Д у қ рәһбәрлири малайшия һөкүмәт хадимлири билән уйғурлар мәсилиси һәққидә сөһбәтләшти

Мухбиримиз әзиз
2019.01.14
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
DUQ-wekilliri-Malaysianing-Diniy-Ishlar-ministiri-bilen-2018.jpg Дуқ вәкиллири малайшияниң диний ишлар министири билән биргә. 2019-Йили 14-январ. Малайшия.
RFA

Диний вә пәнний темилар бойичә илим тәһсил қилидиған уйғур муһаҗирлириға, шуниңдәк шәрқий-җәнубий асия арқилиқ түркийәгә беришни истигән уйғур қачқунлириға охшашла қучақ ачқан малайшия уйғурлар дуч келиватқан зулум ташқи дуняға мәлум болғандин кейин әң дәсләп бу һәқтә наразилиқ инкаси билдүргән дөләтләрниң бири. Болупму 2018-йили өктәбирдә тайланд түрмисидин қечип чиққан 11 уйғур қачқунни малайшия һөкүмити хитайниң өзлиригә қайтуруп бериш һәққидики күчлүк тәлипигә қаримастин түркийәгә йолға селип қойғандин кейин малайшияниң бу һәрикити кәң уйғур җамаитиниң қизғин алқишиға еришкән иди. Шуниң билән бир вақитта өткән бирнәччә айдин буян мусулман дөләтлири вә ислам дуняси хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруши һәққидә сөз қилиштин давамлиқ өзлирини елип қечиватқанда малайшия һөкүмитиниң буниңға болған наразилиқ чуқанлири үзүлүп бақмиди.

14-январ күни малайшия һөкүмити билән д у қ рәһбәрлири оттурисидики мәхсус сөһбәтниң башлиниши малайшияниң уйғурлар нәзиридики иҗабий тәсирини йәнә бир үлүш ашурди. Д у қ ниң толуқ һавалиси билән тәшкилләнгән бу вәкилләр өмики д у қ иҗраийә комитетиниң мудири өмәр қанат, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән вә д у қ диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудундин тәшкил тапқан иди. 

Бу қетимқи зиярәтниң тәшкиллиниш әһвали һәққидә мәлумат бәргән елшат һәсән бу қетим малайшиядики алақидар тәрәпләрниң тәлипи бойичә өзлириниң уйғурлар мәсилиси һәққидә мәлумат бериш үчүн бу гуруппини тәшкил қилғанлиқини билдүрди. 

Д у қ вәкиллири бу қетимқи паалийәтниң биринчи күни хәлқ адаләт партийәсиниң рәиси әнвәр ибраһимниң аяли, малайшияниң муавин баш министири ван әзизә ханим билән мәхсус сөһбәтләрдә болған. Уйғурлар мәсилисидин обданла хәвири болған әзизә ханим өзлириниң бу мәсилидә уйғурларни қәтий қоллайдиғанлиқини шуниңдәк өзиниң хитай зияритидә бу мәсилини җәзмән оттуриға қойидиғанлиқини билдүргән. 

Уйғурлар дуч келиватқан зулумға қарита әң күчлүк инкас қайтурған мусулман дөлити қатарида көрситишкә болидиған малайшияниң диний ишлар министирлиқиму бу қетим д у қ вәкиллири айрим сөһбәттә болған. Шуниңдәк уйғурлар учраватқан зулумни ислам дунясиға оңушлуқ аңлитишниң бәзи чарилири музакирә қилинған. Сөһбәт җәрянида кәлгүсидики қисмән иш бирлики музакирә қилиниш билән биргә улар уйғурларниң зулумға учриши һәққидики санлиқ мәлуматлар вә дәлил-испатлар билән тәминләшни алаһидә тәләп қилған. 

Елшат һәсәнниң билдүрүшичә, бу қетимқи сөһбәтләрдә “уйғур хизмәт гурупписи” қурушниң бәзи тәйярлиқ ишлириму музакирә қилинған. У биринчи күнидики сөһбәтни хуласиләп “тунҗи күндила үч министир билән айрим-айрим сөһбәттә болуш һәмдә уйғурлар мәсилиси һәққидә тәпсилий музакиридә болуш пурситигә ериштуқ. Бу қетимқи зиярәт биз ойлиғандинму зор дәриҗидә утуқлуқ болди,” деди. 

Мәлум болушичә, малайшия шәрқий-җәнубий асиядики хитайниң тәсиригә еғир дәриҗидә учраватқан мәмликәтләрниң бири болуп, малайшия баш министири махатир һәр саһә кишилирини хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң малайшияни хитайға беқинди қилип қоюшидин агаһландуруп кәлмәктә икән. Шуниң билән бир вақитта у йеқинда хитайниң 22 милярд америка доллири қиммитидики төмүр йол қурулуши мәблиғини “мустәмликичиликниң йеңи шәкли” дәп рәт қилған иди. Малайшияниң муавин ташқи ишлар министири датук мәрзуқи буниңдин бир ай илгири уйғурлар мәсилиси һәққидә сөз қилғанда “уйғурлар учраватқан әһвалға қарита биз өз қаришимизни вә мәйданимизни ипадиләватимиз. Шуниңдәк уйғурларниң диний вә инсаний һәқлиригә капаләтлик қилишини тәвсийә қилимиз,” дегән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.