Америкидики 6 нәпәр сенатор майк помпейодин уйғур журналистларни қоғдашни тәләп қилди

Мухбиримиз ирадә
2018.07.31
guwahliq-yighini-meydan Уйғурлар дияридики сиясий вәзийәт һәққидә америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғининиң биринчи басқучида гуваһчилар сөз қилмақта, 2018-йили 26-июл
RFA

26-Июл күни америка кеңәш палатасиниң әзаси, дөләт мәҗлиси қармиқидики кеңәш палата әзалири истихбарат комитети муавин рәиси марк варнер башчилиқидики 6 нәпәр сенатор бирликтә америка дөләт ишлири министири майк помпейоға әркин асия радиосида хизмәт қиливатқан уйғур журналистларниң мәсилиси һәққидә хәт язди. Хәттә, хитай һөкүмитиниң әркин асия радиосида хизмәт қиливатқан уйғур журналистлардин уларниң қиливатқан хизмити сәвәбидин өч елишқа урунуватқанлиқи, улар вә уларниң юртидики уруқ-туғқанлириниң қоғдилиши керәклики оттуриға қоюлған.

Мәктупта мундақ дейилгән: “әркин асия радийоси америкидики чәтәлләргә қарита хәвәр беридиған 5 муһим таратқуниң бири. Униң уйғур бөлүми хитайдики 12 милйондәк түркий тиллиқ уйғур аһалилиригә қарита уйғур аптоном районида күнсери начарлишиватқан кишилик һоқуқ әһвали һәққидә ишәнчлик вә тоғра болған хәвәрләрни берип кәлмәктә. Әркин асия радийоси уйғур бөлүмидики журналистларниң көп қисми америка пуқраси яки америкиниң мәңгүлүк олтурумиға еришкән кишиләрдур. Уларниң хизмити сәвәблик уларниң хитайдики ата-анилирини өз ичигә алған биваситә уруқ-туғқанлири тутқун қилинишқа, түрмигә қамилишқа яки мәҗбурий ғайиб қилинишқа учримақта. Башқа бир чәт мәмликәтниң учиға чиққан васитиләрни қоллинип америкидики әркин асия радиосиниң ишлириға мудахилә қилиши бизниң җиддий диққәт-етибаримизни қозғимақта.”

Мәктупта йәнә мундақ дейилгән: “биз җанабиңизниң америкиниң юқири дәриҗилик дипломати болуш сүпити билән хитай билән болған дипломатик алақиләрдә бу мәсилини җиддий бир мәвқәдә оттуриға елип чиқишиңизни тәләп қилимиз. Шундақла уйғур журналистларниң тутқун қилинған яки түрмигә қамалған уруқ-туғқанлириниң һазир нәдә икәнликини һәмдә уларниң һәрқандақ бир пурсәттә шәртсиз қоюп берилиши үчүн күч чиқиришиңизни сораймиз. Шуниң билән бир вақитта биз йәнә сиздин хитай һөкүмитигә бу мәсилиниң америка һөкүмити җиддий көңүл бөлүватқан вә алдинқи орунға қоюватқан бир мәсилә икәнликини ениқ билдүрүп қоюшиңизни тәләп қилимиз.”

Мәзкур мәктупни язған вә имза қойған 6 нәпәр сенатор америкидики җумһурийәтчиләр вә демократлардин ибарәт һәр икки партийидин тәшкил тапқан. Марк варнер, марко рубийо, кори гарденер, тим кайне, едвард маркей вә стев дейнес қатарлиқ бу сенаторлар америка қошма штатлиридики 100 нәпәр сенатор ичидики тәсири күчлүк сиясийонлар һесаблинидикән.

Америкидики уйғур адвокат нурий түркәл әпәнди бүгүн зияритимизни қобул қилип, бу мәктупниң әһмийити вә униң ишләш җәрянлири һәққидә мәлумат бәрди. Нурий түркәл әпәндиниң ейтишичә, “бу мәктупни язған вә яки йезишни тәшәббус қилғанларниң америка кеңәш палатасидики нопузлуқ әзалар шундақла америка ташқи сияситигә тәсир көрситәләйдиған инсанлар икән. Уларниң бу имзалиқ мәктупи америка дөләт ишлири министири майк помпейониң қолиға тәгкәндин кейин майк помпейо әпәнди бу мәктупта соралған мәсилигә қарита өзиниң көз қариши, хизмәт пиланини шәрһләп юқиридики сенаторларға бир җаваб хети язидикән. Андин тегишлик йолйоруқ чиқирилип америкиниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханисиға әвәтилидикән” 

Юқиридики 6 нәпәр сенатор тәрипидин елан қилинған имзалиқ мәктупта болса радийомиз мухбирлириниң уйғур елидә йүз бериватқанларни дуняға ашкарилашта ойниған зор роли муәййәнләштүрүлүп: “шинҗаң уйғур аптоном райони ташқи дунядин чәклиниватқан, җүмлидин чәтәл хәвәр органлири, дипломатлар вә мустәқил органларниң районға бериши пүтүнләй чәклиниватқан бир шараитта әркин асия радиоси уйғур бөлүми у йәрдә йүз бериватқанларни дуняға ашкарилашта интайин зор рол ойниди. Әпсуски аллиқачан зор бәдәлләрни төлигән бу журналистлар өзлири ахири берип өзлири ишләватқан ашу хәвәрләрниң бир парчисиға айланди” дейилгән. 

Уйғурлар дияридики сиясий бастурушниң барғансери юқири пәллигә чиқиши америка һөкүмәт органлириниң күчлүк диққитини қозғиған иди. Алдинқи һәптә йәни 26-июл күни америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ хитай ишлири комитетиниң биваситә саһибханилиқида чақирилған уйғурлар һәққидики гуваһлиқ бериш йиғинида мухбиримиз гүлчеһрә гуваһлиқ берип, хизмити сәвәблик униң үрүмчи вә ғулҗидики уруқ-туғқанлириниң йиғивелиш лагерлириға әп кетилгәнликини, нөвәттә бир милйондин ошуқ уйғурниң мушундақ лагерларда қамилип йетиватқанлиқини билдүргән.

Нурий түркәл әпәнди бу мәктуп билән биргә, уйғур журналистларниң мәсилиси җүмлидин уйғурларниң мәсилисиниң йәнә бир қетим америка сиясәтчилириниң күн тәртипигә келидиғанлиқини билдүрди. 

Алдинқи һәптә йәнә, америка дөләт ишлири министирлиқида ечилған тунҗи нөвәтлик “хәлқара дини әркинликни илгири сүрүш йиғини” диму уйғурларниң мәсилисигә алаһидә орун берилгән. Америка дөләт ишлири министирлиқиниң дини әркинликкә мәсул алаһидә әлчиси сәм бровнбәк, америка дөләт ишлири министири майк помпейо қатарлиқлар бирдәк уйғурларни вә уйғур елидики йепиқ тәрбийә лагерлирини тилға алған. Америка муавин президенти майк пенс мәзкур йиғинға қатнишиватқан уйғур вәкили таһир һамут қатарлиқ 10 вәкилни айрим қобул қилған иди. 

Адвокат нурий түркәл әпәнди йәһудийларға йүз бәргән бу қирғинчилиқниң қайта тәкрарланмаслиқи керәкликидәк бир уқум каллисиға сиңип чоң болған америка хәлқи вә һөкүмитини уйғурларниң мәсилисигә йәниму көңүл бөлүп, бу паҗиәниң тәкрарланмаслиқи үчүн тәдбир елишқа чақириш билән биргә, чәтәлләрдә яшаватқан вә вәтинидики йеқинлири лагерларға тутуп кетилгән уйғурларни мәсилини пакит билән дадил көтүрүп чиқишқа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.