Б д т да уйғурлар мәсилиси йәнә музакирә темиси болди
2016.02.24

Җәнвәдә өткүзүлгән кишилик һоқуқ йиғинида уйғурлар йолуқуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлириму оттуриға қоюлған.
Уйғур кишилик һоқуқ мәсилисини уйғур вәкилләрдин башқа йиғинда сөзгә чиққан сабиқ дипломатларму тилға алған. Уйғур вәкилләр йиғиндин кейин бир қисим әрбаблар билән көрүшүп, уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә сөһбәт өткүзгән.
“кишилик һоқуқ вә демократийә үчүн җәнвә алий учришиши” намлиқ хәлқаралиқ йиғин 23-феврал җәнвәдә башланған болуп, йиғинға уйғурларға вакалитән д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса вә сабиқ дипломат керәм ширип қатнашқан.
Долқун әйсаниң 23-феврал җәнвәдин бәргән мәлуматиға асасланғанда, бу йиғинға дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән дөләт, һөкүмәт әмәлдарлири, кишилик һоқуқ вә демократийә паалийәтчилири, сиясәтчиләр болуп 500 дин артуқ киши қатнашқан.
Йиғинниң сәйшәнбә күни чүштин кейин ечилған хитай вәзийити һәққидики музакирисидә, хитайдики демократийә вә кишилик һоқуқ вәзийити мәсилиси, хитай һөкүмитиниң уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләргә қаратқан сиясити вә бу районлардики вәзийәт қатарлиқлар оттуриға қоюлған.
Долқун әйса әпәнди зияритимиз җәрянида алди билән “кишилик һоқуқ вә демократийә үчүн җәнвә алий учришиши” намлиқ бу мунбәр һәққидә мәлумат берип өтти. У сөзидә йәнә, бу йиғинда оттуриға қоюлған темилар вә музакириләр һәққидиму тохталди.
Мәлум болушичә, хитай мәсилисиму йиғинда нуқтилиқ оттуриға қоюлған болуп, бу басқучта хитай, уйғур ели вә тибәт мәсилиси музакирә қилинған. Уйғур вәкиллири уйғур илиниң нөвәттики әһвалини аңлатқан.
Шиветсарийәдә яшаватқан сабиқ дипломат кәрәм ширип әпәндимниң қаришичә, бу йиллиқ йиғинниң илгирики йиғинларға охшимайдиған бир йери болса, буниңда уйғур мәсилисиниң тибәт мәсилигә қариғанда көп вә җанлиқ рәвиштә тилға елиниш икән.
Мәлум болушичә, мәзкур йиғинда һәрқайси дөләтләрдин кәлгән кишилик һоқуқ паалийәтчилири уйғурлар һәққидә сөз қилғандин башқа, шималий иреландийәниң сабиқ баш министири давид трампл, канаданиң сабиқ әдлийә министири ирвин котлер әпәндим қатарлиқлар хитайда уйғурларға қаритилған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини оттуриға қойған.
Биз мәзкур йиғинда уйғурлар һәққидә тохталған затларни зиярәт қилишқа тиришқан болсақму улар билән сөзлишишкә мувәппәқ болалмидуқ.
Долқун әйсаниң билдүрүшичә, йиғиндин кейин уйғур вәкилләр юқирида исми тилға елинған сабиқ һөкүмәт әмәлдарлири билән көрүшкән вә уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә сөһбәтләшкән.