Алмутада “5-июл үрүмчи вәқәси” ниң қурбанлири хатириләнди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2018.07.02
almuta-5-iyul-2018-urumchi-weqesi-1.jpg Алмута шәһириниң султанқорған мәһәллисидә өткүзүлгән “5-июл үрүмчи вәқәси” ниң қурбанлирини хатириләш паалийитидин көрүнүш. 2018-Йил 1-июл, қазақистан.
RFA/Oyghan

1-Июл күни алмута шәһириниң султанқорған мәһәллисидики “арзуюм” рестораниға җәм болған уйғур җамаити 2009-йилидики “5-июл үрүмчи вәқәси” ниң қурбанлирини хатириләш паалийити өткүзди. Паалийәткә алмута шәһири вә әтраптики юрт-мәһәллә җамаәтчилики вәкиллиридин болуп, 100 дин ошуқ адәм қатнашти. Паалийәт дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики муавин рәиси әркин әхмәтофниң риясәтчиликидә елип берилди. Алди билән диний зат сәдирдин һаҗим “5-июл үрүмчи вәқәси” җәрянида һаятидин айрилған уйғур яшлириға атап қуран тилавәт қилди.

Мәзкур паалийәттә дәсләп сөзгә чиққан қазақистан уйғур яшлар бирликиниң әзаси адиләм мәсимҗан 2009-йил “5-июл үрүмчи вәқәси” ниң келип чиқиш сәвәблири вә униң ақивәтлири һәққидә доклат бәрди. У доклатида мунуларни тәкитлиди: “уйғурларниң ашу қетимлиқ кәң көләмлик тинч усулдики наразилиқ намайиши уйғурларниң миллий-азадлиқлиқини нишан қилған демократик һәрикәттур. ‛үрүмчи вәқәси‚ ниң әһмийити шуниңдин ибарәтки, у заманиви уйғуристан миллий-азадлиқ һәрикитини йеңи басқучқа көтүрди вә уни хәлқаралаштурди. Миллитимиз бу қетимлиқ күрәш давамида өзини өзи азад қилалайдиғанлиқини тонуп йәтти. Улар йәнә бу һәрикәт арқилиқ хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан чекидин ашқан зораванлиқ сиясәтлирини дуняға паш қилишқа оңушлуқ вәзийәт яратти.”

Андин кейин сөзгә чиққан сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди үч мәсилә, йәни һазирқи хәлқара вәзийәт, хитайниң уйғур елидики сиясити һәм униңға мунасивәтлик хәлқарадики инкаслар шундақла рабийә қадир вә долқун әйса башчилиқидики дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди. Қәһриман ғоҗамбәрди америка башлиқ ғәрб дөләтлириниң хитай билән болған сиясий, иқтисадий алақилирини тонуштуруп өтти. У йәнә америка вә хитай оттурисидики сода урушиниң барғансери җиддийлишиватқанлиқини, коммунист хитайниң уйғур елини бесивалғандин буян етиш, чепиш, динсизлаштуруш, хитайлаштуруш сияситини тохтатмай елип бериватқанлиқини тәкитлиди. У ахирида йеқинда бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ кеңишидә хитайдин уйғур елидики “тәрбийәләш лагерлирини” тақаш тәләп қилинғанлиқини, хитайниң уйғур елидики йәрлик хәлқләргә қаратқан бастуруш сияситигә қарши қазақистанда уйғур вә қазақ яшлириниң наразилиқ һәрикәтлирини актип елип бериватқанлиқини илгири сүрди.

Мурасимда сөзгә чиққан дуня уйғур қурултийи маарип бөлүминиң башлиқи дилнур қасимова дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики малийә вәкили бәхтияр илийеф, “еһсан” журнили тәһрират кеңишиниң әзаси сәдирдин аюпофлар уйғур елидики вәзийәт, дуня уйғурлирини биарам қиливатқан мәсилиләр, “уйғурлуқ бәдили” һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Радийомиз зияритини қобул қилған диний зат мәһәммәтҗан һаҗим буниңдин 9 йил илгири уйғур яшлириниң үрүмчидә елип барған тинч намайишиниң хитай қораллиқ күчлири тәрипидин вәһшийләрчә бастурулушиниң хәлқара һоқуқ нормилириға зит келидиғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “бүгүнгичә хитайлар хәлқимизниң бу аһу-зарлирини тиңшашниң орниға зулумлирини техиму күчәйтмәктә. Буни аңлап биз қазақистанда яшаватқан уйғур мусулманлири турмушимиз гәрчә хатирҗәм болсиму, лекин қәлблиримиз хатирҗәм болмиди. Һәр қайсимизниң ана вәтәндә қериндашлиримиз бар. Һәммә уйғур биз үчүн қериндаш. Бир милләт болғанлиқимиз үчүн шулар үчүн қайғуримиз. Көзлиримизгә яш толуп зарланмақтимиз. Муһаҗирәттики барлиқ қериндашлиримизму хатирҗәм әмәс.”

Дуня уйғур қурултийи маарип бөлүминиң башлиқи дилнур қасимова ханимниң пикричә, мәзкур мурасимға кәлгүчиләрниң мутләқ көпи “уйғурлуқ бәдили” мәсилисигә қизиқип, бу һәқтә көплигән соаллар сорашқан. У “уйғурлуқ бәдили” ниң мәқсити һәққидә тохтилип, мундақ деди: “бу пул йиғиш үчүн әмәс, бәлки хәлқни тәрбийәләш үчүндур. Биз хәлқимизгә немә иш қилалаймиз? фонд қуруп иқтисад топлаймиз. Фондниң ярдими билән вәтинимизниң азадлиқи үчүн балилиримизни тәрбийәлишимиз керәк. Дуня йүзидики түрмиләрдә, лагерларда, һәр тәрәпкә чечилип кәткән хәлқимизгә қандақ ярдәм беримиз? мәниви ярдәмдин башқа йәнә маддий ярдәмму бар. Бәдәл пулимиз шуларғиму ишлитилиду. Шу бәдәл арқилиқ биз бирләшсәк, биз уйғур, бизниң вәтинимиз бар дегән идийәни балилиримизға, хәлқимизгә чүшәндүрсәк, у вақитта биз азадлиққа йетимиз дәп ойлаймән.”

“уйғурлуқ бәдили” мәсилисини қазақистанлиқ уйғурлар қандақ қобул қилди? бу һәқтә дилнур қасимова йәнә мундақ деди: “җамаәт мушу бәдәл һәққидә көп соаллар сорашти. Һазирғичә көплигән кишиләр маңа телефон қилип, бу һәқтә сораватиду. ‛биз әвәтәйли. Бу пулларни вәтинимизгә ишләтсәңлар биз рази‚ дегәнләрму җиқ болди. Һазирму бәдәл пулини төләватқанлар бар. Демәк бу бәдәл бизни өмләштүридиған бир васитә.”

Мурасимға зиялийлар, йигит башлири вә көплигән яшлар қатнашти. Зияритимизни қобул қилған “еһсан” журнили тәһрират кеңишиниң әзаси сәдирдин аюпоф әпәндиниң ейтишичә, яшлар “үрүмчи вәқәси” дин кейин, болупму йеқинқи вақитларда аталмиш “тәрбийәләш лагерлири” ечилғандин кейин хитайниң дост әмәс, бәлки әшәддий дүшмән икәнликигә, узун вақиттин буян уйғур хәлқини рәһимсиз езип келиватқан басқунчи икәнликигә көзи йәткән икән. У мундақ деди: “һазир мәһәллә-мәһәллиләрдә яшларға вәтән, уйғур, хитай тоғрилиқ сөзләп қойсақ, аһ уруп кетиду, немә қилсақ болиду, шулар үчүн? дегән соалларни қоюп кетиду. Бу уларниң ойғиниватқанлиқиниң бәлгиси.”

Игилишимизчә, 2009-йили “5-июл үрүмчи вәқәси” ниң йүз бериш мунасивити билән қазақистандики уйғур яшлири уйғур елидики өз қериндашлириниң әһвалидин қаттиқ қайғурған иди. Шу йили 19-июлда алмута шәһириниң җумһурийәт сарийиға йиғилған уйғурлар дуня җамаәтчиликини үрүмчи қанлиқ вәқәси һәм шу мунасивәт билән аммиви тутқун қилишларни тәкшүрүшни тәләп қилди. Мәлуматларға қариғанда, шу қетимлиқ паалийәткә йиғилған 8 миңға йеқин авамниң мутләқ көпини яшлар тәшкил қилған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.