Австралийә “ABC” қанили мухбирлири қәшқәрдә көргән “оюнлар”

Мухбиримиз ирадә
2018.09.19
Qeshqer-konisheher-meschit-qizil-teshwiqat.jpg Қәшқәр шәһири булақ беши кочисидики мәсчиткә есилған қизил тәшвиқат лозункиси, 2017-йили июл.
Oqurmen teminligen

Хитай һөкүмити уйғур елидә “йепиқ тәрбийә лагерлири” ниң мәвҗутлуқини рәт қилип, уйғурларниң дунядики әң бәхтлик мусулманлар икәнликини илгири сүрсиму, мустәқил тәкшүргүчиләр вә хәлқара ахбарат васитилириниң мухбирлириниң районға берип әһвални өз көзи билән көрүп келишини қаттиқ чәклимәктә. Австралийәдики чоң хәвәр оргини болған “ABC” телевизийә қанилиниң “чәтәл мухбири” намлиқ программисиниң риясәтчиси маттев карней вә униң ярдәмчисиму йеқинда қәшқәрни зиярәт қилиш давамида хитай бихәтәрлик хадимлириниң қаттиқ назарәт қилишиға учриған, улар зиярәт хатирисидә “уруш бәлвеғи” ға охшап қалған уйғур елиниң һәқиқәтәнму хәвәр ишләш әң қейин җайлардин бери икәнликини билдүргән.

“чәтәл мухбири” намлиқ программа  18-сентәбир, сәйшәнбә күни тарқитилған болуп, маттев карней видийо программисида айропиланға чиқиштин аввал өзиниң хитай һөкүмити пән-техникини кишиләргә бесим қилидиған васитә қилип, уни әң залимларчә иҗра қиливатқан шинҗаң райониға маңғанлиқини, бу районда болуватқанларниң дуняға ашкарилинишини хитай һөкүмити халимайдиғанлиқини, бу районни бәзиләрниң дунядики әң чоң үсти очуқ түрмә, дәп атайдиғанлиқини әскәртиду.

“ABC” хәвәр торида 15-сентәбир күни елан қилинған зиярәт хатирисидин қариғанда, бу қаналниң икки мухбири қәшқәргә барған болуп, улар дәсләптә саяһәтчи сүпитидә қәшқәрдики һейтгаһ мәсчити вә униң әтрапидики коча -койларни дәхлисиз һалда сүрәткә елиш пурситигә еришкән. Бирақ узун өтмәйла қәшқәрдики хитай бихәтәрлик хадимлири йетип келип уларни назарәт қилиш, әгишивелиш вә алдин орунлаштурушни башливәткән. Маттев карней хәвәр мақалисидә мундақ дегән:
“қәшқәргә йетип бериш үчүн бир күн сәпәр қилғанлиқим үчүн меһманханидики ятиқимда йерим кечидә наһайити қаттиқ ухлавататтим. Бир чағда телефонумниң сайриши билән ойғинип кәттим. Телефон қилған мениң хизмәтдишим иди. У маңа ‛улар келипту, бизни пәстә сақлаветипту‚ деди. Әлвәттә биз бихәтәрлик хадимлириниң бизни издәйдиғанлиқини пәрәз қилған идуқ. Чүнки районға кәлгән ғәрблик мухбирларниң һәммиси назарәт қилиниду. Биз һейтгаһ мәсчитини зиярәт қиливатқан саяһәтчиләрдәк қияпәткә киривелип улардин аран икки саәт әтрапида қутулуп қалалиған идуқ. Һейтгаһ җамәси бир намаз қилидиған җайдин бәкрәк бир уруш бәлвеғиға охшайтти. Адәттә топилаңни бастурушта ишлитилидиған сақчи қошуни чарлайдиған бу мәсчитниң мунарисини хитайниң қизил байриқи игиливалған иди”

Мухбир маттев мақалисини йәнә мундақ давамлаштуриду:
“пәскә чүшсәк, меһмансарайниң пәстики җайида бизни 5 бихәтәрлик хадими сақлап турған икән. Арида өзлирини макс вә майк дәп ативалған вә инглизчини судәк сөзләйдиған иккиси бизгә ‛қәшқәргә хош кәпсиләр‚ деди. Мән уларға һазир йерим кечә болғанлиқини вә буни бәк яхши қарши елиш дәп қаримайдиғанлиқимни ейттим. Макс маңа ‛биз пәқәт хизмитимизни қиливатимиз. Биз силәргә қәшқәрниң қанчилик тинч вә инақлиқини көрситип қоймақчи‚ деди. Бирақ арқидинла униң сөзлири тәһдиткә айлинип ‛әгәр силәр һәрқандақ бир сақчини вә бихәтәрлик тәдбирлирини, назарәт техникилирини сүрәткә алсаңлар силәрниң мухбирлиқ визаңлар бикар қилиниду‚ деди. Биз бу йәргә дәл хитай һөкүмитиниң юқири техникини бастуруш васитиси қилип ишлитиватқанлиқини филимға елиш үчүн кәлгән идуқ. Демәк бизниң бу қетимқи вәзипимизниң интайин мүшкүл болидиғанлиқи ениқ иди. Әҗәблинәрлики, майк билән макс уйғур иди. Бәзиләр уларни дүшмәнгә һәмкарлашқучи дәп атиши мумкин. Буму хитай һөкүмитиниң нопусниң йеримини йәнә бир йерими үстидин җасуслуқ қилишиға салғинидәк, уйғурни уйғурға селиштин ибарәт тиришчанлиқиниң бир парчисидур”.

Мухбир маттев видийо программисида өзлириниң қәшқәрдә йол бойи сақчиларниң қайта-қайта тәкшүрүшлири, соал-сорақлириға учриғанлиқини, қәшқәрдики коча-койлардики камералар саниниң бейҗиңдинму көплүкини, һәр йүз метирдә сақчи понкити барлиқини, вәзийәтниң интайин җиддийликини тәсвирләйду.

Баян қилинишичә, мухбир маттев вә униң ярдәмчиси қәшқәрдә 4 күн турған болуп, улар бу җәрянда өзлиригә әгишивалған юқиридики икки уйғурдин башқа йәнә нурғун киши барлиқини һес қилған. Бирақ улар күн бойичә охшимайдиған қияпәт, охшимайдиған кәсипләрдики кишиләргә айлинивалидиғанлар болуп, улар мәнзилгә мухбирлардин бурун йетип берип “вәзиписини” иҗра қилидикән. Маттев бу һәқтә мундақ дәп баян қилған:
“биз 4 күнлүк зияритимиз давамида бизгә әгишивалған муһапизәтчиләрниң биз дәсләптә ойлиғандин көплүкини һес қилдуқ. Әслидә һәр күни 20 дин ошуқ бихәтәрлик хадими бизгә 24 саәт бойичә әгишип йүргән икән. Һәрқандақ йәргә барсақ, улар у йәргә биздин аввал берип болатти. Бирақ улар кийимлирини алмаштурушуп бир дукандардәк, қурулуш ишчиси, шопур яки әтрапимизда рәсим тартип йүргән саяһәтчи дегәндәк охшимиған қияпәтләрдә бизниң алдимизға чиқатти. Толиму күлкилик болғини, буларниң бәзилири бир қанчә саәт ичидә бир қанчә охшимиған ролларға чиқатти. Шуңа сиз уларниң йүзигә диққәт қилғиниңизда техи байила дукандар болуп алдиңизға чиққан кишиниң туюқсизла ремонтчи болуп қалғанлиқини байқайсиз”.

Мухбир маттев карнейниң баян қилишичә, уларниң зиярити давамида йәнә қәшқәр тәшвиқат идарисиниң 3 аял хадимиму давамлиқ улар билән биллә йүргән болуп, улар һәрқандақ бир йәргә барса бу 3 хадим шу йәрни көздин кәчүрүп, һәммә нәрсини мухбирларға тинч вә иттипақтәк көрситишкә капаләтлик қилидикән. У мақалисини мундақ давам қилған:
“булар биздин йәнә биз синға алған көрүнүшләрни өчүрүветишни тәләп қилди, бизму уларни хатирҗәм қилиш үчүн көрүнүшләрни өчүрүвәткән болдуқ, әмма биз буниңға тәйярлиқ қилип қойған болғачқа әслидә у көрүнүшләрни улар байқиялмайдиған бир қанчә йәрдә сақлап қойған идуқ. Силәр у көрүнүшләрни сәйшәнбә күнидики “чәтәл мухбири” программимизда көрисиләр. Бу йәрдә бир йәрлик уйғур билән сөзлишиш асасән мумкин әмәс иди. Сөзләшкән тәқдирдиму улар аллиқачан хитай һөкүмитиниң уйғурларға аламәт тәрәққиятларни елип кәлгәнликини сөзләйдиғанға орунлаштурулуп қоюлған иди. Шундақтиму биз бир уйғур дукандар билән сөзләштуқ. Әмма бизгә әгишип йүргән йетәкчиләр биз сөзлишиштин аввал униңға 15 минутчә йолйоруқ бәрди. Андин бу дукандар бизгә “йолдаш ши җинпиңниң рәһбәрлики астида, һаятимиз бәк яхши болуп кәтти. Һазир бизниң йоллиримиз бәк яхши, биналиримиз бәк яхши болуп кәтти. Һәтта айропилан вә төмүр йоллиримизму бар болди. Һаятимиз күндин күнгә яхши болуп кетиватиду” дәп сөзләшни башлиди. Мән уни бәк қисташни халимидим. Чүнки у әгәр һәқиқәтни сөзләйдиған болса тутқун қилиниду. Шуңа ундақ хәвпкә тәвәккүл қилишиниң орни йоқ. Бирақ әмәлийәттә бу йәрдә немиләр болуватқанлиқини йошуруп қелиш мумкин әмәс иди”.

У мақалиси давамида, хитай һөкүмитиниң райондики бихәтәрлик тәдбирлири үчүн 12 милярд доллар сәрп қилғанлиқини тилға елип, қәшқәрдики еғир назарәт системилири вә бихәтәрлик тәкшүрүшлиридинму мәлумат бәргән.

У, уйғур мәдәнийитиниң мәниви бөшүки болған қәшқәрдә нурғун қәдимий биналарниң аллиқачан бузуветилгәнликини, хитай һөкүмитиниң пәқәт униң бир қисмини түзәштүрүп, хитай саяһәтчиләр келип уйғурчә тамақларни йәп, нахша-усул номурлирини көрүп кетидиған бир җайға йәни кишигә худди бир картон бағчилирини әслитидиған бир орунға айландурғанлиқини баян қилған. У зиярәт хатирисини давамлаштуруп: “мана бу йәр қәшқәр тәшвиқат идарисидики бизгә әгишип йүридиған 3 аял киши биз сүрәткә алсақ бәк хош болидиған йәрләрниң бири иди. Улар бизниң хитай һөкүмитиниң уйғурларни ичидә һаҗәтханиси вә бар болған йоған өйләргә орунлаштуруп қойғанлиқини көрүшимизни арзу қилатти. Бирақ саяһәт орунлиридин бир қанчә коча нерисидики өйләрдә яшайдиғанлар лагерға тутуп кетилгәнликтин өйләр асасән қуруқ иди. Бизгә әгишип йүргән 3 тәшвиқатчи аялниң әң чоң ғәлибиси-уларниң бизни қайта қурулуш тема қилинған бир музейға елип бериши болған иди. Бу музейда илгири сүрүлүватқан идийә болса интайин чакина иди-йәни бу музейниң биринчи қәвитидә уйғурларниң бурун қандақ тәрәққий қилмиған, арқида қалған, мәйнәтлики ипадиләнгән болса, иккинчи қәвитидә хитай һөкүмитиниң уйғурларға немиләрни елип кәлгәнлики тәнтәнә қилинған иди. Әмма бу йәрдики мәсилә, қәшқәр вә пүткүл шинҗаңдики уйғурлар тәрәққиятниң сиртида қалдурулған. Тәрәққият болса бу земинға иш вә пурсәтләрни тартивелиш үчүн еқип кәлгән хитайларға берилгән” дәп язған.

Аптор мақалисидә йәнә, уйғур елидики зияритини аяғлаштуруп, қайтиш үчүн айропиланға чиққанда айропилан хадимидәк кийинивалған бир хитай әрниң өзлиригә йеқинлишип бойниға есивалған камераси билән рәсимгә тартип тезла узақлашқанлиқини баян қилғандин кейин “бу йәрдики бир пәрқ мән шинҗаңдин кетәләйттим, бирақ уйғурлар кетәлмәйтти” дегән җүмлә билән мақалисини ахирлаштурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.