Б д т хизмәт гурупписи хитай һөкүмитини илһам тохтини дәрһал қоюп беришкә чақирған
2014.07.18
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң “халиғанчә тутқун қилиш мәсилилири хизмәт гурупписи” йеқинқи доклатидахитай һөкүмитиниң илһам тохтини тутуп туруш сәвәблириниң йетәрлик әмәсликини, уларниң илһам тохтини тутқун қилиш арқилиқ хәлқара қанунларға хилаплиқ қилғанлиқини билдүргән вә хитай һөкүмитини илһам тохтини дәрһал қоюп беришкә чақирған.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң “халиғанчә тутқун қилиш мәсилилири хизмәт гурупписи” б д т ниң алақидар қанунлириға асасән 1991 - йилидин тартип, һәрқайси дөләтләрдә хәлқара қанунларниң иҗра қилиниши, адил сот тәртипи, хәлқаралиқ өлчәмләрниң иҗра қилиниш әһвалини көзитип, тәтқиқ қилидиған бир орган. Бу орган илһам тохтиниң қолға елинғанлиқи һәққидә кәлгән әрзгә асасән вәқә үстидин тәкшүрүш елип барған. Хитай һөкүмитидин өзлирини испат билән тәминләшни тәләп қилған вә улар тәрипидин тәминләнгән учурға асасән делоға қарита йәкүн чиқарған. Уйғур кишилик һоқуқ программиси директори алим сейтоф әпәнди мәзкур гуруппини бизгә қисқичә чүшәндүрүп өтти.
У мундақ деди: мәзкур орган адәттә илһам тохтиға охшаш мушундақ шәхсләрниң диктатор һакимийәтләр тәрипидин қолға елиниш әһваллири көзитиду вә һөкүмәтләрдин җаваб беришни тәләп қилиду һәм көрситилгән испатқа қарап туруп бу кишиниң қолға елинишниң адаләтлик болуп - болмиғанлиқи, униң қануний һоқуқлириниң капаләткә игә қилинип - қилинмиғанлиқини тәкшүриду вә униңға қарита йәкүн чиқириду.
Игилинишичә, хитай һөкүмити б д т хизмәт гурупписиниң тәлипигә бинаән өзлириниң немә үчүн илһам тохтини қолға алғанлиқиға аит материялларни 19 - март күни тапшурған.
Улар көрсәткән сәвәбидә илһам тохтиниң оқутқучи болуштәк әвзәл шараитидин пайдилинип, оқуғучиларни дөләт вә һөкүмәтни өч көрүшкә, һөкүмәтни ағдуруп ташлашқа, бөлгүнчилик қилишқа күшкүрткәнликини, “уйғур биз тори” арқилиқ өсәк сөз тарқитип, террор вәқәлиригә аит пакитларни бурмилиғанлиқини, чәтәлләрдики шәрқий түркистанчи күчләр билән алақиләшкәнликини, милләтләр ара миллий өчмәнликини тәшәббус қилғанлиқини илгири сүргән.
Бирақ, б д т хизмәт гурупписи хитай һөкүмитиниң юқиридикиләрни испатлап берәләйдиған пакит көрситип берәлмигәнликини, улар тәминлигән йип учлириниң академик илһам тохтини бөлгүнчилик билән шуғулланди, дәп әйибләшкә йәтмәйдиғанлиқини билдүрүп, әйибләшкә қайил болмиған.
Хизмәт гурупписи доклатида “илһам тохти өзиниң уйғур җәмийити йүзлиниватқан мәсилиләр һәққидики көз қаришини ипадилигәнлики үчүн қолға елинған. Униң тутқун қилиниш, қолға елиниш җәрянлири қанунға уйғун болмиған, у тутқун қилинип 10 күнгичә һечкимгә һәтта униң адвокатиғиму хәвәр берилмигән. Хитай һөкүмити бизниң соалимизға җаваб бәргәнликидин мәмнун болсақму, әмма бу җавабниң һечқандақ ениқ бир дәлил - испатларни өз ичигә алмиғанлиқи, униң пәқәт әйибләштин ибарәт икәнлики бизни әпсусландурди. Гуруппимиз бир җинайәт әйибнамиси чоқум алди билән өлчәмләр бойичә ениқ пакитларни өз ичигә елиши керәк, дәп қараймиз” дейилгән.
Б д т хизмәт гурупписи доклатиниң йәкүн қисмида ениқ қилип мундақ дегән: биз хитай һөкүмитидин дәрһал илһам тохтини дәрһал қоюп беришини вә униң халиғанчә тутқун қилиниш давамида учриған азаблири үчүн униңға төләм беришкә чақиримиз. Биз шундақла б д т кишилик һоқуқ комитетини бу мәсилигә диққәт қилишқа вә бу мәсилә үстидә керәклик тәдбирләрни елишқа вә хитай һөкүмитини өзлиригә бу һәқтә мәлумат беришни тәләп қилишини тәвсийә қилимиз. Биз йәнә хитай һөкүмитини 1998 - йили қол қойған сиясий вә мәдәний һоқуқлар әһдинамисигә әмәл қилишқа чақиримиз.
Б д т ға қарашлиқ “халиғанчә тутқун қилиш мәсилилири хизмәт гурупписи” тәрипидин чиқирилған юқиридики қарарниң һөкүмәтләрни мәҗбурлаш күчи болмисиму, әмма хитай һөкүмитиниң б д т ниң әзаси болуш вә алақидар қанунларға қол қойған бир дөләт болуш сүпити билән униң қанун - низамларға қанчилик риайә қиливатқанлиқини баһалаш вә әлвәттә илһам тохтиниң дәвасини техиму күчәйтиш үчүн пайдилиқ икән.
Алим сейитоф әпәнди мушундақ чоң хәлқара органлар елан қилған күчлүк испатлар туруқлуқ әгәр хитай һөкүмити йәнила илһам тохтини қоюп бәрмисә, у һалда буниң хитай һөкүмитиниң қанун билән иш қилмайдиған, хәлқара қанун вә өлчәмләрниму қиличиликму көзгә илмайдиған бир дөләтликини техиму очуқ испатлап беридиғанлиқини билдүрди.