Рабийә ханим америка дөләт мәҗлисидә хитайниң диний бастурушлири һәққидә гуваһлиқтин өтти

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.07.23
rabiye-qadir-amerika-dolet-mejlisi-diniy-basturush-guwahliq.jpg Рабийә ханим америка дөләт мәҗлисидә хитайниң диний бастурушлири һәққидә гуваһлиқ бәрмәктә
RFA/Gulchihra

Америка дөләт мәҗлисидә 23 - июл хитайниң диний сиясити һәққидә мәхсус гуваһлиқ бериш йиғини чақирилди. Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети орунлаштурған “җуңгочә алаһидиликкә игә дин: ши җинпиң дәвридики бастуруш вә контроллуқ” дәп нам берилгән бу гуваһлиқ бериш йиғинида вәкилләр хитайдики фалунгуңчилар, христиан муритлири, уйғур мусулманлар вә тибәт буддистлиридин ибарәт охшимиған динларға етиқад қилғучилар учраватқан бастурушлар һәққидә гуваһлиқ бәрди вә амерка һөкүмитидин ши җинпиң зияритини бикар қилишини ортақ тәләп қилди.

Уйғурларға вакалитән гуваһлиқтин өткән дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, хитайниң уйғур мусулманларға қаратқан диний бастурушиниң бу йил техиму қаттиқ рәвиштә давам қиливатқанлиқини көрсәтти вә америка һөкүмитидин “хитайниң уйғурлар вә башқа динға етиқад қилғучиларға қаратқан қанлиқ бастурушлирини тохтитиши үчүн җидий бир тәдбир қоллиниши керәк” ликини тәләп қилди.

“җуңгочә алаһидиликкә игә дин: ши җинпиң дәврдики бастуруш вә контроллуқ” намидики гуваһлиқ бериш йиғини америка дөләт мәҗлисидә 23 - июл саәт 11 дә башланди.

Йиғинда уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим уйғур мусулманлири учраватқан бастурушлар һәққидә гуваһлиқ бәрди, тибәтләрниң вәзийити һәққидә америка авази тибәт бөлүминиң директори лосаң гятсо, хрстиан мортлириниң вәзийити һәқиқдә җуңгоға ярдәм диний җәмийитиниң президенти боб фу, хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити вә фалунгуңчиларниң бастурулуши һәққидә канада 2015 йиллиқ йәр шари хеними, кишилик һоқоқ паалийәтчиси анастасиа лин гуваһлиқ берип өтти.

Йиғинға гуваһлиқ йиғинини уюштурғучи америка авам палата әзаси кирстофер симис билән кеңәш палата әзаси өзини йеңи нөвәтлик президет намзатлиқиға көрсәткән марко робио, вә йәнә дөләт мәҗлиси әзаси роберт питтенгер қатарлиқ бир қисим америка дөләт мәҗлиси әзалири қатнашти. Йиғинға йәнә демократийә, кишилик һоқуқ вә әркинлик тәшкилатлири вәкиллири 10дин артуқ ахбарат орунлириниң мухбирлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири болуп 100дин артуқ киши иштирак қилди.

Икранда керийәдики башланғуч мәктәптә “яғлиқ чигип килишкә болмайду” дегән уқтуруш көрсүтүлмәктә
Икранда керийәдики башланғуч мәктәптә “яғлиқ чигип килишкә болмайду” дегән уқтуруш көрсүтүлмәктә

Йиғинда гуваһлиқ беришкә тәклип қилинған дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, уйғурларниң диний етиқадиниң әзәлдин хитай һакимийитиниң бастурушиға учрап келиватқанлиқини, болупму ши җинпиң һакимйәт бешиға чиқиқандин буян бастурушниң юқири пәллигә чиққанлиқини, қанунсиз тутқун қилиш, қанунсиз сотлаш вә өлтүрүш давам қиливатқанлиқини, хитайниң диний бастурушлиридин қечип шәрқий җәнуби асиядики тайланд, малайшия қатарлиқ җайларға чиққан уйғурларниң бир қисминиңму қайтурулуп кәткәнликидәк мәсилиләрни оттуриға қойди.

Рабийә қадир ханим йәнә, уйғурларниң хитай ичидила әмәс, һәтта чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан әркинлики вә адаләт үчүн сөзлигәнләрниң аилә тавабиатлириниңму хитайниң еғир тәһдити астида икәнликини сөзләп өтти вә ахирида хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлири, тибәтләр, фалунгуңчилар вә хирстианларға, пүтүн хитай пуқралириға елип бериватқан бастурушлирини тохтиши үчүн җиддий тәдбир қоллинишни тәләп қилди.

Христиан муритлириниң вәзийити һәққидә гуваһлиқ бәргән җуңгоға ярдәм диний җәмийитиниң президенти боб фу, йиғинда гуваһлиқ бәргүчиләр намидин обама һөкүмитидин кишилик һоқуққа, диний етиқадқа зиянкәшлик қиливатқан диктатор ши ши җинпиңниң америка зияритини бикар қилишни тәләп қилди.

Комитет хадимлиридин кирстофер смит бугүнки гуваһлиқ бериш йиғинида хитайдики бастурушқа учраватқан динлар вә хәлқниң вәзийитини америка вә дуняға аңлатқан вәкилләргә алаһидә тәшәккүр билдүрди вә сөзидә: “хитайда һәр қайси динға етиқад қилғучилар, кишилик һоқуқни һимайә қилғанлар бастурулушқа, қаттиқ контроллуққа учраватқан бу күндә, америка бу хил бастурушни елип бериватқан ши җинпиңни күтивалмақчи, америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири иҗраийә комитети бүгүн хитайниң диний сиясити һәққидә бир гуваһлиқ бериш йиғини чақиришиниң интайин зөрүр көрдуқ, бу арқилиқ хитайдики қараңғулуққа бир йоруқлуқ бериш, авазсиз хәлқниң авазини аңлашни мәқсәт қилимиз. Биз бүгүн гуваһлиқ бәргүчиләрдин аңлиғинимиздәк, хитай һөкүмити христиан муритлирини, фалунгуңчиларни бастурушни күчәйтмәктә, тибәт буддистлири вә уйғур мусулманларға қаратқан қирғинчилиқни давамлаштурмақта, һәтта йеқинқи күнләрдин буян кишилик һоқоқ һимайичилирини түркүмләп тутқун қиливатиду, хитай һөкүмити илгири далай ламаға ейтқандәк " диний етиқад зәһәр болмастин, хитай һөкүмитиниң динға етиқад қилғучиларға елип бериватқан бастуруш сияситиниң өзи зәһәр, биз һөкүмитимиздин, президентимиз обамадин бу мәсилиләргә алаһидә деққәт беришни сораймиз, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилған ши җинпиң һакимийитиниң диктатор сияситини, кишилик һоқуқ бузғунчилиқини ашкара тәнқид қилишқа чақиримиз. Бүгүн гуваһлиқ бәргүчиләр оттуриға қойған мәсилиләр һәмдә тәләплириңларни мән шәхсән бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқоқ алий комиссари банкиммонға йәткүзүшкә вәдә беримән” дәп тәкитлиди.

Дөләт мәҗлисиниң саяһәтчиләр мәркизидә өткүзүлгән “җуңгочә алаһидиликкә игә дин: ши җинпиң дәврдики бастуруш вә контроллуқ”намидики гуваһлиқ бериш йиғини вашингитон вақти - 1гичә икки саәт давам қилди, йиғин ахирида рабийә ханим ахбаратчиларниң зияритини қобул қилди.

Гуваһлиқ бериш йиғини ахирилашқандин кейин зияритимизни қобул қилған рабийә қадир ханим, “америка һөкүмитиниң мусулман уйғурларға вә башқа динларға етиқад қиливатқан хәлқләргә қаратқан бастуруш сиясәтлирини тохтитиши үчүн хитайни җиддий агаһландуридиған вақти кәлди. Хитайниң бизгә йүргүзүватқан зулум сиясити ялғуз хитайдики динға етиқад қилғучиларға вә бигунаһ хәлққә тәһдит селипла қалмай, пүткүл дуняға тәһдит селиватиду” дәп көрсәтти.

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлар комитетиниң пәйшәнбә күнки гуваһлиқ йиғинида рабийә қадир ханимға тәрҗиманлиқ қилған америка уйғур җәмийити рәиси алим сейитоф, бүгүнки гуваһлиқ бериш йиғининиң интайин тоғра бир пәйттә мувәппәқийәтлик ечилғанлиқини,рабийә қадир ханимниң уйғурлар учраватқан диний вә һәр җәһәттики зиянкәшлик мәсилилирини әтраплиқ оттуриға қойғанлиқини, болупму хитай рәиси ши җинпиңниң америка зияритиниң алдида америка дөләт мәҗлисиниң бу йиғинни орунлаштурушниң муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.