Хитайниң америкидики әлчиханиси алдида “5-феврал вәқәси” ни хатириләш намайиши өткүзүлди

Мухбиримиз әзиз
2017.02.03
amerika-5-fewral-namayish-2017-1.jpg Америка уйғур бирләшмисиниң тәшкиллиши билән вашингтон шәһиридики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайиштин бир көрүнүш
RFA/Eziz

Буниңдин 20 йил илгири, йәни 1997-йили 5-февралда ғулҗидики милләтпәрвәр уйғур яшлар хитай даирилириниң бир қисим диний затларни сәвәбсиз қолға елиши һәмдә уйғурлардики әнәниви “мәшрәп” паалийитини чәклишигә қарши тинчлиқ намайиши тәшкиллигән иди. Һалбуки, шу қетимқи намайиш хитай қораллиқ күчлири тәрипидин қаттиқ бастурулди һәмдә нурғун киши қолға елинди.
Америка уйғур бирләшмисиниң тәшкиллиши билән вашингтон шәһиридики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайиштин бир көрүнүш
Хитай һөкүмәт даирилири “намайишни бир яқлиқ қилиш җәрянида 11 киши өлди” дәп елан қилған болсиму, шу ишларға шаһит болғанлар шу қетимқи вәқәдә йүздин артуқ кишиниң өлтүрүлгәнликини алға сүриду. Шуниңдин етибарән муһаҗирәттики уйғурлар, җүмлидин америкидики уйғур җамаити изчил һалда һәр йили түрлүк паалийәтләр арқилиқ “5-феврал вәқәси” ни хатириләп кәлмәктә. Бу йилму америка уйғур бирләшмисиниң тәшкиллиши билән вашингтон шәһири, вирҗинийә шитати вә башқа қошна шитатлардин кәлгән уйғурлар вашингтон шәһиридики хитай әлчиханиси алдиға җәм болуп шу қетимқи тинчлиқ намайишида һаятидин айрилғанларға матәм билдүрди, шуниң билән биргә, хитай һакимийитиниң диктаторлуқиға болған ғәзәп-нәпритини ипадилиди.

Әмди диққитиңлар, мухбиримиз әзизниң намайиш нәқ мәйданидин бәргән мәлуматлирида болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.