Роһий кесәлгә гириптар болған 60 яшлиқ ана бир йилдин буян “тәрбийиләш” тә

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.03.29
Aytursun-Qurban-kimliki-01.JPG Тәрбийиләш лагериға елип кетилгән 61 яшлиқ ана айтурсун қурбанниң кимлики.
RFA/Gulchehre

Бу йеқинда явропаға йәрләшкән рәйһангүлниң иккинчи қетим радийомиз билән алақилишиши. У бултур-7 айда қаһирәдә хитай билән мисир даирилириниң уйғурларға қаратқан туюқсиз тутқуни башланғанда икки балисини елип мисирдин қечип явропаға келивалған иди. У бир ай илгири ақсудики иниси 38 яшлиқ ясинҗанниң машина вәқәсидә өлүп кәткәнлик хәвирини алғанлиқи, әмма 5 балисини йетим қалдуруп кәткән мәрһум қериндишиниң вапатиға машина вәқәсиниң сәвәб болғанлиқиға гуман билән қарайдиғанлиқи һәққидә мәлумат бәргән иди. Униң билдүрүшичә, ясинҗан өткән йилниң башлирида икки пути сунуп кетип оператсийә қилинған болсиму, техи сәллимаза сақаймай турупла даириләр тәрипидин “тәрбийиләш” кә елип кетилгән икән. Йеқинда уни сақчилар кесәл сәвәбидин “тәрбийиләш” тин қоюп бәргән болсиму һәр һәптә дегүдәк сорақ қилип турғанлиқидин хәвири бар икән.

Рәйһангүлниң ейтишичә радийомизда бу һәқтә хәвәр берилгәндин кейин униң ақсудики қериндашлири билән алақиси пүтүнләй үзүлгән. Һазир у қериндишиниң өлүм хәвирини йәткүзгән сиңлиси нуримангүлниму даириләр тутуп кәткән бөлиши мумкин дәп гуман қилмақта икән.

У аилә әзалиридин игилигән чәклик учурларға асасән аилисидин 7 кишиниң “тәрбийиләш” тә икәнликини җәзмләштүргәнликни баян қилди. 

Униң һәммидин бәк әндишә қиливатқанлиқини ақсу шәһәр қаратал базиридики өйидин бултур-3айда “тәрбийиләш” кә елип кетилип, бир йилдин буян ақсу шәһиридики җакөврүк түрмисигә қамап қоюлған аниси айтурсун қурбандур. Бу йил 61 яшқа киргән бу ана йолдиши түгәп кәткәндин буян 5 балини қатарға қетиш үчүн қаритал базирида кичик дукан ечип җаһандарчилиқ қилип кәлгән икән. Әмдиликтә җапа-мушәққәттә җисми пүкләнгән, йүрәк кесили, бәл ағриқ дегәндәк кесәлләр чирмашқанда, һечқандақ җинайәт өткүзмәй туруп кесимсиз һалда “тәрбийиләш лагери” ға соланған. Бир йилдин буян аилиси биләнму көрүштүрүлмигән. Һәтта өткән айда қаза қилған балисиниң ахирәтлик ишлири үчүнму қоюп берилмигән. 

Рәйһангүлниң билдүрүшичә, униң аниси 2016-йили 8-айда, 6 яшлиқ нәврисини елип өзини йоқлаш үчүн мисирға келип бир йилчә турғандин кейин қайтқан. Гәрчә даириләр айтурсун анини “йепиқ тәрбийиләш” кә елип меңиштики сәвәбини демигән болсиму, рәйһангүл аписиниң мисирға барғанлиқи вә балилирини чәтәлдә оқутқанлиқи сәвәб болған болуши мумкин дәп пәрәз қилидикән. 
Рәйһангүлниң ейтишичә, хитай һөкүмитиниң өткән йилидин башлап өй ахтуруш, қалаймиқан тутқун қилиштәк бесимлири күчәйгән мәзгилләрдила аниси тола әндишә қилидиған вә тәшвишлинидиған болуп қалған икән. Лекин даириләр бу кесәл һәм яшанған аялни аяп қоймай “тәрбийә” гә елип кәткән. Өткән айда рәйһангүлниң ақсудики сиңлиси анисидин хәвәр елиш үчүн җакөврүк түрмисигә барғинида сақчилар уни аниси билән көрүштүрмигән, пәқәт анисиниң роһий кесилиниң еғир икәнликини, чиқирип беришкә болмайдиғанлиқини вә өзлири давалайдиғанлиқини ейтқан икән.

Рәйһангүлниң җәнубий корейәдә оқуватқан кәнҗи иниси йүсүпҗан, ақсу шәһәр қаратал базиридики 60 яштин ашқан аниси вә башқа уруқ туғқанлириниң “тәрбийиләш” кә елип кетилгәнликини, акиси ясинҗанниң туюқсиз өлүм хәвиридин бәкму азаблиниватқанлиқини, юрти вә аилиси билән болған алақисиниң пүтүнләй үзүлгәнликини баян қилди.

Биз роһий кесәллик искәнҗисидики бир яшанған бигунаһ аниниң “тәрбийиләш лагери” да бир йилдин артуқ тутуп турулушиниң сәвәби һәққидә мәлумат елиш үчүн ақсудики даириләр билән көп қетим алақилишишкә урунған болсақму, лекин җаваб алалмидуқ. Ақсуниң қаратал базарлиқ сақчиханисидики хитай хадимму “бу һәқтә юқири органдин сораңлар” дегәндин башқа җаваб бәрмиди.

Рәйһангүлниң ейтишичә, даириләр илгири момиси айтурсунға әгишип мисирға кәлгән 6 яшлиқ җийән оғли (өлүп кәткән ясинҗанниң оғли) һәбибулла ясинниму сақчиханида сорақ қилған. Рәйһангүл һазир һәбибулла вә қериндашлириниң башқа балилири болуп, игә-чақисиз қалған 7 нарсидәниң қәйәрдә икәнлики һәққидиму учур алалмиған. Қаранчуқсиз қалған бу балиларниң немә күнләрни көрүватқанлиқини ойлиғинида чоңқур азаблинидиғанлиқини баян қилған рәйһангүл, өзиниң бу азабларни йеңишиниң бирдин-бир йоли уларниң из-дерикини қилиш үчүн бар йол амалларни издәш дәп билидиғанлиқини, нөвәттә хитай һөкүмитиниң өз аилиси вә уйғур хәлқигә селиватқан зулумлирини аңлитиш йолида тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини баян қилди.

Бир йилдин буян ақсу даирилири тутуп туруватқан 61 яшлиқ ана айтурсун, роһий кесәлгә гириптар болушиға қаримай даириләр тәрипидин “йепиқ тәрбийиләш” тә тутуп туруватқанлиқи ашкариланған тунҗи шәхс әмәс. Буниң алдида ғулҗа шәһириниң баяндай йеза, 3-кәнт 5-мәһәллидики зеһнидин адашқан 33яшлиқ һәнипә керимниңму бир айдин буян ғулҗа шәһиридики аталмиш “тәрбийиләш мәркизи” дә тутуп турулуватқанлиқи дәлилләнгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.