Ақсу айкөлдә бир һәптидә тутқун җәрянида етиветилгәнләрниң сани 3кә йәтти
2014.08.22
Ақсу айкөлдә хитай сақчилириниң өй ахтуруш вә тутқун қилиш һәрикәтлири қанлиқ шәкилдә давам қилмақта. Айкөлдә өткән шәнбә күни йәни 16 - авғуст күни ясин авут вә тунияз қурбандин ибарәт икки нәпәр яш өй ахтуруш вә чарлаш давамида етиветилгән иди. Хитай сақчилири сәйшәнбә күни 19 - кәнт 3 - гуруппа әзаси 21 яшлиқ өмәр абланиму ақсу шәһиридә таксичилиқ қиливатқан мәзгилидә етип ташлиған.
Мухбиримизниң бүгүнки ениқлашлири давамида, айкөлдики икки кәнттә йеқинқи бир һәптә ичидә 13 кишиниң тутулғанлиқи, 3 кишиниң етилғанлиқи вә йәнә үч кишиниң издиливатқанлиқи ашкариланди. Мәлум болушичә, тутқунлардин бириниң өйидин палта, хәнҗәр вә партлатқучи дора тепилғанлиқи баһаниси билән хитай сақчилири бу қанлиқ тутқун һәрикитини елип барған, бу қетимлиқ тутқунму хитайниң өз қануний тәртип вә өлчәмлиридин зор дәриҗидә һалқиған һалда давам қилған.
Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр.