Чеграсиз мухбирлар тәшкилати бу йил йәнә ши җинпиңни “ахбарат әркинликиниң күшәндиси” елан қилди

Мухбиримиз әркин
2016.11.03
pichan-lukchun-weqesi-muxbir.jpg Хитай сақчилири пичан вәқәсидә мухбирларниң қолидики рәсим тартиш аппаратини тартивеливатқан көрүнүш. 2013-Йили 28-июн.
AFP

Чеграсиз мухбирлар бу йил ахбарат әркинликигә хилаплиқ қилған дунядики 35 сиясий шәхс вә тәшкилатини “ахбарат әркинликиниң күшәндиси” дәп елан қилди.

Хитай рәиси ши җинпиң, чечинийә президент рамизан қадироф, рванда президенти паул кагаме, вийетнам баш секретари нйән фу троң қатарлиқ сиясий шәхсләр, талибан, әл шаһаб, йәмәндики шийә сиясий һәрикити-әнсар аллаһ қатарлиқ тәшкилатлар қатарида “ахбарат әркинликиниң күшәндиси” дәп елан қилинған шәхсләрниң бири.

Бу, ши җинпиңниң хитайда һакимийәт сораватқан 4 йилдин буян изчил бу тизимликкә киргүзүлүшидур. Чеграсиз мухбирлар, ши җинпиң рәһбәрликидики хитайниң учур вә хәвәр әркинликини қамал қилиш, чәкләш, боғуш җәһәтләрдә дунядики алдинқи қатардики дөләт икәнликини тәкитлигән.

Чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң илгири сүрүшичә, хитай мәркизи тор бихәтәрлик вә учурлишиш рәһбәрлик гурупписи униң учурни қамал қилиш, контрол қилиш сиясити бәлгиләйдиған мәркизи аппарати болуп, у микро блог, QQ қатарлиқ иҗтимаий таратқулар арқилиқ учурни контрол қилидикән һәм мухалип учурларни дәрһал өчүрүп ташлайдикән.

Чеграси мухбирлар тәшкилатиниң асия ишлири директори бенҗамин исмаил (бәнҗамин исламил) пәйшәнбә күни мухбиримизниң зияритини қобул қилип, ши җинпиңниң немә үчүн бу йил йәнә бу тизимликкә киргүзгәнликигә изаһат бәрди.

Бенҗамин исмаил мундақ дәйду: “хитай ахбарат әркинлик көрсәткүчидә әң ахиридики дөләт. У ахбарат әркинлик көрсәткүчидики 180 дөләт ичидә 176‏- орунда туриду.Хитай дунядики журналист вә хәвәр тарқатқучиларни әң қаттиқ бастуридиған дөләтләрниң бири. У һөкүмәт вә компартийәниң сиясий һәм һәрикитини тәнқид қилған, назук мәсилиләрни оттуриға қойған кәспий журналистларни бастурупла қалмай, микроблогчиларни, тор актиплирини, тор өктичилирини вә барлиқ аммиви гуруһларни бастурди. Шуниң билән биргә шәрқий түркистан, тибәт вә ички моңғулда бастурушни йолға қоюп кәлди.”

Бенҗамин исмаилниң көрситишичә, 2015‏-йили хитайда ахбарат әркинликигә алақидар алаһидә бир вәқә йүз бәргән. У, хитайниң тунҗи қетим уйғурлар һәққидә мақалә язған франсийәлик бир журналистни униң язған мақалиси сәвәблик чеградин қоғлап чиқарғанлиқини билдүрди.

Бенҗамин исматил: “өткән йили франсийәлик журналист урсула гутйер уйғурлар һәққидә мақалә йезип 'йәр шари вақти гезити' гә охшаш һөкүмәт зуванлириниң һуҗум нишаниға айлинип қалди. Униңға нәпрәтлиниш һәрикити башлинип, униң адреси торда елан қилинди вә тәһдиткә учриди. Нормалда бу хил тор һуҗумлирини даириләр наһайити тез контрол қилсиму, әмма бу вәқәдә тордашларниң һуҗумиға йол қойди.

Буниңға әгишип, даириләр униң кәчүрүм соришини тәләп қилди. Әмма урсула гутйер кәчүрүм сорашни рәт қилди. Чүнки, у һечқандақ хаталиқ садир қилмиған. У кәчүрүм сорашни рәт қилишта һәқлиқ иди. Әмма у шу йилниң ахири чеградин қоғлап чиқирилди. Даириләрниң бу вәқәдики сәвәби, униң шәрқий түркистандики уйғурларниң вәзийитини, уларниң қаршилиқ һәрикитини оттуриға қоюштики услуби. Һөкүмәт вә сақчилар билән қаршилашқан бу вәқәни һакимийәтниң бастуруши пәйда қилған. Әмма бу тунҗи қетим һөкүмәтниң бир мухбирни униң язған мақалиси сәвәблик чеградин қоғлап чиқишидур”.

Франсийәлик журналист урсула гутйер, ақсуниң бай наһийәсидики соған көмүр кенида йүз бәргән хитай көчмәнлиригә һуҗум қилиш вәқәсиниң террорлуқ икәнликини рәт қилған. Униң мақалиси хитай һөкүмитиниң қаттиқ ғәзипини қозғиған иди.

Хитай һөкүмити 40-50 тәк хитай көчмини өлтүрүлгән һуҗумниң хәвирини дәсләпки мәзгилдә чәклигән. У, 2015‏-йили 13‏-ноябир күни париж шәһири террорлуқ һуҗумға учриған күнниң әтиси бу вәқәни дуняға ашкарилап, вәқәниң террорлуқ, икәнликини билдүргән иди.

Бәзи уйғур анализчилар, уйғур районидики учур контроллуқи дуняниң һечқандақ йеридә йоқлуқини билдүрди. Түркийәдики уйғур хәвәрләр вә тәтқиқат мәркизиниң мәсули һамид гөктүрк әпәндиниң қәйт қилишичә, учурни қамал қилиш бу районда омумйүзлүк, системилиқ вә шәхсләрниң күндилик турмушидики конкрет һәрикәтлиригә қәдәр сиңип киргән.

Һамит гөктүрк: “бу шәрқий түркистандики ахбарат әркинлик мәсилиси, ахбаратниң қамал қилиниши дуняниң һечқандақ йеридики ахбарат сәнзурисиға охшимайду. Мәсилән, кочида хитайниң мәхсус мушу телефонларни тәкшүридиған, контрол қилидиған сақчилири бар. Өткән күни хитай һөкүмити йәнә йеңи бир қарарнамә чиқарди. Бу қарарнамидә, шәрқий түркистанда яшаватқан уйғурларниң телефонида диний мәзмундики бир нәрсә көрүлүп қалса, 2‏-дәриҗилик террорист, дәп җазалимақчи болуватиду, шәрқий түркистанда. Хитай дуняниң һечқандақ бир реҗими, һечқандақ бир дөләт қилип бақмиған қамал қилишни ахбаратқа шәрқий түркистанда уйғур хәлқигә ишлитиватиду” дәп көрсәтти.

Һамид гөктүрүк әпәнди йәнә,бу районда учурни контрол қамал қилиш әқилгә сиғмайдиған дәриҗигә берип йәткәнликини, бу райондики хәлқниң һаяти, кишилик бихәтәрликигә еғир тәһдит шәкилләндүрүшкә башлиғанлиқини билдүрди.

Һамид гөктүрк мундақ дәйду: “өткән йили истанбулға кәлгән бир юртдаштин шундақ аңлидим. У өзиниң көргәнлирини дәп бәрди. Бу киши яркәнтни бир йезисидин, мән шәһәргә киривататтуқ, дәйду. Бир йәрдә 17-18 яшлиқ бир кичик балиниң телефонини бир хитай сақчиси елип, буниңда радикал учурларни көрүпсән, дәп қорқутти, дәйду бу балини сақчи идарисигә апиримиз, дәп. Бу бичарә бала қорқуп кетип, вай, мән буни көрмидим, дәп, қолидики телефонини йәргә уруп чеқивәтти, дәйду. Чеқивәтсә, хитайниң сақчиси дәрһал тапанчисини чиқирип, у балини атти, шу йәрдә, дәйду. Йәни бу һәр күни шәрқий түркистанда болуватқан бир һадисиләр. Хитайда ахбарат әркинликигә қилиниватқан дәпсәндичиликни инсанларниң әқлий алмайдикән. Вай, растму, дәп мәндин сораватиду”.

Уйғур аптоном райони йеқинда бәлгилимә чиқирип, тор башқурушни күчәйткән. Бәлгилимидә, чәкләнгән чәтәл торлириға там атлап киргән шәхсләрниң 2‏-дәриҗилик террорлуқ җинайити билән җазалинидиғанлиқини билдүргән иди.

Чеграсиз мухбирлар тәшкилатидики бенҗамин исмаил пәйшәнбә күни һөкүмәтниң мәзкур бәлгилимисини тәнқид қилған болсиму, әмма у буниң роли чәклик, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Бенҗамин исмаил мундақ дәйду: “улар йеңи бәлгилимә чиқирип, өзиниң кәлгүсидики бастуруш һәрикәтлирини ақлимақчи болуватиду. Улар бу арқилиқ хәлқара җәмийәт, аммиви гуруһлар, б д т вә явропа иттипақиниң тәнқидигә җаваб беришкә асас һазирлиған. Уларниң мәқсити 'биз өз қанунлиримизға асасән иш көрүватимиз', 'бу пүтүнләй бизниң ички ишимиз' дәп хәлқараниң арилишишини рәт қилиш.

Бу коммунистик партийиниң классик реторики. Мән бу бәлгилиминиң ундақ роли барлиқиға бәк ишәнмәймән. Чүнки, һөкүмәтниң қолида кишилик һоқуққа әмәл қилмайдиған, кимни қолға алимән, десә шуни алалайдиған, торни үзүп ташлайдиған ундақ һоқуқ әзәлдинла бар.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.