Атушта хитайниң тәрбийиләнгән бир алаһидә сақчиси пичақлап өлтүрүлгән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.07.05
uyghur-qeshqer-herbiy-charlash-305.jpg Қәшқәр кочилирини чарлап йүргән хитай қораллиқ күчлири. 2009-Йили 10-июл.
AFP

30 ‏-Июн йәни йәкшәнбә күни хитайниң атуштики алаһидә сақчи әтритиниң 3 нәпәр хадими шәһәр ичидики қулупчиниң доқиси дәп атилидиған бир кочидики  аилиликләр бинасида өй тәкшүрүш елип барған. Тәкшүрүш  нөвити мәлум бир гумандарниң өйигә кәлгәндә, сақчилар туюқсиз һуҗумға учриған.

Һуҗумда қирғиз миллитидин болған мәмәт нур исимлик  алаһидә сақчи нәқ мәйданда өлгән; бир хитай вә йәнә бир уйғур сақчи яриланған. Алаһидә сақчиларға пичақ билән һуҗум қилған гумандар яриланған сақчи тәрипидин нәқ мәйданда етиветилгән. Хитай тәрәп бу вәқәни бәш күндин бери ахбараттин йошуруп кәлмәктә.

Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә игилигән мәлуматлирини диққитиңларға сунимиз.

1
Мухбир: бу сунтағ сақчиханиму?
Хадим: һә, шундақ.
Мухбир: силиниң соҗаң киму?
Хадим:  мән чақирай...
Мухбир: һә, бу, соҗаң мәмәт турғунму?
Хадим: һә мән шу.
Мухбир: қайси күни вәқә йүз бәргән йәр силәргә йеқинму , әмәсму?
Хадим: уни әшу идарә рәһбәрлиридин сүрүштә қилсиңиз боламики?
Мухбир: улардинму сораймиз, һазир сорватқинимиз, вәқәниң тәпсилати әмәс, вәқәниң йүз бәргән орни вә вақти; вәқә йүз бәргән йәр силәрниң тәвәликтиму әмәсму?
Хадим: яқ , шәһәр ичидә.
Мухбир: саәт нәччидә йүз бәргән иш бу?
Хадим: бу ишни телефонда дейишсәк болмайтти?
Мухбир: әмисә, сүнтағ сақчиханисиниң башлиқи мушу вәқәдин хәвәрсиз дәп язсақ боламду?
Хадим: хәвирим бар, әмма телефонда зиярәт қобул қилмаңлар дегән.
Мухбир: демәк җаваб берәлмәйсиз?
Хадим: җаваб берәләймән.

2
Мухбир: бу, устун атуш сақчиханисиму?
Хадим: яқ бу қараҗулниңки.
Мухбир: вәқә юз бәргән йәрдин қанчилик узақлиқта?
Хадим: вәқә йүз бәргән йәр атуш, шәһәр ичи.
Мухбир: қанчилик арилиқ бар?
Хадим: 97 километир.
Мухбир: вәқә йүз бәргәндә қәйәрдитиңла?
Хадим: биз шу мушу йезида турдуқ.
Мухбир: вәқәдин қандақ хәвәр таптиңлар?
Хадим: буни десәк боларму-болмасму......
3
Мухбир: бу аяллар бирләшмисиғу дәймән?
Хадим: һә шу.
Мухбир: шәһәр ичидики вәқәдин хәвириңиз болдиму-болмидиму?
Хадим: кочидин аңлидим)идаридин әмәс(, бир қизғиз сақчини пичақ тиқип  өлтүриветипту дәп.
Мухбир: вәқә қәйәрдә йүз берипту?
Хадим: қулупчиниң доқиси дәйдиған бир йәр бар. Шу йәрдә йүз берипти, қизғиз сақчи чарлаш елип бериветиптикән.
Мухбир: қайси күни саәт нәччидә йүз берипту?
Хадим: йәкшәнбә күни саәт 12 дә дәп аңлидуқ.
Мухбир: һуҗум қилғанлар кимкән?
Хадим: уни билмидим.
4
Мухбир: сиз кәнт партком секритариғу дәймән?
Хадим: һә, шундақ.
Мухбир: вәқә йүз бәргәндә сиз нәдә идиңиз?
Хадим: үстүн атушта идим.
Мухбир: қирғиз сақчиниң өлтүрүлүш вәқәси һәққидә немиләрни аңлидиңиз?
Хадим: базар күникәнғу шу, қулупчиниң доқисида бир сақчини олтүриветипту дәп шунила аңлидуқ.
5
Хадим: сунтағ сақчиханиси!
Мухбир: йәкшәнбә күни өлүп кәткән қирғиз сақчиниң исми немә?
Хадим: мәмәт нур.
Мухбир: мәмәт нур қайси сақчиханиниң хадими иди?
Хадим: туруп туруң, соҗаңни чақирай.(Бир хитай хадим телефонни алиду)
Хадим: киму  шу?
Мухбир: сиз киму?
Хадим: мән муавин соҗаң.
Мухбир: мәмәт нур қайси сақчиханиниң хадими?
Хадим: сиз шу, гуңәнтиңдин ‏- җу тиңҗаңдин сораң.
6
Мухбир: бу каттайлақ сақчиханисиму?
Хадим: һә шу.
Мухбир: өлтүриветилгән қирғиз сақчи мәмәт нур қайси сақчиханиниң хадими?
Хадим: теҗиң будүйдикән.
Мухбир: атуш шәһәр ичидики теҗиң будүймикән?
Хадим: һә, шундақ.
Мухбир: мәмәт нур қанчә яшта бартикән?
Хадим: уни билмәйдикәнмән.
Мухбир: әмисә телефонни сизгә гәп қиливатқан йениңиздики хадимға бериң.
Хадим: вәй, яхшимусиз?
Мухбир: мәмәт нур әсли қәйәрлик бала?
Хадим: ақчи наһийисидин, ақчи наһийиси билән алақилишиң. У шу ақчи наһийисидә оқуп, андин сақчи мәктәпкә берип, сақчи мәктәпни пүттүрүп сақчи болған баликән.
Мухбир: ким тәрипидин қандақ өлтүрүлүпту, силәргә уқтурулушичә?
Хадим: сақчилар тутқини киргәнкән, аввал сөһбәт өткүзүпту, гумандар қаршилишипту, шу арилиқта бир сақчиға телефон келип қелип сиртқа чиқипту, шу чағдила гумандар һуҗумға өтүп пичақ тиқипту. Қирғиз сақчи өлүпту, бир хәнзу, бир уйғур сақчи ярилинпту, аңғичә талада телефонда сөзлишиватқан сақчи кирип гумандарни етиветипту.
Мухбир: гумандарлар қанчә кишикән?сақчиларчу?
Хадим: гумандарлар әр , аял болуп икки кишикән, сақчилар 3 кишикән. Әмәт қулупчиниң доқиси дәйдиған бир йәр бар, шу йәрдә әрзан иҗарилик өйләр бар, гумандар шу йәрдә иҗаридә олтуруватқан икән, узундин буян көзитиливатқаникән.
Мухбир: шундақ қилип вәқәдә икки киши өлгән болдиму?
Хадим: шундақ, иккиси өлгән, бир уйғур һәмдә бир қирғиз сақчи өлгән болди.
Мухбир: қайси сақчиханиниң хадимлири иди?
Хадим: һәммиси алаһидә сақчи қисимниң.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқириқи мәлуматлардин қариғанда, атушта йүз бәргән хитайниң алаһидә сақчилириға һуҗум қилиш вәқәсидә икки киши өлгән, икки киши яриланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.