Ақсу шәһәр қумбаш йеза топақарал кәнт мәсуллири бәлгилимигә қаримай қанунсиз җәриманә қойған
2015.06.22
Өткән ай иҗтимаий таратқуларда хитайниң йеңи нопусқа елиш сияситиниң өзгәргәнлики, артуқ туғулған балиларни нопусқа елишта җәриманә қоюлмайдиғанлиқи тоғрисида хәвәрләр тарқалған иди. Бурун 3 балидин артуқ бала туғулғанлардин еғир җәриманә елиниватқан болсиму, лекин өткән айдин тартип туғулуп болған балиларниң әгәр кленикилиқ туғулуш испати болса, ата - анисиниң той хетини елип сақчихана нопус көзнәк бир тәрәп қилиш орниға берип нопусқа алдуруш рәсмийәтлирини беҗирсә болиду дәп бәлгилимә чиқарған.
Әмма ақсу шәһәр қумбаш йеза топақарал кәнт бу қарарға қаримастин артуқ туғулған балиларға еғир җәриманә қойған. Бир йезидин 80 әтрапида аиләдин 5 миң сомдин 50 миң сомғичә җәриманә йиғқан.
Биз бу һәқтә мәлумат елиш үчүн ақсу шәһәр қумбаш йеза топақарал кәнтниң коммунист партийә секретари йүсүп мәмәт әпәнди вә җәриманә төлигән турғунҗан турсун әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Турғунҗан турсун намлиқ бир деһқан өзиниң 8000 сом җәриманә төлигәнликини, 80 әтрапида аилиниң 5000 сомдин 8000 сомғичә җәриманә төлигәнликини ейтти.
Йезиниң мәсули йүсүп мәмәт әпәнди пиланлиқ туғут ишханисиниң бесими билән хәлқтин җәриманә пул йиғқанлиқини, дөләтниң үчтин артуқ балиларға җәриманә қоюш сияситиниң давамлишиватқанлиқини баян қилди. Төвәндә сөһбәтниң тәпсилатини аңлаңлар.