Апәт ойғатқан ойлар
2014.02.14
2-Айниң 12-күни хотәнниң керийә наһийисидә 7.3 Бал йәр тәвриди. Игилишимизчә, бу қетимлиқ йәр тәврәштә атчан йезисиға тәвә 4 кәнт апәтниң зийиниға алаһидә еғир учриған.
Уйғур елидики һөкүмәт ахбарат васитилири гәрчә апәт һәққидә толуқ хәвәр тарқатмиған. Әмма уйғур елидики түрлүк иҗтимаий алақә васитилири, тор бәтләрдә берилгән рәсимлик учурлардин чиқимниң еғирлиқи, апәт районидики амминиң җиддий ярдәмгә моһтаҗлиқи аян болған. Буниң билән уйғур елиниң һәрқайси җайлиридики хәлқ аммиси өзлүкидин тәшкиллинип бәс-бәс билән дәрһал апәт районидики хәлққә ярдәм қилишқа атланған. Биз аммиви учур бәтлиридә бу хәвәрләрни көргәндин кейин ярдәм хизмәтлири һәққидә техиму илгириләп мәлумат елип беқиш үчүн үрүмчигә телефон қилип әһвал игилидуқ.
Хотәнниң керийә наһийисидә 7.3 Бал йәр тәвригәнлик хәвири вә апәткә учриған хәлқниң җиддий ярдәмгә моһтаҗлиқи һәққидики хәвәрләр, рәсимләр үндидар қатарлиқ иҗтимаий алақә васитилиридә вә башқа тор бәтләрдә уйғурлар тәрипидин кәң тарқитилди. Қара қишта өй-макансиз қалған қериндашлириниң әһвалини көргән уйғурлар өзлүкидин һәрикәткә өтүп, апәт районидики қериндашлириға азрақ болсиму ярдәм қилиш, уларниң дәрдини азрақ болсиму йәңгиллитиш үчүн хәйр-сахавәт ишлирини башливәткән. Бу һәрикәт пүткүл уйғур елидә қизғин авазға еришкән вә үрүмчидин һалқип, турпан, қумул, майтағ, қәшқәр, ғулҗа қатарлиқ вилайәт, шәһәрләргиму йетип барған. Сахавәтчи кишиләр өзиниң хизмитини, ишлирини ташлап қоюп туруп, апәт районидики аммиға ярдәм бериш хизмәтлирини халисанә үстигә елип бу хизмәткә киришип кәткән. Биз бу хизмәтләр һәққидә мәлумат елиш үчүн мана мушундақ апәт райониға вакалитән ярдәм буюмлирини йиғиш хизмитини үстигә алған сахавәтчиләргә телефон қилип әһвал игилидуқ.
Бизниң зияритимизни қобул қилған сахавәтчиләрдин бири өзлириниң бу ишни алди билән йеқин әтраптики уруқ-туғқан, дост-яр, бурадәрлири арисида башлиғанлиқини, әмма кейин зорийип, нурғун кишиләрниң өзлирини издәп, апәт районидики хәлққә қандақ ярдәм қилиш тоғрисида мәслиһәт сорап өзлирини издәватқанлиқини, телефониниң тохтимай сайраватқанлиқини, кийим-кечәк, аяғ, ун-яғ қатарлиқ буюмларни елип келиватқан кишиләрниң айиғи үзүлмәйватқанлиқини ейтип бәрди. У апәт районидики хәлққә һесдашлиқ қиливатқан бунчә көп кишиниң барлиқини өзлириниңму тәхмин қилалмиғанлиқини, өзлириниңму буниңдин қаттиқ тәсирләнгәнликини ейтти.
Хитай һөкүмәт ахбарат васитилири 7.3 Балдин ибарәт хели еғир бир йәр тәврәшни наһайити аддийла бир хәвәр арқилиқ елан қилди. Улар хәвиридә апәтниң әмәлий әһвали, апәттин келип чиққан чиқим қатарлиқ һәққидә мәлумат бәрмигән болсиму, әмма уйғурлар тәрипидин алақә васитилири арқилиқ тарқитиливатқан рәсимләрдә чиқимниң еғирлиқи мәлум. Уйғур районлуқ һөкүмәт даирилириниң апәткә учриған бу кишиләрниң бундин кейинки турмушини қандақ орунлаштурулидиғанлиқи мәвһум. Мана мушундақ бир шараитта уйғур хәлқи өзлүкидин тәшкиллинип мана бу мәсулийәтни өз үстигә еливатқан иди. Бу қизғинлиқ чәтәлләрдики уйғурларниңму диққитини қозғиди. Улар бу әһвалниң уйғурларда өзини-өзини қутқузуш, өзигә-өзигә ярдәм қилиш хаһишиниң вә уйғур миллити вә уйғур җәмийитигә болған мәсулийәт туйғусиниң артқанлиқини баян қилишти.
Юқирида аңлиғиниңлар, шиветсийәдики уйғур маарип уюшмисиниң әзаси туйғун әпәндиниң көз қарашлири. У йеқинқи йиллардин буян болупму 2009-йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин, уйғурларниң хитай һөкүмитиниң һәқиқий йүзини ениқ көрүп йәткәнликини, уйғурларниң, әмди көзи ечилғанлиқини билдүрди.