Уйғур давасиниң һармас пидакари сүзүки акира ханим алланиң рәһмитигә еришти
2013.07.17
Японийә уйғур җәмийитиниң билдүрүшичә, уйғур давасиниң һармас пидакар әзаси японийәлик мусулман аял мәрһумә сүзүки акира ханим 6-айниң 28-күни малайшияниң пайтәхти куалалумпурдики өйидә вапат болған.
Зияритимизни қобул қилған мәрһумәниң йолдиши рудий суварди әпәнди, рәпиқисиниң вапати һәққидә тохтилип мундақ деди:
-Ханимим сүзүки акира кечидә ухлаветип, туюқсиз қизитмиси өрләп кетип, вапат болди. Сүзүки акираниң өлүми гуманлиқ вә туюқсиз болғанлиқи сәвәбидин җәсити дохтурханида тәкшүрүлүп, кейин бизгә қайтурулуп берилди. Әмма, рудий суварди әпәндиниң бизгә билдүрүшичә, сүзүки акира ханимниң өлүм сәвәбиниң тәкшүрүш нәтиҗиси та һазирғичә аилисигә ашкариланмиған. Мәрһумә сүзүки акира ханимниң җиназа намизи ислам дининиң қаидә-йосунлири бойичә куалалумпурдики мәсчиттә оқулуп, мейити шу йәрдики мусулманлар қәбристанлиқиға дәпнә қилинған.
Сүзүки акира ханим 1977-йили японийәдә туғулған, алий мәктәпни японийәдә тамамлиған. Кейин австралийәдики тасманийә университетида оқуп кандидат доктор болған. У,японийә уйғур җәмийитиниң пидакар әзалиридин бири болуп, 2012-йили токйода ечилған дуня уйғур қурултийиниң 4-нөвәтлик қурултийида япон тилидики барлиқ материялларни инглиз тилиға тәрҗимә қилиш вә шундақла япон тилида язма материялларни тәйярлаш хизмитигә мәсул болған. Қурултай ечилиштин башлап та ахириғичә һардим-талдим демәстин кечини күндүзгә улап халисанә хизмәт қилған.
Сүзүки акира ханим токйодики хитай әлчиханисиниң алдида өткүзүлгән хитайға қарши түрлүк намайишларға көп қетим актип иштирак қилған.
Сүзүки акира ханим 2004-йили малайшияға саяһәткә берип, шу йәрдә рудий исимлик малайшиялиқ бир мусулман йигит билән тонушқан. 2011-Йили 5-айниң 4-күни куалалумпурда рудий әпәнди билән той мурасими өткүзгән. Той күни ислам динини қобул қилип,иман ейтқан.
Сүзүки акира ханим куалалумпурдики чағлиридиму шу йәрдики ислам университетида илим-тәһсил қиливатқан уйғур оқуғучиларға қолидин келишичә ярдәмдә болған. У,малайшиядики уйғурларға аит бәзи мәсилиләр үстидә дуня уйғур қурултийиниң баш катипи нурмуһәммәт мусабаюф билән тор арқилиқ пикирләшкән.
Зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң баш катипи нурмуһәммәт мусабайоф бу һәқтә тохтилип өтти.
Мәрһумәниң вақитсиз вапати японийә уйғур җәмийитидики униң сәпдашлирини, японийәдики уйғур мәсилисини қоллиғучиларни қаттиқ қайғуға салди.
Сүзүки акираниң иш-излири тоғрисида тохталған дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам мәхмут мәрһумәниң вапатиға өзиниң толиму қайғурғанлиқини билдүрүп өтти.
Японийәдики уйғур даваси өзиниң һармас пидакар әзалиридин бири болған сүзүки акира ханимдин мәңгүгә айрилди.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.