Хитай, бай көмүркан һуҗумини 63 күндин кейин йетәрсиз һалда хәвәр қилди
2015.11.20
Ақсу байда йүз бәргән соған көмүркан һуҗумини икки айдин бери кәскин һалда рәт қилип келиватқан хитай даирилири,20 - ноябир күни, йәни вәқә йүз берип 63 күндин кейин дөләт ахбарат оргини болған “тәңритағ тори” да рәсмий елан қилди, әмма хәвәрдә вәқәниң тәпсилати йәнила кәмтүк вә ениқсиз. Хитай мәзкур хәвиридә, хитай әскәрлири тәрипидин өлтүрүлгән һуҗумчилар санини 28, дәп елан қилди. Әмма хәвәрдә һуҗумчилар билән бирликтә қечип йүрүватқан вә анилар вә балилар һәққидә һечқандақ мәлумат берилмиди.
18 - Сентәбир күни йүз бәргән бай көмүркан һуҗуми вәқә йүз берип бир һәптин кейин радиомиз тәрипидин елан қилинған вә шуниңдин кейин хәлқара ахбарат васитилири вәқәниң тәрәққиятини көзитип келиватқан иди.
Хитай дөләт ахбарат органлиридин “тәңритағ тори” бүгүн тунҗи қетим 18 - сентәбир күни бай көмүрканда вәқә йүз бәргәнликини рәсмий ашкарилиди. Әмма хәвәрдә көмүркан һуҗумида хитай тәрәптин өлгәнләр сани 16, яриланғанлар сани 18 дәп берилди.
Әмма илгири радиомиз зияритини қобул қилған йәрлик нөвәтчи хадимлар хитай тәрәптин өлгәнләр саниниң аз дегәндә 50 әтрапида икәнликини баян қилған иди.
Хитай бүгүнки хәвиридә13 - ноябир күни өлтүрүлгән һуҗумчилар саниниң 28 икәнликини ашкарилиди.
Әйни чағда радиомиз зияритини қобул қилған кан йеза чарвичилиқ мәйданиниң башлиқиму вәқәгә өз тәвәликидин четилған гумандарлар саниниң 17 нәпәр икәнликини, вәқәгә четишлиқ омуми гумандарлар саниниң буниңдин көп болуш еһтималлиқини илгири сүргән иди.
Хитайниң бүгүнки хәвиридә һуҗумчилардин бир нәпириниң тәслим болғанлиқи, 28 нәпириниң өлтүрүлгәнлики баян қилинған, әмма һуҗумчилар билән бирликтә қечип йүрүватқан ана вә балиларниң ақивити һәққидә һечқандақ мәлумат берлмигән. Мәзкур чарва мәйдан башлиқи гумандарлар тизимликидә өз тәвәликидин 4 ана вә 3 балиниңму барлиқини ашкарилиған.
Иҗтимаий таратқуларда тарқалған бир хитай әскәрниң қолязмисида баян қилинишичә, хитай әскәрлири гумандарлар мөкүнгән җайни байқашта әтраптин аңлинип қалған аял вә балиларниң авазиға асасланған.
Хитай бүгүнки хәвиридә көмүркан һуҗуминиң “чәтәлдики бир әсәбий тәшкилатниң қоманданлиқида йүз бәргәнлики” ни, “һуҗумчиларниң һуҗумдин аввал чәтәлдики бу тәшкилат билән 6 қетим алақиләшкәнлики” ни вә “һуҗумдин кейин 3 қетим алақилишип уруш тактикиси һәққидә мәлумат сориғанлиқи” ни язған. Әмма чәтәлдики һәрқандақ бир тәшкилат һазирға қәдәр бу вәқәниң җавабкарлиқини үстигә алмиди.
14 - Ноябир күни хитай җ х министирлиқи қисқа бир учур арқилиқ, парижда террорлуқ һуҗуми йүз бәргән күни уйғур районида “бир гуруһ террорчиларниң өлтүрүлгән” ликини дағдуғилиқ хәвәр қилған, әмма хәвәр қисқа вақиттин кейин өчүрүветилгән.
Мәзкур хәвәрдә ениқ һалда бай көмүркан һуҗумини тилға алмиған болсиму, аталмиш террорчиларға из қоғлап зәрбә бериш мәшғулатиниң 56 күн давам қилғанлиқини баян қилиш арқилиқ, өлтүрүлгән гумандарларниң 18 - сентәбир күни йүз бәргән бай көмүркан һуҗумиға четишлиқ икәнликини паш қилип қойған иди.
Шуниңдин кейин хәлқара ахбарат васитилириниң бай көмүркан һуҗумиға қарита диққити техиму күчәйгән, һәтта хитайниң һәптилик ахбарат елан қилиш йиғинида мәхсус бу һәқтә соаллар соралған, әмма хитай баянатчи бу вәқәдин пүтүнләй хәвәрсизликини тилға елип вәқәни йәнила йошурған иди.