Америка дөләт мәҗлисиниң 2017-йиллиқ доклатиниң хитайчә тәрҗимиси елан қилинди
2018.03.19

Америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ хитай ишлири комитети һәр йили хитай һәққидә йиллиқ доклат елан қилидиған болуп, бу хилдики йиллиқ доклатта хитайниң сиясий, иқтисад, мәдәнийәт, дин вә башқа саһәлири тәпсилий баһалиниду. Бу доклат адәттә америка дөләт мәҗлисигә вә ақ сарайға йоллинидиған болуп, америка һөкүмитиниң хитай һәққидики алақидар сиясәтләрни түзүп чиқишида муһим пайдилиниш материяли қилиниду.
Америка кеңәш палата әзаси марко рубю рәсликидики мәзкур комитет тәйярлиған 2017-йиллиқ доклат 300 бәттин ашидиған болуп, алтә бабқа аҗритилған. Бу доклатниң хитай тилиға тәрҗимә қилинип, хитай тилида тарқитилиши бу доклатни техиму көп кишиләрниң көрәлишигә асанлиқ туғдуриду, дәп қариливатқанлиқи мәлум. Униңда хитай һәққидики омумий, әмма тәпсилий йезилған муқәддимидин кейин хитайдики кишилик һоқуқ, диний етиқад әркинлики, әмгәкчиләрниң һәқлири, нопус контроллуқи, муһит вә қанун арқилиқ идарә қилиш қатарлиқ саһәләр һәққидә мәхсус тохталған. Шу қатарда уйғур дияриниң әһвалиға 17 бәтлик орун аҗритилған.
Мәзкур доклатниң муқәддимә қисмида уйғур дияриниң омумий вәзийити һәққидә мундақ дейилиду: “шинҗаң уйғур аптоном райони хитай даирилири иҗра қиливатқан ‛бир бәлвағ, бир йол‚ қурулушиниң муһим мәркизи болуп қалғанлиқтин, һөкүмәт даирилири уйғурлар вә башқа милләтләргә қарита бихәтәрлик вә контроллуқ тәдбирлирини мислисиз дәриҗидә күчәйтти. Шуниң билән биргә интернетқа болған контроллуқ әң юқири пәллигә йәтти. Йәнә мушу районниң өзидә һөкүмәт даирилири кәң көләмдә пуқраларниң ген әвришкисини йиғишни тезләтмәктә. Һалбуки, бу кишиләрниң көп қисми буниңға рази болғини яки буниң немигә ишлитилидиғанлиқидин хәвәрдар болғини йоқ. Хәлқаралиқ һәқ вә һоқуқ тәшкилатлири бу хилдики ген әвришкиси йиғиш һәрикитиниң хитай иҗра қиливатқан ‛муқимлиқни сақлаш‚ тәдбирлири билән зич мунасивәтлик икәнликини қәйт қилишмақта. Буниңға қошулуп, нөвәттә уйғурларниң диний әркинлики қаттиқ тәқибгә учримақта.”
Шуниңға улапла доклатниң муқәддимә қисмида мәхсус уйғур диярида диний етиқадни чәкләш вә уни тәқиб қилиш һәққидә хитай һөкүмитиниң қандақ тәдбирләрни еливатқанлиқи, болупму ши җинпиң һоқуқни қолға алғандин кейин 2017-йили мақулланған “диний ишларни башқуруш низамнамиси” ниң түзитилгән нусхисиниң уйғур дияридики диний етиқад һәқлирини вәйран қилишта қандақ шәкилдә васитә болғанлиқи тәпсилий баян қилиниду. Болупму ислам диниға хас бир қатар һадисиләр, җүмлидин хәтнә қилиш, сақал-бурут қоюш, бовақларға исламий исимларни қоюш, исламий либасларни кийиш қатарлиқларни омумйүзлүк “террорлуқ” ниң испати сүпитидә суйиистемал қиливатқанлиқи алаһидә тәкитлиниду.
Мәзкур доклатниң муқәддимә қисмида вә уйғур дияри һәққидә берилгән мәхсус сәһипидә чен чүәнго үрүмчигә йөткилип кәлгәндин буян бихәтәрлик хираҗити үчүн бир йилниң ичидила 30 милярд сом (4.43 Милярд америка доллири) дин артуқ мәбләғ сәрп болғанлиқи, миңлиған “хәлққә қолайлиқ сақчи понкитлири” вә миңлиған сақчилар қошуниниң йеңидин бәрпа қилинип, уйғурларға болған контроллуқниң һәссиләп ашқанлиқи, “әсәбийликкә қарши туруш низами” ниң мақуллинип, һөкүмәт даирилириниң “әсәбийликни бастуруш” намида уйғурларни бастурғанлиқи, уйғурларниң паспортлирини йиғивелиш һәмдә чәтәлдики уйғур оқуғучиларни қайтуруп келиш арқилиқ миңлиған кишиләрни “йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири” гә соливалғанлиқи, “қош тиллиқ маарип” ни омумлаштуруш намида мәхсус қизил башлиқ һөҗҗәт чүшүрүп, уйғур тилини һәрқайси җайлардики мәктәпләрдә мәни қилғанлиқи баян қилиниду.
Бу доклатта уйғур дияридин мәлум болған “сиясий мәһбуслар” һәққидики әндишиләрму тегишлик орун алған. Болупму униңдики “хитай сиясий мәһбуслири” сәһиписидә уйғурлар билән биваситә алақидар болған гүлмирә имин, илһам тохти, җаң хәйтав қатарлиқларниң алдинқи орунни игилиши алаһидә көзгә челиқиду. Шуниң билән биргә уйғур дияридики сиясий бастуруш тәдбирлириниң һазир уйғурлардин һалқип, қазақларғиму кеңийиватқанлиқи, буниң нәтиҗисидә өткән бир йилниң ичидила нурғун қазақ имамлириниң вә саяһәтчиләрниң тутқун обйекти болғанлиқи ейтилиду.
Бу доклатта алаһидә йәр алған йәнә бир мәзмун болса америка дөләт мәҗлисигә вә алақидар органларға уйғурлар дуч келиватқан әһваллар тоғрилиқ сунулған тәклиптур. Бу тәклиптә нуқтилиқ қилип мунулар алаһидә тәкитлиниду: “шинҗаң уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ мәсилисигә техиму зор миқяста көңүл бөлүш, уйғур мәдәнийити вә уйғур тилини қоғдаш һәрикәтлирини техиму зор күч билән қоллаш, уйғурларниң кишилик һоқуқлирини қоғдаш паалийәтлиригә техиму көп сорун һазирлап бериш; хитай һөкүмитини уйғурлар диярида һәқиқий мәнидики бихәтәрлик вә кишилик һоқуқ капалити мәзмун қилинған сиясәтләрни иҗра қилишқа чақириш, шу арқилиқ уйғурларни “әсәбийлик” вә “террорлуқ” ниң қурбанлириға айландуруп қоюштин сақлиниш; хитай һөкүмитини дипломатлар, һәрқайси мухбирлар вә көзәткүчиләрниң бу районға әркин берип-келишигә йол қоюшқа чақириш; хитай һөкүмитини өзиниң алақидар қанунлири вә хәлқара әһдинамиләргә бинаән диний етиқад әркинликини капаләткә игә қилишқа чақириш; хитай һөкүмитигә уйғурларниң әркин сәпәр қилиш һоқуқи барлиқини җиддий рәвиштә әслитиш; хитайниң өз қанунлири бойичә уйғурларниң өз тилида маарип тәрбийәси көрүш вә хизмәт қилиш һәқлирини капаләткә игә қилиш қатарлиқ тоққуз түрлүк тәклип алаһидә орун тутиду.
Бу қетимқи доклатта кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, америка диний әркинлик комитети, әркин асия радиоси қатарлиқ органларниң алақидар хәвәр вә мәлуматлири пайдилиниш материяли қилинған. Униңдики бир қисим шәхсләрниң, мәсилән, мәсчит имаминиң алдида тамака чәкмигән җелил мәтнияз, өйидә никаһ оқутқан партийәлик кадир саламәт мәмтимин, мисирдин оқуш пүттүрүп қайтип кәлгәндин кейин он йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған һәбибулла тохти қатарлиқларниң һәқиқий қисмәтлири җанлиқ мисаллар қатарида ишлитилгән.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң мудири софей речардсон ханим бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилғанда нөвәттә уйғур дияридики вәзийәтниң тарихта мисли көрүлмигән бир һалға йәткәнликини, шуңа хитай һөкүмитиниң чоқум уйғур дияридики сиясәтлири һәққидә йеңиваштин ойлишидиған вақти йетип кәлгәнликини алаһидә тәкитлиди. У бу һәқтә мундақ деди: “шинҗаңдики һөкүмәт даирилири һәмдә мәркизий һөкүмәт миллий кәмситиш характеридики сиясәтлирини етирап қилишни яки буни өзгәртишни изчил рәт қилип келиватиду. Бу һал бу қетимқи доклат арқилиқ йәнә бир қетим ениқ дәлилләнди, дейишкә болиду. Чүнки уйғурлар һазирғичә өз пәрзәнтлиригә қайси тилни өгитишни таллаштәк аддий һоқуқтинму мәһрум қеливатиду. Шуниңдәк өзлириниң диний етиқадини яки әнәниви турмуш адәтлирини давам әттүрүшкиму қадир болалмайватиду. Һазир бу райондикиләрниң сиртқа чиқиши мәни қилиниватиду, сирттикиләрниңму бу җайға бериши мәни қилиниватиду. Шуңа бу җайда кишилик һоқуқ тоғрисида гәп қилиш тоғра кәлсә уни ‛хараб‚ дәп тәсвирләшкә болиду. Шуңа хитай мәркизий һөкүмитиниң бу райондики көплигән сиясәтлирини өзгәртиши һазир бәкму җиддий вә зөрүр болған әһвал һесаблиниду.”
Бу һәқтә америка диний әркинлик комитетиниң хадими тина маффордму софей речардсонға охшап кетидиған қарашта. Униң пикиригә қариғанда, хитай һөкүмити һазир өзиниң уйғур дияридики түрлүк тәдбирлириниң нәтиҗилиридин хәвәрдар болсиму, буни һечқачан ашкара сорунларда етирап қилип баққан әмәс. Әмма униң қаришичә, бу хилдики һадисиләр давам қиливәрсә, шүбһисизки буниңда сәлбий ақивәттин башқа һечнәрсә вуҗудқа кәлмәйду.
У бу һәқтә мундақ деди: “хитай һөкүмити изчил түрдә өзиниң зулум характерлик тәдбирләр арқилиқ уйғур мусулманлири арисида ғәзәп вә наразилиққа сәвәбкар болуватқанлиқи һәмдә бу амилларни юқири пәллигә чиқириватқанлиқини етирап қилишни рәт қилип келиватиду. Шуниң билән биргә хитай һөкүмити һечнемидин һечнемә йоқла уйғурларниң диний етиқадидики вә турмуш адәтлиридики символлуқ һадисиләрни террорлуққа бағлап қоюватиду. Бу немини кәлтүрүп чиқириватиду десиңиз, хитай һөкүмити дәл мушуни баһанә қилип уйғурларниң диний етиқадини дәпсәндә қиливатиду шуниңдәк уйғурларни бастуруватиду. Чүнки улар диний етиқадни өзлириниң һакимийәт нопузи үчүн бир түрлүк тәһдит вә хирис дәп қараватиду. Шуңа бу әһвалда немә ашкара болиду, десиңиз хитай һөкүмити навада мушу хилдики тәтүр сиясәтни давам қилдуруп, кишиләрниң диний етиқади вә башқа амиллар сәвәбидин уларға зулум селивәрсә бу пәқәт муқимсизлиқ вә тоқунушқа йол ачиду, халас.”
Мәлум болушичә, бу доклатниң хитайчә тәрҗимисиниң елан қилиниши техиму көп хитай оқурмәнлирини нишан қилған болуп, буниң билән техиму көп хитайларни уйғурлар вә уйғур дияриниң әһвалидин хәвәрдар қилғили болидикән.