән таҗсиман вирусиниң мәнбәсини америкадин издәш урунуши арқиму-арқидин кәскин тәнқидләргә дуч кәлди. Америка президенти доналд трамп бу вирусни “хитай вируси” дәп атиди һәмдә бу вирусниң мәнбәси хитай икәнликини ениқ әскәртти.
Шуниң билән биргә америка һөкүмәт хадимлири хитай һөкүмитиниң вирус тарқилишқа башлиған дәсләпки вақитларда бу әһвални дунядин йошуруп, вирусниң һазирқидәк ямрап кетишигә сәвәб болғанлиқини күчлүк тәнқидлиди.
Америка вә явропадики даңлиқ обзорчилар бу һәқтә мақалә вә обзор елан қилип, хитай һөкүмитиниң һазирқи вирус вабасиға җавабкар болуши лазимлиқини, хитай бу қилмиши маһийәттә хитайниң өзини ориға тиқидиғанлиқини көрсәтти.
Атақлиқ нахшичи рәшидә давут қамаққа һөкүм қилинған
Уйғур диярида йиллардин буян өзиниң лирик нахшилири билән хәлқниң һөрмитигә еришип кәлгән нахшичи рәшидә давутниң буниңдин бирнәччә йил илгири лагерға елип кетилгәнлики һәққидә учур тарқалған иди. Йеқинда униңға 15 йиллиқ қамақ җазаси берилгәнлики мәлум болди.
Әһвалдин хәвәрдар кишиләр рәшидә давутниң “бөлгүнчилик вә сиясий мәсилә” түпәйлидин қамаққа һөкүм қилинғанлиқини илгири сүрүватқан болсиму, униң сиясий ишларға арилашқанлиқи һәққидә һечқандақ мәлумат йоқ икән.
Мәлум болушичә, рәшидә давут 2019-йилиниң ахири ечилған бир қетимлиқ мәхпий сотта сотланған болуп, вәзийәттин хәвәрдар кишиләр униң қамаққа һөкүм қилинишида рәшидә давутниң уйғур җәмийитидики иззәт-һөрмитиниң асаслиқ сәвәб болғанлиқини билдүрди.
Чақилиқтики лагер мәһбуслири түрмиләргә йөткәп кетилгән
Хитай һөкүмити уйғур дияридики лагерларниң тақиветилгәнлики һәмдә “курсантлар” ниң җәмийәт қойниға қайтип кәлгәнликини тәшвиқ қиливатқан болуп, йеқинда лагер тутқунлириниң әмәлийәттә түрмиләргә йөткәлгәнлики айдиңлашти.
Йеқинда иҗтимаий таратқуларда тарқалған бир қисқа филимда байинғолин областидики бир мәйданда охшаш кийингән нәччә миң кишиниң маска тақиған һалда йүк-тақлирини көтүрүшүп аптобусларға чиқиватқанлиқи тәсвирлиниду. Бир қисим кишиләр бу көрүнүшкә қарап “булар түрмә яки фабрикиларға йөткиливатқан лагер тутқунлири болуши мумкин” дейишмәктә.
Мухбиримизниң бу һәқтики әһвал игилиши җәрянида чақилиқ наһийисидики бир сақчи хадими һазир чақилиқта һечқандақ лагер қалмиғанлиқини, у кишиләрниң хитай өлкилири вә башқа җайлардики түрмиләргә йөткәлгәнликини билдүрди.
Хитайниң “вирусни контрол қилғанлиқи” ниң ялғанлиқи алға сүрүлмәктә
Хитайдин тарқалған таҗсиман вирус пүтүн дуня миқясида зор өлүм-йитим вәқәлирини пәйда қиливатқанда хитай даирилири өзлириниң утуқлуқ һалда бу вирусни контрол қилғанлиқини, шуниңдәк ишләпчиқиришниң әслигә кәлгәнликини тәшвиқ қилмақта.
Хитай ахбаратлири хитайниң һәрқайси җайлиридики завутларниң ишқа чүшкәнликини алаһидә тәкитләватқан болуп, хитай рәиси ши җинпиңниң вухәнгә барғанлиқини буниңға дәлил қилип көрсәтмәктә. Әмма түрлүк йоллардин мәлум болуватқан учурлар хитай һөкүмитиниң йәнә бир қетим дуняни алдаватқанлиқи, буниң билән техиму көп кишиләрниң вирусниң қурбанлири болуп кетиши мумкинликини алға сүрмәктә.
Мушу сәвәбтин уйғур дияридики бир қисим мәктәпләр 16-марттин башлап оқушни әслигә кәлтүргән болуп, оқуғучиларниң мәктәпкә қайтиши “вирусниң тарқилишиға йеңи мәйдан һазирлимақта” дәп тәнқидләнмәктә икән.
Мутәллип сидиққа кечиктүрмә қамақ җазаси һөкүм қилинди
Уйғур дияридики пешқәдәм журналист, исимшунас мутәллип сидиқ буниңдин илгири лагерға елип кетилгән вә бир мәзгилдин кейин қоюп берилгәнлики мәлум болған иди. Йеқинда униңға кечиктүрмә қамақ җазаси берилгәнлики мәлум болди.
Профессор мутәллип сидиқниң германийәдики оғли таһир мутәллипниң билдүрүшичә, аилисидә нәзәрбәндтә туруватқан дадиси йеқинда хитай даирилириниң икки йерим йиллиқ кечиктүрмә қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи һәққидә уқтуруш тапшурувалған.
Мутәллип сидиқ қаһири уйғур тили, әдәбияти, уйғур исимлири саһәсидә сәмәрилик әмгәкләрни вуҗудқа чиқарған иҗтиһатлиқ алимлардин болуп, униң қамаққа һөкүм қилиниши уйғур сәрхиллири дуч келиватқан сиясий бастурушни типик һалда әкс әттүргән мисаллардин бири, дәп қаралмақта.