Америкиниң муавин президенти майк пәнс шаир таһир һамутни қобул қилди
2018.07.26
Америкиниң муавин президенти майк пәнс “диний әркинликни илгири сүрүш йиғини” ға қатнишиватқан бир қисим вәкилләрни айрим қобул қилған. Буларниң арисида уйғур вәкил таһир һамутму бар болуп, у муавин президент пәнскә уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан қийин мәсилиләр бойичә бирқанчә түрлүк тәләпни оттуриға қойған.
Муавин президент майк пәнс диний әркинликни илгири сүрүш йиғинидики нутқидиму уйғурларни алаһидә тилға алған иди.
24-Июлдин буян америка дөләт ишлар министирликидә чақириливатқан диний әркинликни илгири сүрүш йиғини 3-күнигә кәлгәндә уйғур мәсилиси йәниму күчлүк рәвиштә оттуриға қоюлди.
Йиғинниң чүштин бурунқи қисми аяғлишиш алдида йиғинға қәдәм тәшрип қилған америкиниң муавин президентни майк пәнс йиғин кәйпиятини техиму юқири пәллигә көтүрди.
Диний әркиликниң дуняниң һәрқайси җайлирида охшимиған дәриҗидә дәпсәндичиликкә учраватқанлиқини санап өткән муавин президент майк пәнс диний әркинликни дәпсәндә қилиш қилмишлириниң хитайда барғанчә көләмлишип вә еғирлишип бериватқанлиқини сөзләп өткәндә уйғурларни алаһидә тилға алди.
У мундақ деди: “хитайда башқа диний гуруппилар билән бир қатарда буддистлар, мусулманлар вә христианлар даим һуҗумға учрап кәлди. Ечинишлиқ йери, һазир биз бу сөзләрни қиливатқан дәмләрдә бейҗиң даирилири миңлиған, онмиңлиған, бәлки милйонлиған уйғур мусулманлирини аталмиш ‛қайта тәрбийиләш лагерлири‚ да қамап турмақта. Улар у йәрдә изчил һалда өзиниң диний етиқади вә миллий кимликини әйибләш мәқсәт қилинған идийә өзгәртишкә мәҗбурланмақта.”
Йиғинниң дөләт ишлар министирликидә ечилған ахирқи бөликидики йәнә бир ярқин нуқта болса америкиниң муавин президенти майк пәнс вә дөләт ишлар министири майк помпийониң йиғин вәкиллиридин 10 кишини таллап айрим қобул қилиши болди.
Буларниң арисида мәзкур йиғин вә униңға яндаш өткүзүлгән һәр түрлүк паалийәтчиләргә 4 күндин буян изчил иштирак қиливатқан уйғур шаир таһир һамутму бар иди.
Майк пәнс вә майк помпийо билән болған учришиш һәққидә тохталған таһир һамут, өзиниң бу пурсәттин пайдилинип америкиниң муавин президенти майк пәнскә 3 түрлүк тәләпни оттуриға қойғанлиқини билдүрди.
Таһир һамут немә үчүн өз тәләплирини юқириқи үч нуқтиғила йиғинчақлиғанлиқидики сәвәбләрни нөвәттики әмәлий шәрт-шараит вә бу нөвәтлик йиғиндин алған тәҗрибисигә бағлап чүшәндүрди.
Таһир һамутниң ейтишичә, йиғин вәкиллирини айрим-айрим қобул қилиш аяғлашқандин кейин, муавин президент майк пәнс америкиниң даим һәққанийәт тәрәптә туридиғанлиқини билдүргән.
Америка дөләт ишлар министирлиқи уюштурған диний әркинликини илгири сүрүш йиғини 26-июл кәчқурун америка пайтәхти вашингтонға җайлашқан “ирқий қирғинчилиқ музейи” дики паалийәтләр билән хуласилиниду.
Йиғин америка дөләт министирликидә рәсмий ечилиштин бурун йиғинға мунасивәтлик дәсләпки паалийәтләрму мәзкур музейда башлиған иди.
“ирқий қирғинчилиқ музейи” 1940-йиллирида натсистлар германийәсиниң зиянкәшликигә учриған вә бу җәрянда қирғин қилинған йәһудийларниң паҗиәси баш тема қилинған музей.
Музейдики паалийәт бешида сөзгә чиққан америка дөләт ишлар министирлиқиниң хәлқара диний әркинликкә мәсул алаһидә әлчиси сам бровнбәк бу йиғинни уюштуруштики мәқсәтниң дуняда йәнә мушундақ чоң типтики ирқий қирғинчилиқ йүз берип қелишиниң алдини елиш икәнликини алаһидә тәкитлигән.