Уйғур ханим-қизлири уйғурлар учраватқан зулумларни тонуштурди
2018.12.06

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә лагерларни қуруп бир милйондин артуқ уйғур қатарлиқ мусулман хәлқләрни қамиғанлиқи хәлқарада бәлгилик тәсир қозғиған, униң уйғурларға қаратқан сиясәтлири мәтбуатларда һәр хил шәкилдә қаттиқ әйиблиниватқан мәзгилдә, америка-хитай икки тәрәп дипломатлири америка хитай сода кеңиши қурулғанлиқиниң 45 йиллиқини тәбрикләш зияпити өткүзди.
Һалбуки, 5-декабир вашингтон вә әтраптики шәһәрләрдин тәшкилләнгән 10 нәпәр уйғур ханим-қизи зияпәт өткүзүлүватқан меһманхана алдида сүкүттә туруш шәклидә өткүзгән наразилиқ намайиши мәзкур паалийәт иштиракчилириниң диққитини уйғур мәсилисигә муәййән дәриҗидә тартти
Уйғур паалийәтчилиридин әлфидар ханим зияритимизни қобул қилип, америка-хитай сода кеңиши қурулғанлиқиниң 45-йиллиқи тәбриклиниватқан бу күнни уйғурлар учраватқан зулумини аңлитишниң, америка вә дунядин уйғурларға көңүл бөлүшни тәләп қилишниң яхши пурсити, дәп билип, бу намайишни мушу күнгә тоғрилиғанлиқини билдүрди.
Улар мәзкур намайиш арқилиқ хитай билән тиҗарәт қиливатқан америка ширкәтлири вә содигәрләрни мәсулийәтчан болушқа, пәқәтла иқтисадий мәнпәәтни дәп хитайниң уйғурларға қиливатқан зулуминиң бир парчиси болуп қалмаслиққа агаһландурушни мәқсәт қилған. Уларниң тинч йосундики бу намайиши зияпәткә кәлгән меһманлар вә башқа кишиләрниңму күчлүк диққитини тартқан.
Әлфидар “гәрчә һава соғуқ болсиму, өткән-кәчкәнләрниң диққити вә уларниң бизгә көңүл бөлүшидин иллиқлиқ һес қилдуқ” дәйду.
Әлфидарниң тонуштурушичә, нөвәттә уйғур қиз-аяллардин тәшкилләнгән бу гуруппа йәнә хитай билән һәмкарлашқан америка ширкәтлиригә вә хәлқаралиқ сода тәшкилатлириға хитайниң уйғурларға селиватқан зулумлири һәққидә хәт әвәтишни, хитай билән мунасивәтлик һәр хил сорунларға қатнишиш пурсәтлирини қолдин бәрмәй уйғур вәзийитини тонуштуруш паалийәтлирини давамлаштурмақчи икән.