Америкиниң фергусон вәқәси билән уйғур мәсилисини селиштуруш мумкинму?
2014.08.20
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, 8 - айниң 9 - күни миссори шитати фергусон шәһиридә 18 яшлиқ қара тәнлик бир бала сақчи тәрипидин етип өлтүрүлгән. Вәқәгә четишлиқ сақчи өзини қоғдаш үчүн уни етишқа мәҗбур болғанлиқини илгири сүрсә, буниңға қарши чиққучилар сақчиниң һечқандақ тәһдит йоқ бир әһвал астида, қолида қорал болмиған бир балиға һәддидин зиядә күч қолланғанлиқини билдүрмәктә.
Униң үстигә өлгүчиниң 18 яшлиқ бир қара тәнлик болуши вә сақчиниң болса ақ тәнлик болуши америкидики қара тәнликләргә қарита ерқичилиқ қилиниватқанлиқи һәққидики талаш - тартишларни қозғап, фергусон шәһиридә кәң көләмлик намайишқа сәвәб болди. Намайиш зорийип, қалаймиқанчилиқ келип чиққандин кейин, сақчилар көздин яш аққузидиған бомба вә резинкә оқлар арқилиқ намайишчиларни тарқақлаштурған вә қалаймиқанчилиқ пәйда қилғанларни қолға алған иди.
Фергусундики бу вәқә пүтүн дуня мәтбуатлири алаһидә диққәт қилидиған зор бир хәлқаралиқ вәқә болуп қалған болуп, һәр дөләтләрдики охшимиған мәтбуатлар һәммиси америкидики бу вәқәни өз дөләтлириниң ички сиясәтлиригә четишлиқ мәсилиләргә бағлап туруп мулаһизә қилған. Вашингтон почтиси гезити һәрқайси әлләрниң америкидики бу вәқәгә қайтурған инкаслири бир - бирләп селиштурулған бир хәвәр мақалиси елан қилған болуп, униңдин қариғанда, әнгилийидики бир қисим ахбарат органлири америка сақчилириниң намайишчиларни тарқитиш вастисини алаһидә чиқиш қилип, әнгилийә сақчилириниң 2011 - йили охшаш вәқә сәвәбидин келип чиққан намайиш вә қалаймиқанчилиқларни аяқлаштурушта юқиридики вастиләрни қолланмиғанлиқиға мәдһийә оқуған. Германийиниң ахбарат органлириниң тәнқиди хели күчлүк болған болуп, улар америкидики қара тәнликләрниң иҗтимаий орниниң һелиһәм төвәнликини билдүрүп, буни президент обаманиң хизмитидики йетәрсизлик, дәп көрсәткән. Канада мәтбуати болса канадада бундақ әһвалларниң йүз берип бақмиғанлиқиға мәдһийә оқуған.
Түркийиниң һазирқи һөкүмәтни қоллайдиған бир қисим мәтбуатлири болса, америкини бу мәсилидә қаттиқ тәнқид қилип, америка ахбаратлирини өзиниң мәсилилиригә кәлгәндә көз юмувелиш, бу һәқтики хәвәрләрни арқа пиланға иттириш билән әйиблигән. Чүнки, алдинқи йили түркийидә гези бағчиси һәрикити башлиғанда әрдоған һөкүмитиниң намайишчиларни тарқақлаштурушта қолланған вастилири ғәрб мәтбуатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған иди.
Америкидики фергусон вәқәсидә америкини қаттиқ тәнқид қилған дөләтләр шүбһисизки, русийә вә хитай болған. Русийә вә хитай һәр иккиси америкини ерқчилиқ қилиш билән әйиблигән. Мәлум болушичә, хитайниң шинхуа агентлиқи дүшәнбә күни өзиниң ингилизчә хәвәр сәһиписидә хәвәр елан қилип, ерқичилиқни америкиниң “узунға созулған, чоңқур йилтиз тартқан сақаймас кесили” дәп көрсәткән. Улар йәнә, америкиниң өзидә нурғун мәсилиләрниң барлиқини, һәммә дөләтниң өзигә чушлуқ мәсилиси болидиғанлиқини билдүрүп, америкини “башқиларниң ишиға арилишип, хәқни тәнқид қилғучә, алди билән өзидики мәсилиләрни һәл қилиши керәк” дәп тәнқид қилған. Бирақ, қизиқарлиқи хитай ахбарат вастилири америкиниң фергусон шәһиридики бу вәқә һәққидә дөләт ичидики хитай тилида беридиған ахбарат органлирида көп тохталмиған вә бу һәқтә һечқандақ ипадиму билдүрмигән. Шинхуа пәқәт юқиридики инкасни авам хәлқ оқуп чүшинәлмәйдиған ингилизчә нусхисида елан қилған.
Бу әһвал, америкилиқ көзәткүчиләрниңму диққитини қозғиған болуп, вашингтон почтиси вә вал стрит журнили һәр иккила мәтбуаттики гезиттә хитай һөкүмитиниң уйғурларға тутқан муамилиси өзигә аян болғачқа, бу һәқтә америкини очуқ - ашкара тәнқид қилишқа петиналмиған болуши мумкинликини пәрәз қилишқан. Вал - стрит журниили бу һәқтики хәвиридә, бейҗиңдики чәтәл тиллири университетиниң хәлқара учур - алақә билимлири бөлүми башлиқи му чявниң мулаһизисигә йәр бәргән. Му чяв хитай дөләт ахбаратлириниң фергусондики вәқәни дөләт ичигә қаратқан мәтбуатлирида көп тохталмаслиқи һәққидики сәвәбләрниң бирини көрсәткәндә, фергусондики мәсилә билән шинҗаңдики вәзийәт охшишп кетидиғанлиқи, шуңа хитай һөкүмәт ахбаратлири бу һәқтә бәк җиқ сөзләп кәтсә, отниң өзигә тутушуп кетишидин еһтият қилған болуши мумкинликини ейтқан. Бирақ, уйғур мулаһизичиләр болса буниңға қошулмайду. Улар фергусундики вәқә билән уйғур елидики вәқәниң характериниң бир - биригә қәтий охшимайдиғанлиқиға, бу икки вәқәни селиштурушниңму мумкин әмәсликигә ишиниду. Америкидики уйғур зиялийси илшат һәсән әпәнди бу һәқтә тохтилип, америкидики у сақчиниң өзиниң шу вақиттики роһий һалитигә вәкиллик қилидиған айрим бир вәқәни уйғур елида хитай һөкүмитиниң қоли билән йүргүзүлүватқан сиясәт билән селиштурушниң мумкин әмәсликини билдүрди.
Америка әдлийә даирилири һазир 18 яшлиқ майкил бровнниң өлтүрүлүш мәсилисини җиддий тәкшүрмәктә. Бүгүн, миссори соти даваниң ахириқи нәтиҗисиниң бу йил 10 - айда чиқидиғанлиқини елан қилди. Һазир сақчини тәкшүрүшкә америка федиратсийилик тәкшүрүш идарисиму қатнашқан болуп, америка даирилири дава нәтиҗисиниң чоқум адил болидиғанлиқини, әгәр сақчиниң зиядә күч қоллинип, биһудә өлүмгә сәвәб болғанлиқи ашкариланса, униң чоқум җазалинидиғанлиқини вәдә қилмақта. Мәмликәт миқяси бойичиму фергусондики сақчиниң җазалиниши керәкликини илгири сүрүп, намайишчиларни қоллиғучиларниң сани көпәймәктә. Америкиниң башқа шитатлиридиму фергусондики намайишни қоллаш намайишлири өткүзүлмәктә.
Америка уйғур бирләшмиси рәиси, адвокат алим сейитоф әпәнди бу һәқтә тохтилип, америкиниң алди билән бир қанун дөлити икәнликини, шуңа әгәр бу ишта сақчи гунаһкар болса униң чоқум қанунниң җазасиға учрайдиғанлиқини әскәртти.