Тәлғәт аббас: генерал мәхмут муһитиниң катипи аббас нәҗибиниң нәвриси болимән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.02.17
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
telghet-abbas-awstraliye-bayraq-chaghan.jpg Сидней тиятирханисида айюлтузлуқ көкбайрақни чиқирип, “шинҗаң фестивали” ни мәғлубийәткә учратқан тәлғәт аббас аилиси билән.
Social Media

Сидней тиятирханисида айюлтузлуқ көкбайрақни чиқирип, “шинҗаң фестивали” ни мәғлубийәткә учратқан тәлғәт аббасниң уйғур тарихидики инқилаб йетәкчиси вә мәрипәтчи аилиниң әвлади икәнлики мәлум болди.

Мәлум болушичә, тәлғәт аббас уйғур азадлиқ инқилаби тарихидики мәшһур генерал мәхмут муһитиниң катипи аббас нәҗибиниң нәрсидур. Тәлғәт аббасниң өз аилә шәҗәрисигә асасән баян қилишичә, бовиси аббас нәҗиби хитай түрмисидә һаятидин айрилған. У, инқилабқа қатнишиштин аввал турпан астанидики пәнний мәктәптә мудир болған. Аббас нәҗибиниң икки яш вақтида йетим қалған оғли мәхмут нәҗиби униң мәрипәтчиликигә варислиқ қилип “шинҗаң университети” да оқутқучилиқ қилған болса, нәвриси тәлғәт аббас униң инқилабчилиқиға варислиқ қилип австралийәдики уйғур паалийәтлиридә айюлтузлуқ көкбайрақни ләпилдәтмәктә.

Юқиридики улиништин, мухбиримиз тәйярлиған тәлғәт аббасниң шанлиқ аилә шәҗәриси һәққидики сөһбәт хатирисини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.