Америка хәлқара дини әркинлик комитети хитайниң уйғурлар вә тибәтләргә қаратқан дини бесим сияситини әйиблиди

Мухбиримиз ирадә
2013.04.30
dini-checklesh-305 Уйғур райунидики дини паалийәтләрни чәкләш тахтиси
RFA Photo

Бүгүн америка дөләт мәҗлисиниң хәлқара дини әркинлик комитети йиллиқ доклатини елан қилди. Хитай бу йилму диний әркинлик вәзийити “алаһидә диққәт қилинидиған дөләтләр” тизимликигә киргүзүлди. Доклатта, хитай һөкүмитиниң дини гуруппиларға, болупму уйғурлар вә тибәтләргә қаратқан дини бесим сиясити тәнқид қилинди.

Бүгүн америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ хәлқара дини әркинлик комитети 2013 - йиллиқ доклатини елан қилип, һәрқайси дөләтләрдики дини әркинлик вәзийитини баһалап чиқти. Доклатниң хитайға аит қисмида алаһидә тәкитләнгән нуқта уйғурлар вә тибәтләрниң дини әркинлик мәсилиси болуп, униңда уйғурлар вә тибәтләрниң дини әркинлик вәзийити он йил ичидики әң начар сәвийигә чүшүп қалди, дейилгән.

Доклатта ейтилишичә, хитай һөкүмити динни өзиниң һакимийитигә тәһдит дәп қариғанлиқтин униң хәлқ арисида вә компартийә әзалири арисида тарқилишиға тосқунлуқ қилиш үчүн дини материяллар вә дини тор бәтләрни чәклигән. Дини затларни тәқиб астиға алған. Болупму, 2008 - йили тибәт, 2009 - йили үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин һөкүмәтниң тибәт буддистлири билән уйғур мусулманлириға қаратқан бесими техиму еғирлашқан.

Һөкүмәт диний затларни нәзәрдин чүшүрүш, җамиәләрни тәқиб қилидиған йеңи түзүмләрни бекитиш, уйғур мусулманлири вә тибәт раһиблириға партийигә садиқ болушни өгитидиған йеңи курсларни орунлаштурушни көпәйткән. Йүзлигән киши динға ишәнгәнлики вә яки дини әркинликни қоғдиғанлиқи үчүн түрмиләргә ташланған.

Доклатниң уйғурларға аит қисмида мундақ дейилгән :

“ хитай һөкүмити динға ишиниш, дини паалийәтләр билән шуғуллинишни радикализмниң испати дәп қарап, кишиләрни, болупму оқуғучилар вә дөләт кадирлирини динға ишиништин чәкләп кәлмәктә. 2009 - Йилидин кейин хитай даирилири қанунсиз йиғилиш қилиш вә қанунсиз дини паалийәтләрни чәкләш нами астида йеза - базарларға 8000 дин артуқ хәвпсизлик хадимини сәплиди. Хитайниң уйғур диний вә мәдәнийитини актиплиқ билән бастуруши сәлбий нәтиҗә берип, буниң нәтиҗисидә бейҗиң һөкүмити чәкләшкә уриниватқан радикализмни шәкилләндүрүши мумкин.”

Бу һәқтә хәлқара дини ишлар комитетиниң башлиқи доктор катрина ләнтос свәт ханим радиомизниң зияритини қобул қилип, уйғурларниң дини вәзийити үстидә тохталди. У мундақ деди:

“ уйғур районида биз һөкүмәтниң мусулманларниң дини етиқадини чәкләш қәдимини тезләткәнликини көрүвалалаймиз. Улар дини мәктәпләрни печәтләш, оқутқучиларни таллаш, яшларни вә барлиқ һөкүмәт хизмәтчилирини дини паалийәтләргә қатнишиштин чәкләш арқилиқ буни ишқа ашурушқа урунмақта.”

Катрина ханим, хитай даирилириниң “ қанунсиз дини паалийәт билән шуғулланди” дегән баһанә билән нурғун уйғурларни паракәндә қилғанлиқи вә һәтта түрмигә ташлиғанлиқини әскәртти.

Мәзкур доклатниң уйғурларға аит қисмида йәнә, әрләрниң сақал қоюшини, аялларниң яғлиқ артиши, йүзини йепишини чәклигәнлики, һөкүмәт даирилириниң йезидики төвән турмуш капаләт пули алидиғанларни әгәр аяли йүзини етивалса яки балилирини мәсчиткә әвәтсә ярдәм пулини кесиветиш билән тәһдит қилғанлиқи, имамларниң кинишкисини сақлап қелиш үчүн давамлиқ сиясий курсларға қатнишиши керәклики, айда бир қетим һөкүмәт хадимлири билән көрүшүп әһвал мәлум қилидиғанлиқидәк әһваллар баян қилинған.

Униңда, қораллиқ хитай сақчилири корлидики диний курсқа һуҗум қилғанда өлгән 12 яшлиқ мирзаһит аманулла вә қанунсз диний материялларни тарқатқан дегән җинайәт билән түрмидә йетиватқан қаһар мәнсур, мәмәт турсун қатарлиқ 9 уйғурниң нами вә шундақла уйғурларниң кишилик вә дини һоқуқлири үчүн күрәш қиливатқан рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң һелиһәм түрмидә тутуп турулуватқанлиқи тилға елинған.

Доктор катрина свәт ханим болса хитайниң дини вәзийити алаһидә диққәт қилинидиған дөләт икәнликини әскәртип туруп, “бизниң қаришимизчә, хитайдики дини әркинлик вәзийитидә чекиниш еғир. Болупму уйғур мусулманлири вә тибәт раһиблириниң әһвали болса шүбһисизки әң начар” деди. У хитай һөкүмитиниң дини рәһбәрләр, дини затларни қарилаш, тутқун қилиш, ғайип қиливетиш һәрикәтлирини күчәйткәнликини әскәртти.

Мәзкур доклатниң ахирқи қисмида америка һөкүмити вә парламентиға бир қисим тәклип - пикирләр сунулған болуп, униңда төвәндики маддилар орун алған.

- Диний әркинлик вә кишилик һоқуқ америка - хитай өз - ара мунасивитиниң әң муһим тәркиби қисми болуши, дини әркинлик мәсилиси икки дөләт арисидики түрлүк диалогларда бирдәк оттуриға қоюлуши керәк.

- Америкиниң хитайға қаратқан кәң көләмлик кишилик һоқуқ истратегийисини әмәлийләштүрүш үчүн керәклик болған малийә мәнбәлирини күчәйтиши яки қайтидин түзүп чиқиши керәк. Бу, хитай билән кишилик һоқуқ дипломатийиси саһәсидә хизмәт қилидиған дипломатларни толуқлаш вә шундақла америкиниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханисида мәхсус дини әркинлик һәм кишилик һоқуқ темилири бойичә хизмәт қилидиған дипломатларниң санини ашурушниму өз ичигә елиши керәк.

- Хитайдики түрмигә ташланған, тәқибкә учриған яки йоқитиветилгән кишилик һоқуқ актиплирини техникилиқ ярдәм билән тәминләш дөләтни қанун арқилиқ идарә қилишни ишқа ашуруш үчүн қилиниватқан малийә ярдәмләрниң муһим бир тәркиби қисми болуш керәк.

Доклатта йәнә, тибәт вә уйғур елидә қолға елинған,сотланған, тутқун қилинған барлиқ кишиләр вә мәһбусларниң из - дерикини қилиш, америка һөкүмити лхаса вә үрүмчи қатарлиқ җайларда консулхана қуруп уларниң дини әркинлик вә кишилик һоқуқ вәзийитини йеқиндин көзитиш, қанун курслирини ечип, уйғур мусулманлири вә тибәт буддистлириниң хитай асасий қануни һәм қанунлиридин пайдилинишиға ярдәм қилиш қатарлиқ тәклип - пикирләр берилгән.

Бүгүн йәнә, америкидики уйғур кишилик һоқуқ программисиму уйғурларниң дини вәзийити һәққидә бир парчә әтраплиқ доклат елан қилди. Доклатта, йеқинқи йиллардин буян уйғурлар үстидин йүргүзүлүватқан қаттиқ дини бесим сиясити мисаллар билән тонуштурулуп, хитай һөкүмитиниң өзи қол қойған хәлқара қанунларни еғир һалда дәпсәндә қиливатқанлиқи вә бу арқилиқ һәм өз хәлқи вә дуня җамаәтчиликигә нисбәтән мәсулийәтсизлик қиливатқанлиқи билдүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.