Алмата шәһиридә сериқбуя шеһитлиригә атап йиғин чақирилди
2013.05.09
Д у қ ниң орунлаштурушиға бинаән д у қ ниң қазақистандики вәкиллири 7 - май күни алматада йиғин уюштуруп, сериқбуя вәқәсидә шеһит болған уйғурларниң роһиға атап дуа - тилавәт қилди һәмдә буниңдин кейин оттура асияда елип баридиған паалийәтлири һәққидә музакирә елип барди.
Йиғинға 80 әтрапида киши қатнашқан болуп, йиғинда д у қ ниң баш мәслиһәтчиси риза сәмәди, шаир абдуғопур қутлуқоф әпәнди сөз қилди. Арқидин франсийидә чақирилған аяллар йиғиниға қатнишип кәлгән 11 аял сөз қилип, франсийидики йиғинниң роһини йәткүзди.
Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси абдурешит турдийефниң ейтишичә, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин қазақистанда уйғур дәвасиға қатнишиватқан уйғур аяллириниң сани барғансери көпәймәктә икән. Униң ейтишичә, бу йиғинда д у қ бундин кейин қазақистан вә қирғизистандики паалийитини күчәйтиш һәққидики пиланлири һәққидиму музакирә елип берилған.
Төвәндә д у қ ниң муавин рәиси абдурешит турдийеф вә дуня уйғур аяллар комитети рәиси аминә турдийева ханимлар билән елип барған сөһбитимизни аңлаңлар.