Тәлғәт аббас: хитай бихәтәрлик күчлири маңа йирақтин тәһдит салди, мән тиятирханида җаваб қайтурдум
2016.02.22

Мәлум болушичә, австралийәдики уйғур паалийәтчи тәлғәт аббасниң аяли өткән йилниң оттурилири ата-анисини йоқлаш үчүн юртиға барған, бу чағда хитай дөләт бихәтәрлик күчлири уни издәп келип тәлғәт аббасниң австралийәдики хитайға қарши паалийәтләрдин узақ турушини тапилиған вә бундақ қилмиса тәлғәт аббасниң зиян тартип қалидиғанлиқини пуратқан. Зулумға баш егишниң залимни техиму җасарәтләндүрүветидиғанлиқини ейтқан тәлғәт аббас бу қетим седний тиятирханисидики чаған кечиликидә айюлтузлуқ көкбайрақни чиқириш арқилиқ, йәнә бир нуқтидин, өзи учриған әнә ашу тәһдиткә җаваб қайтурғанлиқини ашкарилиди.
Йеқинқи мәзгилләрдин буян хитай даирилириниң чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилириниң аилә-тавабиатлириға қаратқан тәһдитни һәссиләп күчәйткәнлики мәлум. Әмма бу күчәйтишниң чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилирини арқисиға яндуруш, йолидин ваз кәчтүрүш әмәс, бәлки қаршилиқини техиму күчәйтиватқанлиқи, уларниң техиму тавлиниватқанлиқи, һәтта бәзидә җәсур вә кәскин қәдәмләрни бесишиға түрткә болуватқанлиқи билдүрүлмәктә. Австралийәдики уйғур паалийәтчиләрдин тәлғәт аббасниң аялиму өткән йили юртиға барғанда хитай дөләт бихәтәрлик күчлириниң тәһдитигә учриған. Бу тәһдит тәлғәт аббасниң шу күни байрақ чиқириш вәқәсидә актип рол елишида қозғатқуч рол ойниған.
Америкида яшаватқан уйғур паалийәтчилиридин илшат һәсәнниң сиңлиси өткән йили тутқун қилинип тәһдиткә дуч кәлгән иди, хәвәләрдин мәлум болушичә, канададики сиясий паалийәтчи мәмәт тохти әпәндиниң қағилиқта яшаватқан 82 яшлиқ аниси турниса садиқму бу тәһдиттин халий болмиған, өйигә қораллиқ бесип киргән сақчилар 82 яшлиқ момайни сақчиханиға елип берип 12 саәт қарда өрә турғузуп җазалиған.