Атақлиқ итот чолпини адил миҗитниң тәқдири әндишә қозғимақта
2018.12.17

Һәр саһәдики уйғур сәрхиллириниң тутқун қилиниватқанлиқи дәлиллиниватқан бир мәзгилдә әл сөйгән күлдүргә вә итот чолпини, хитайдики дөләтлик 1-дәриҗилик артис адил миҗитниң йеқинда тутқун қилинип, һәҗ қилғанлиқи сәвәби билән 3 йил кесилгәнликигә даир учурлар чәтәлләрдики уйғур җамаәтчиликидә әндишә пәйда қилмақта. Адил миҗитниң түркийәдә яшаватқан қизи гәрчә бу учурниң тоғрилиқини җәзмләштүрәлмигән болсиму әмма, 2-ноябирдин етибарән дадиси билән алақисиниң пүтүнләй үзүлүп қалғанлиқини вә йеңила йүрәк оператсийә қилип техи толуқ әслигә келип болалмиған дадисиниң саламәтликидин қаттиқ әнсирәватқанлиқини билдүрди.
Өткән һәптә ахиридин буян уйғурлар қоллиниватқан фәйсбок, ватсап, телеграмма қатарлиқ иҗтимаий алақә васитилиридә, “атақлиқ итот чолпини, әл сөйгән артис адил миҗитму йеқинда тутқун қилинипту” дегән учурлар тарқилишқа башлиди һәтта радийомизғиму бу һәқтә язма вә авазлиқ исимсиз инкаслар кәлди.
Биз бу учурларға асасән уйғур аптоном районлуқ опера тиятири вә мәдәнийәт назаритидин әһвал игиләшкә тириштуқ. Биз уйғур аптоном районлуқ мәдәнийәт назаритигә телефон қилғинимизда кадирлар бөлүмидин телефонни алған хадим, адил миҗитниң қачан тутулғанлиқи һәққидики соалимизға җаваб бәрмигән болсиму, бирақ униң тутулғанлиқини рәт қилмиди. Пәқәт “мән билмәймән, юқиридин сораң” дегән җавабтин башқа җаваб бәрмиди.
Адил миҗитниң аяли вә униң қизи адилә, нөвәттә түркийәдә яшаватқан болуп, адилә дадиси һәққидә иҗтимаий таратқулардин хәвәрләрни көрүп вә кишиләрдин бу һәқтә учурларни аңлап туруватқанлиқини, өзи билән дадисиниң алақисиниң 2-ноябирдин башлап үзүлүп қалғанлиқини билдүрди.
Адилә ханим дадиси адил миҗит әпәндиниң йеқинда икки қетим йүрәккә тирәк қоюш оператсийәси қилдурғанлиқи, саламәтликиму турақлашмиған һаләттә ун-тинсиз йоқап кетишидин өзи вә аилисиниң зор қайғу вә әндишигә қеливатқанлиқи, вәтән ичи билән болған барлиқ алақиниң кесилгәнлики сәвәблик, аңлиған бу яман хәвәрләрни уруқ-туғқан яки тонуш билишләр арқилиқ дәлилләшкиму амалсиз қеливатқанлиқини ейтти.
Адил миҗит уйғур итотчилиқ саһәсидә әң зор алқишқа вә утуққа шундақла уйғур хәлқниң етирап қилишиға еришкән чолпан һесаблиниду. У, 1997 йилидики “адил миҗит итот кечилики” билән бу саһәдә тунҗи ялғуз кишилик кечилик өткүзгән актйор болуп қалған болса, арқидин йәнә 12 йил өткәндә 2010-йили, 2-қетимлиқ хас итот кечиликиниң мувәппәқийити билән өзиниң кәспий һаятидики юқири орнини йәниму муқәррәрләштүргән иди.
Адил миҗит 1964-йили йеңи йилда майтағда бир инженер аилисидә дуняға кәлгән, кичикидинла сәнәт таланти вә актйорлуқ қабилийити билән көзгә көрүнүп, 1980-йили оттура мәктәпни пүттүрүпла қаримай нефит ишчилар сәнәт өмикигә қобул қилиниду. 1982 Йили у бейҗиңдики мәркизий тиятир институтиниң актйорлуқ кәспидә оқуп, оқуш пүттүргәндин кейин, 1986-йилидин буян уйғур аптоном районлуқ опера тиятирида хизмәт қилип кәлмәктә иди.
Сәнәтшунасларниң баһа беришичә, у уйғур тиятир сәнитигә итоттин ибарәт йеңи бир жанирниң бих сүрүши вә униң бүгүнкидәк уйғурларниң күндилик һаятиға күлкә шадлиқ ата қилған муһим бир сәнәт түри болуп қелишиға асас салғучи устазларниң бири һесаблиниду. Адил миҗит 40 қа йеқин опера вә драмиларда рол алған. 180 Артуқ итот-күлдүргиләрдә рол елип, һәммә тонуйдиған күлдүргә чолпини болуп қалған. У күлкә ата қилмиған, у аяғ басмиған һеч бир йеза-қишлақ йоқ. У, бу җәрянда 2400 мәйдандин артуқ оюн қойған шуниңдәк йәнә 20 дин артуқ кино-телевизийә филимлирида образ яритип унтулмас бир симаға айланған шәхс.
Гәрчә учурларда адил миҗитниң бир айниң алдида тутқун қилинип 3 йилға кесилгәнлики вә буниңға униң икки йил аввал һәҗ қилғанлиқиниң сәвәб болғанлиқи илгири сүрүлүватқан болсиму, бирақ адил миҗитниң қизи адилә “дадам һәҗгә чиққан, әмма, бейҗиңдики әлчиханидин қанунлуқ виза елип чиққан, һөкүмәтниң рухситисиз яки қачақ йоллар билән чиққан әмәс, дадамниң һеч гунаһи йоқ” дәйду.
Адиләниң ейтишичә, әһвалдин хәвәрдар кишиләр униңға адил миҗитниң икки айлар илгири уйғур елидики мәдәнийәт системисида ечилған йиғинда, 150 тин артуқ киши билән бирликтә хизмәттин қалдурулғанлиқи елан қилинғанлиқини ейтқан.