Долқун әйса “2018-йиллиқ җәнвә мунбири” йиғинида уйғурлар мәсилисини оттуриға қойди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.11.05
dolqun-eysa-bdt-tibet.jpg Д у қ рәиси долқун әйса “2018-йиллиқ җәнвә мунбири” йиғинида уйғурлар мәсилисини оттуриға қоймақта. 2018-Йили 2-ноябир, җәнвә.
RFA/Ekrem

“2018-йиллиқ җәнвә мунбири” йиғинида уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси оттуриға қоюлуп, күчлүк диққәт қозғиди.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәндиниң бәргән мәлуматлириға асасланғанда, 2-ноябир күни җәнвә хәлқара илмий муһакимә йиғини сарийида хитай мустәмликиси астидики милләтләрниң вәкиллири иштирак қилған “2018-йиллиқ җәнвә мунбири: хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити” намлиқ йиғин өткүзүлгән.

Йиғинни сүргүндики тибәт һөкүмитиниң учур вә хәлқара алақә министирлиқи билән мәзкур һөкүмәтниң җәнвәдики иш беҗириш орни бирликтә уюштурған. Йиғинға тибәт вә уйғурлар билән мунасивәтлик болған көплигән мутәхәссисләр һәмдә кишилик һоқуқ паалийәтчилири болуп 200 дин артуқ киши қатнашқан.

Йиғинниң ечилиш мурасимида сүргүндики тибәт һөкүмитиниң баш министири лобсаң саңгай ечилиш нутқи сөзлигән. Уйғурларға вакалитән д у қ рәиси долқун әйса вә 1989-йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң йетәкчилиридин өркәш дөләт қатарлиқлар сүргүндики тибәт һөкүмитиниң алаһидә тәклипигә бинаән бу йиғинға қатнашқан болуп, улар нутуқлирида уйғур дияриниң нөвәттики вәзийити тоғрисида мәлумат бәргән.

Долқун әйса әпәнди сөзидә уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисини гәвдиләндүрүш билән биргә 11-айниң 6-күни б д т да башлинидиған хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини көздин көчүрүш йиғини тоғрилиқ тохтилип өткән. Өркәш дөләт әпәнди уйғурларниң омумий вәзийити вә хитай тоғрисида өз пикирлирини баян қилип өткән.

Йиғин ахирида соал-җаваблар елип берилған. Көплигән йиғин иштиракчилири уйғур дияридики җаза лагерлири тоғрисида соаллар сориған. Дуғ рәиси долқун әйса әпәнди бу соалларға җаваб берип, хитайниң уйғур диярида типик бир етник қирғинчилиқ һәмдә миллий ассимилятсийә сиясити йүргүзүватқанлиқини илгири сүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.