Америкидики уйғурлар хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши қилди

Мухбиримиз әзиз
2019.02.05
ghulja-weqesi-2019-namayish.jpg 5-Феврал ғулҗа вәқәсиниң 22 йиллиқ хатирә күнидә хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2019-Йили 5-феврал, вашингтон.
RFA/Eziz

Муһаҗирәттики уйғурлар үчүн һәр йили қайғу ичидә хатирилинидиған бирнәччә хатирә күн бар. Әнә шуларниң бири 1997-йили 5-феврал күни ғулҗа яшлириниң миллий кәмситишкә қарши туруш вә диний етиқад әркинлики тәләп қилиш мәзмунидики наразилиқ намайишиниң қанлиқ бастурулушиға беғишланған. Шуниңдин етибарән муһаҗирәттики уйғурлар дуняниң һәрқайси җайлирида бу күни наразилиқ намайиши вә башқа шәкилләрдики хатириләш паалийәтлири тәшкилләп, шу вақитта уйғурларниң һәқ вә һоқуқлирини тәләп қилип әзиз җанлиридин айрилған от йүрәк йигит-қизларни, шуниңдәк охшаш болмиған қамақ җазалириға һөкүм қилинған бигунаһ әзимәтләрни хатириләп кәлмәктә. Бу йилму дуняниң башқа җайлиридики уйғур муһаҗирлириға охшаш америка уйғурлириму бу қетимқи хатириләш паалийитини вашингтон шәһиридики хитай әлчиханиси алдида өткүзди.

Америка уйғур бирләшмисиниң тәшкиллиши билән вуҗудқа чиққан бүгүнки намайиш мәйданиға йетип кәлгинимиздә намайишниң тәйярлиқлири җиддий ишлиниватқан икән. Биз америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән билән бүгүнки намайиш тоғрилиқ сөзләшкинимиздә гәп тәбиий һалда бүгүнки паалийәтниң хитайдики чаған байримиға тоғра келип қалғанлиқи һәққидә болди. Шу қатарда хитай әлчиханисиниң чаған байрими мунасивити билән бүгүн ишлимәйдиғанлиқи, шуңа бир қисим кишиләрдә бу һәқтә охшаш болмиған пикирләрниң болғанлиқи һәққидә гәп тешилгәндә илшат һәсән “хитай һөкүмити уйғурларни қирғин қилишта һазирғичә һечқачан дәм елип бақмиған” деди.

Чүштин кейин саәт иккидә намайиш башланғанда алди билән илшат һәсән сөз елип бүгүнки намайишниң даимқидәк уйғурларниң дөләт байриқиға һөрмәт билдүрүштин башлинидиғанлиқини җакарлиди.

Дөләт шеиридин кейин илшат һәсән бүгүнки намайиш һәққидә қисқичә мәлумат берип, әйни вақитта уйғур җәмийити үчүн балдур ойғанған бир түркүм яшларниң кейинкиләрни қандақ ойғатқанлиқини әсләп өтти.

Илшат һәсән өз нутқидин кейин узун йиллардин буян муһаҗирәттики уйғур давасиниң йолбашчиси болуп кәлгән рабийә қадир ханимни сөзгә тәклип қилди. Саламәтликиниң яхши әмәсликигә қаримастин узун йол бесип намайиш мәйданиға кәлгән рабийә қадир ханим әйни вақитта уйғурларниң җаниҗан мәнпәәти үчүн иссиқ җанлиридин айрилған шеһитларни унтумаслиқ керәкликини қисқичә сөзләп өтти.

Шуниңдин кейин намайиш мәйданиға топланған уйғур җамаити уйғурларға һөрлүк тәләп қилиш, хитай һөкүмитини әйибләш мәзмунидики шоар садалири билән хитай әлчиханиси асминини ләрзигә кәлтүрди.

Намайиш арилиқида рабийә қадир ханим айрим зияритимизни қобул қилип, нөвәттә уйғур җәмийити тарихтики әң еғир кризисқа муптила болуватқанда барлиқ уйғурларниң лагердики қериндашлирини қутқузушни баш нишан қилған һалда қолму-қол һәмкарлишиши лазимлиқини алаһидә тәкитлиди.

“5-феврал ғулҗа паҗиәси” ниң 22 йиллиқ хатириси мунасивити билән вашингтон шәһиридики уйғур инсан һәқлири қурулуши тәшкилатиму мәхсус баянат елан қилған иди. Мәзкур тәшкилатниң мудири өмәр қанат бу һәқтә айрим зияритимизни қобул қилип, уйғурларниң миллий ирадисини ипадиләштә намайиштинму яхширақ васитиниң йоқ икәнликини, шуңа бүгүнкидәк намайишларниң үзүлүп қалмаслиқи лазимлиқини билдүрди.

Мәлум болушичә, “5-феврал паҗиәси” мунасивити билән дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар тәңла дегүдәк хитай әлчиханиси вә консулханилири алдида наразилиқ намайиши тәшкиллигән. Әнә шу қатарда уйғурларни қоллаш йүзисидин ню-йорк шәһиридики б д т бинаси алдида америка мусулманлири вә йәһудийлар җамаити шу җайдики бир қисим уйғурлар билән бирликтә хитай һөкүмитини әйибләш мәзмунидики намайишқа иштирак қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.