Шаир абдуқадир җалалидинниң үрүмчидики мидоң райони “тәрбийиләш мәркизи” дә икәнлики илгири сүрүлмәктә
2018.04.27
Атақлиқ шаир вә әдиб абдуқадир җалалидинниң тутқун қилинғанлиқи дәлилләнгәндин кейин, мухбиримиз у тутуп турулуватқан орун вә аталмиш хаталиқи үстидә ениқлаш елип барди. Униң хизмәт орни болған шинҗаң педагогика университетиниң алақидар хадимлири униң үрүмчидики мидоң районлуқ “тәрбийиләш мәркизи” дә болуш еһтималлиқини илгири сүрди.
Шинҗаң педагогика университетниң интизам тәкшүрүш комитети хадими профессор абдуқадир җалалидинниң тутулуш мәсилисиниң назук бир мәсилә икәнликини, шуңа мәктәптики көп қисим хадимларниң әһвалдин, болупму униң нәдә, немә сәвәбтин тутуп турулуватқанлиқидин хәвәрсизликини ейтти. Әһвалдин хәвәрдар хадимлар, абдуқадир җалалидинниң тутуп турулуватқан орни һәққидә университет сақчиханисиниң хәвири барлиқини ейтти. Әмма бу сақчихана хадимиму, әһвалниң аддий әмәсликини, алақидар рәһбири хадимлардин әһвал игилишимизни тәвсийә қилди.
Университет қоғдаш башқармиси вә тәңритағ районлуқ сақчи хадимлири, абдуқадир җалалидин һәққидә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини ейтиш билән бирликтә, үрүмчидә аталмиш “тәрбийиләш” долқуни давам қиливатқанлиқи, һәтта “тәрбийиләш мәркизи” дәп бир орунниң барлиқиниму инкар қилди. Биз униңға шинҗаң хәлқ радио истансисиниң радикаллиқни түгитиш вә тәрбийиләп өзгәртишкә аит хәвәрлирини әсләткинимиздә, өзлириниң хәвәр көрмәйдиғанлиқини, бу темида һечнемә дәп берәлмәйдиғанлиқини ейтти. Шинҗаң педагогика университети қоғдаш бөлүминиң бир мәсули, бу темида тәпсилий җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрүш билән бирликтә, абдуқадир җалалидинниң үрүмчидики әң чоң лагерлардин бири болған “мидоңчү тәрбийиләш мәркизи” дә болуш еһтималлиқини илгири сүрди.
Алдинқи күнки ениқлашлиримиз давамида, шинҗаң педагогика университети аманлиқ башқармиси сиясий бөлүминиң башлиқи фең вейчяң, абдуқадир җалалидинни үрүмчи шәһәрлик дөләт аманлиқ сақчилири 29-январ күни тутуп кәткәнликини ашкарилиған иди.