Ақту наһийиси бир йил ичидә 68 сақчи понкити билән торлаштурулған
2017.08.17
Ақту наһийиси нөвәттә уйғур аптоном районидики сақчи тори әң күчәйтилгән чегра наһийилириниң бири болуп, бу йәрдин германийәлик сиясий анализчи андреан зенз қәйт қилған “мукәммәл сақчи дөлити” ниң кичиклитилгән бир көрүнүшини көрүш мумкин икән.
Ақту наһийисиниң пилал вә үҗмә йезилиқ сақчиханисидин зияритимизни қобул қилған нөвәтчи хадимлар өткән йили 10-айдин буян, ақту наһийисидә җәмий 60 орунда аталмиш “хәлққә қулайлиқ” сақчи қаравулханисиниң, 8 орунда йол еғизини тәкшүрүш понкитиниң қурулғанлиқини илгири сүрди. Уларниң тәкитлишичә, һәр бир сақчи қаравулханисиниң арилиқи 500 метир болуп, һәр бир қаравулханида 25 тин 35 кечә сақчи кечә-күндүз нөвәтчиликтә туридикән.
Ақту наһийилик һөкүмәт торидин мәлум болушичә, наһийилик җ х идариси бу йил 8-айниң 8-күни йәнә уқтуруш чиқирип, 110 баш қоманданлиқ мәркизигә 120 нәпәр оғул, 40 нәпәр қиз болуп, җәмий 160 нәпәр сақчи телефонист қобул қилидиғанлиқини билдүргән.
Ақту наһийисиниң үҗмә йезилиқ сақчиханисидики бир нәпәр уйғур аял сақчиниң тәкитлишичә, алдинқи йилларда ақту наһийисиниң сақчи системисида хизмәт қилидиған хели көп хитай сақчилар хизмитидин истепа берип хитай өлкилиригә қайтип кәткән икән. Шу сәвәбтин ақту наһийиси бу йил 600 нәпәр сақчини йәрликтин әмәс, бәлки хитай өлкилиридин нишанлиқ қобул қилған икән.
Мәзкур аял сақчи зияритимиз җәрянида йәнә мунуларни илгири сүрди: “2015-йилидин буян наһийидә мәмурлуққа қобул қилидиған сан барғансери азийип кәтти. Оқуш пүттүрүп хизмәт күтүватқан оғулларниң көпинчиси ярдәмчи сақчилиққа җәлп қилинди, әмма алий мәктәп яки алий техникомларни пүттүргән қизлар хизмәткә орунлишалмай ишсизлиқ көпәйди. Шундақ болушиға қаримай, ақту наһийиси ички өлкилиридин зор санда сақчи қобул қилди вә уларни юқири мааш билән тәминлиди. Гәрчә биз улар билән охшаш бир системида, охшаш бир хизмәтни ишләватқан болсақму, лекин мааш пәрқимиз бәк зор. Әлвәттә, бу әһвал бир қисим йәрлик сақчилар арисида "адаләтсизлик" һессиятини қозғиши ениқ, әмма һазирқи әһвалда амалимиз йоқ.”
У йәнә хитай өлкилиридин қобул қилинған сақчиларниң һәммисиниң ақту наһийә базиридики хизмәт шараити яхши болған қаравулханилар билән чарлаш әтрәтлиригә орунлаштурулғанлиқини илгири сүрди.
Үҗмә йезилиқ сақчиханидики мәзкур аял сақчи ахирида ақту наһийисидә һазир мәвҗут болған 60 орундики аталмиш “хәлққә қулайлиқ” сақчи қаравулханиси билән 8 орундики йол еғизини тәкшүрүш понкитида җәмий 2000 дин артуқ сақчиниң ишләйдиғанлиқини тилға алди.
Ақту наһийисиниң пилал йезилиқ сақчиханисидики йәнә бир уйғур аял сақчи хитай өлкилиридин биваситә қобул қилинған сақчилар һәққидә соаллиримизға җаваб бериватқанда наһийилик җ х идариси 110 қоманданлиқ мәркизидин агаһландуруш телефони келип, қизиқ линийә кесиветилди.
Германийәдики явропа мәдәнийәт вә илаһийәт тәтқиқат институтиниң лектори андиреан зенз бу һәқтә инкас қайтуруп мундақ деди: “ениқини ейтқанда, буни хитай даирилириниң тибәт вә уйғурларни нишан қилған етник тазилаш һәрикити дейишкә болиду. Улар һәр бир җайда тәкшүрүш обекти қилиниватиду, уларниң қол телефонлири тартивелинип тәкшүрүлүватиду. Сиз тибәт билән уйғур диярида қәйәргила бармаң, һәр қәдәмдә сақчиларниң тәкшүрүш понкитиға йолуқисиз. Әлвәттә, сақчилиқ хизмити адәттики мәмурий хизмәтләргә охшимайду. Қаришимчә, һазир районда түркүмләп қобул қилиниватқан сақчиларниң иш тохтами ғәйрий-нормал шәкилдә болуватиду, сақчилиққа ялланғучиларниң оқуш тарихиму ғәйрий-нормал... Қизиқарлиқи шуки, район пәрқи яки охшимиған җуғрапийигә қарап даириләрниң сақчи күчигә болған еһтияҗи вә уларға беридиған иш һәққиму пәрқлиқ болмақта. Бәзи җайларда һәтта ярдәмчи сақчиларғиму юқири иш һәққи берип ишлитиватқанлиқи мәлум.”