“атлантик кеңиши” ниң ақиллар мәркизидә уйғурлар вәзийити тонуштурулди

Мухбиримиз ирадә
2019.02.08
Atlantik-Kengishi-Uyghur-Weziyiti-01.jpg Вашингтондики “атлантик кеңиши” мәркизидә уйғур елиниң нөвәттики вәзийити һәққидә ечилған йиғиндин көрүнүш. 2019-Йили 8-феврал. Вашингтон, америка.
RFA/Irade

Уйғур елида йүргүзүлүватқан кәң көләмлик халиғанчә тутқун вә буниң нәтиҗисидә шәкилләнгән лагерлар мәсилиси америкада йәниму көп диққәт қозғимақта. Улар буниң уйғурларға көрситидиған тәсири вә униң район һәм дуняға көрситидиған тәсирлирини мулаһизә қилишмақта.

8-Феврал күни вашингтон шәһиридики даңлиқ ақиллар мәркәзлиридин болған “атлантик кеңиши” дә дәл мушу мәсилиләр мулаһизә қилинған бир муһакимә йиғини уюштурулди. Муһакимә йиғиниға уйғурларниң вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан вә бу мәсилидә мутәхәссисләшкән сөзлигүчиләр тәклип қилинған болуп, улар америкидики уйғур адвокат нурий түркәл, атлантик кеңиши явру-асия мәркизиниң башлиқи җон һербист, америка-хитай мунасивәтлири мәркизиниң тор журнили болған “хитай архипи” ниң муһәррири җессика бәтки вә шундақла уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң ташқи ишларға мәсул директори луиза гирив ханим қатарлиқлардин ибарәт. Йиғин вашингтондики нурғун ахбарат органлириниң мухбирлири вә һәрқайси қурулушлардин кәлгән аңлиғучиларниң диққитигә еришкән. 

Атлантик кеңиши явру-асия мәркизиниң башлиқи җон һербист йиғинда ечилиш сөзи қилди. У уйғур елида йүз бериватқанларниң наһайити муһим бир вәқә шундақла наһайити зор бир трагедийә икәнликини билдүрди. У уйғур елида йүз бериватқанларниң һазирқи дунядики әң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики икәнликини ейтти. У сөзидә “800 миңдин 2 милйонғичә кишиниң лагерға қамилиши аддий бир мәсилә әмәс. Мән шуңа бу мәсилигә диққәт қилиниши керәк, болупму пайтәхт вашингтонда диққәткә еришиши керәк, дәп қараймән” деди. 

Арқидин йиғин башқурғучиси болған “депломат” журнилиниң муһәррири шаннон ханим алди билән сөзни нурий түркәл әпәндигә бәрди. Нурий түркәл сөзидә хитай һөкүмитиниң уйғур елида йүргүзүп кәлгән сиясәтлирини 1990-йилидин кейин сабиқ совет иттипақи парчилинип мустәқил түркий дөләтләрниң қурулуши вә 2001-йилидики “11-сентәбир вәқәси” дин кейин вә шундақла 2009-йилидики “үрүмчи вәқәси” дин кейин ясиған драматик өзгиришлири асасида чүшәндүрүп өтти. У хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан зулуми йеңи бир әһвал болмисиму, әмма ши җинпиңниң районға қаратқан сиясәтлири вә чен чүәнгони йөткәп келиши билән көрүлүп бақмиған дәриҗидә еғирлашқанлиқини билдүрди. 

Нурий түркәл әпәнди уйғур елида қурулған бу лагерларниң һелиһәм давамлиқ кеңәйтиливатқанлиқини әпсуслиниш ичидә тилға алди вә буниң сәвәбини йетәрлик бир хәлқаралиқ инкасниң болмиғанлиқида, дәп көрсәтти.

Арқидин җессика бәтки вә луиза гирив ханимларму айрим-айрим сөз қилип, уйғур елидики вәзийитидики пәйдинпәй өзгиришләрни шәрһләп өтти. Җессика бәтки хитай һөкүмитиниң уйғур елидики лагер мәсилисиниң та йеқинғичә ашкариланмаслиқидики сәвәбни асаслиқ хитай һөкүмитиниң райондики учурни қаттиқ қамал қилиши, мухбирларниң районни әркин зиярәт қилалмаслиқи билән мунасивәтлик дәп көрсәтти. Луиза гирив ханим һазир чәтәлләрдики уйғурларниң наһайити зор җасарәт көрситип туруп юртидики аилисигә йүз бәргәнләрни ашкарилаватқанлиқи, уларниң сайисидә вә шундақла наһайити зор хизмәт көрситиватқан һәрқайси ахбарат органлириниң мухбирлириниң сайисидә бу лагерларға аит учурларниң ашкарилиниватқанлиқини сөзләп өтти. 

Йиғинда тилға елинған йәнә бир муһим мәсилә болса оттура асия дөләтлириниң уйғур елидики вәзийәткә қандақ инкас қайтуруши болди. Җон һербист әпәнди сөзидә қазақистан вә қирғизистан һөкүмәтлириниң амал бар бу темидин өзини қачуруватқанлиқи, әмма бу мәсилә өзлириниң пуқралириғиму четилғанлиқтин буниңға аммиви һәрикәт сүпитидә қаршилиқ көрситидиған азрақ бир муһит яритилғанлиқини ейтти. Бирақ у сөзидә “хитайни лагер түзүмини аяғлаштурушқа мәҗбурлайдиған күчлүк бесим оттура асия дөләтлиридин кәлмәйду буни ғәрб дөләтлири һөкүмәтлири қилиши керәк” деди. 

Йиғинда дуня җамаәтчиликиниң бу мәсилигә қандақ инкас қайтуруватқанлиқи вә униң сәвәблири диққәт қозғиған темиларниң бири болди. Нурий түркәл әпәнди уйғур елидики лагерларға йетәрлик дәриҗидики инкас кәлмәсликидики сәвәбни уйғурларниң дуняға тибәтләрдәк тонулуп кәтмәслики шундақла хитай һөкүмитиниң зор иқтисадий күчи арқилиқ нурғун дөләтләрниң сүкүтини сетивалғанлиқи билән мунасивәтлик икәнликини ейтти. У йеқинда америка дөләт мәҗлиси уйғурлар үчүн бир мәхсус қанун лайиһиси тонуштуруши, австралийә вә явропа иттипақи парламентлириниң хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичиликигә қарши “йәршари магнетский қануни” ға охшаш җаза тәдбирлирини тонуштуруштәк бир қисим иҗабий қәдәмләр елинған болсиму, әмма у буниң сүритиниң бәкла аста болғанлиқини әскәртти. У шундақла бу мәсилиниң бир яки икки дөләт орнидин туридиған мәсилә әмәсликини, буниңға қарши пүтүн дөләтләрниң бирликтә орнидин туруши керәклики, шундақ қилғандила андин хитайниң өч елишиниң алдини алғили вә уйғурларға ярдәм қилғили болидиғанлиқини ейтти. 

Йиғинда мутәхәссисләр бирдәк хитайниң зор иқтисадий күчи вә һәрқайси дөләтләр билән иқтисадий мунасивитигә қаримай, һәрқайси дөләтләр һөкүмәтлириниң чоқум ортақ һалда бу лагер мәсилисидә хитайға қаттиқ бесим ишлитиши керәкликини, буниң хитайниң өз услубини өзгәртишигә чоқум түрткә болидиғанлиқини мисаллар билән чүшәндүрүп өтти. Улар йәнә хитай һөкүмитиниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң мәркизидики уйғурларға бундақ муамилә қилиш арқилиқ өзи көзләватқан иқтисадий үнүмләргә вә дуняви чоң дөләт болуш арзусиға йетәлмәйдиғанлиқини әскәртип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.