Д у қ баянат елан қилип түркийәни абдулқадир япчанни қоюп беришкә чақирди

Мухбиримиз әркин тарим
2016.09.26
abduqadir-yapchan.jpg Японийә “NHK” телевизийиси ишлигән уйғурлар һәққидики мәхсус программисида абдуқадир япчан сөзләватқан көрүнүш. (“NHK” телевизийәсидин сүрәткә елинған)
RFA/Qutluq


Д у қ 9 - айниң 26 - күни баянат елан қилип, 8 - айниң 31 - күни түркийә җ х идариси тәрипидин тутуп кетилгән диний әрбап, уйғур паалийәтчи абдулқадир япчанни қоюп беришкә чақирди.

Д у қ ниң баянатида мундақ дейилгән: “2016 - йили 9 - айниң 24 - күни дуня уйғур қурултийи даимий комитети миллий рәһбиримиз вә рәисимиз рабийә қадир ханимниң бивастә риясәтчиликидә абдуқадир япчан вәқәси һәққидә мәхсус телефон йиғини чақирип, бу һәқтә җидди орунлаштуруш елип барди. Вәтән ичи вә сиртидики пүтүн шәрқий түркистанлиқларниң нәзиридә түркийә җумһурийити өзлириниң иккинчи вәтинидин ибарәт, һазирға қәдәр түркийә җумһурийити вә бүйүк түрк хәлқи баштин - ахири асарәт астида зулум чекиватқан шәрқий түркистан хәлқиниң башпанаһи болуп кәлди. Уйғур хәлқиниң түркийә җумһурийитигә вә түрк хәлқиғә йүксәк дәриҗидә миннәтдарлиқи, сөйгүси вә муһәббити бар. Шуниң үчүнму дуня уйғур қурултийи һазирға қәдәр абдуқадир япчан вәқәсигә муамилә қилишта түркийә җумһурийитиниң хәлқарадики образиға вә шәрқий түркистан хәлқиниң қәлбидики чәксиз сөйгүсигә сәлбий тәсир йәткүзүп қоюштин өзини қачуруп кәлди. Әпсуски, абдулқадир япчанниң ахирқи қетим тутқун қилинған вақтиниң узурап кетиши, дуня уйғур қурултийини җидди әндишигә салмақта, муһаҗирәттики уйғурларниң бу вәқәғә болған наразилиқлири вә қарши инкаслириму күндин - күнгә ешип бармақта. Бизниң асаслиқ тәлипимиз йәнила абдуқадир япчан вәқәсиниң түркийәдин һалқип кәтмигән асаста адиллиқ билән биртәрәп қилинишини вә абдуқадир япчан әпәндимниң тезрәк қоюп берилишини арзу қилимиз.”

Мәзкур баянатни елан қилған дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим испанийиниң барселона шәһиридин телефон зияритимизни қобул қилип, абдулқадир япчан тоғрисида баянат елан қилиштики мәқсити тоғрисида тохтилип, абдулқадир япчанға охшаш өз миллитиниң ғәмини йегән затларға игә чиқиш керәкликини ипадиләш, шундақла түркийә һөкүмитигә бир илтимас болсун дәп бу баянатни елан қилғанлиқини деди.

Д у’қ рәиси рабийә қадир ханим абдулқадир япчанниң мәзлум бир хәлқниң вәкил характерлик зати икәнликини түркийә сотиниң адил бир тәрәп қилишини үмид қилидиғанлиқини баян қилди.

Абдулқадир япчан 1958 - йили 10 - айниң 10 - күни қәшқәр йеңишәһир наһийә япчан йезисида дуняға кәлгән. 1973 - Йили 15 яш вақтида хитай даирилири тәшкилат қурдуң дәп әйибләп 10 йил түрмә җазасиға һүкүм қилған вә 1979 - йили түрмидин қоюп берилгән. 6 Йиллиқ түрмә һаяти җәрянида тонулған диний зат абдулһәким мәхсум билән тонушқан абдулқадир япчан әпәнди, түрмидин чиққандин кейин қарғилиқ наһийәсигә берип диний тәлим тәрбийә алған. 1990 Йили қайта түрмигә ташланған абдулқадир япчан әпәнди 1993 - йили қоюп берилгән. Түрмидин қоюп берилип узун өтмәй 1993 - йили қайта түрмигә ташланған абдулқадир япчан 1996 - йили қоюп берилгән. Җәмий 12 йил хитай түрмисидә ятқандин кейин, чәтәлгә чиққан абдулқадир япчан 2002 - йили түркийәгә кәлгән. Түркийәдә турған 14 йил җәрянида хитайниң террорчи дәп әйиблиши билән түркийә 2008 - йили бир қетим тутқун қилинған. Бу йил 20 дөләт гуруһи дөләт рәһбәрлири йиғини чақирилиштин кейин тутуп кетилгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.