Б д т ниң хитайдики тән җазаси йиғинида хитай вәкиллири конкрет мәсилиләргә җаваб беришкә мәҗбурланди
2015.11.18
-18-Ноябир күнлири җәнвәдә ечилған б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 56-қетимлиқ йиғинида хитайдики тән җазаси җүмлидин уйғур мәһбуслириниң тән җазасиға учраш әһвали нуқтилиқ оттуриға қоюлуп, хитай һөкүмәт вәкиллиридин конкрет мәсилиләргә җаваб бериш тәләп қилинған.
Мәзкур йиғинға қатнишиватқан дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәиси долқун әйсаниң билдүрүшичә, у йиғинда хитай һөкүмитиниң имамларни өз ичидә алған бир қисим уйғурларни усул ойнашқа, уйғур ресторан вә дукан игилирини һарақ сетишқа мәҗбурлаш арқилиқ мәһбус болмиған уйғурларғиму психологийәлик тән җазаси йүргүзүватқанлиқини оттуриға қойған.
Хитайдики тән җазаси әһвалини тәкшүрүш йиғини чаршәнбә күни 2-күнигә қәдәм қойди.
Йиғинда уйғур мәһбуслириниң тән җазасиға учраш әһвали вә уйғурлар үстидин йүргүзүлүватқан бастуруш һәққидә доклат бәргән дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди, йиғинда музакиригә қоюлған конкрет мәсилиләр һәққидә тохталди.
Долқун әйса әпәнди баянида, бу йил оттуриға қоюлған уйғурлар мәсилисиниң йиғиндики қизиқ нуқтиларниң биригә айланғанлиқини тәкитләп, йиғинда музакирә қилинған хитай даирилири тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған мәшһур уйғур зиялийси илһам тохтиниң хитай түрмисидә учриған тән җазаси, роһи җәһәттики бесимлири, униң аилисигә қаритилған бесимлар, уйғур мәһбуслириниң түрмидә учрайдиған һәр хил тән җазалири, бу йил тайландтин хитайға қайтуруп берилгән 109 нәпәр уйғур мусапирниң телевизор қатарлиқ һөкүмәт тәшвиқат васитилиридә това қилдурулуп, сақчилар тәрипидин тән җазаси васитиси билән мәҗбурий иқрар қилдурулуши, уйғур имамлириниң усул ойнашқа мәҗбурлиниши қатарлиқ конкрет мәсилиләр оттуриға қоюлғинида, бу мәсилиләрниң б д т кишилик һоқуқ кеңиши комитет әзалири тәрипидин қобул қилинғанлиқини вә хитай вәкиллириниң җаваб бериши тәләп қилинғанлиқини билдүрди.
Долқун әйса әпәнди йәнә, 18-ноябирдики хитай вәкиллириниң җаваб бериши тәләп қилинған 3 саәттин артуқ йиғин әһвали һәққидиму тохтилип, хитай вәкиллири улардин соралған конкрет мәсилиләрдин өзини қачуруп, мәсилиләргә нәзәрийиви, абстрактни җаваб бериш усули билән вақитни өткүзүшкә урунған болсиму, әмма б д т кишилик һоқуқ кеңиши комитетиниң хитай вәкиллиридин хитай 1984-йили қол қойған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хәлқара тән җазасини әмәлдин қалдуруш әһдинамисидики шәртләрни иҗра қилиш әһвали вә йиғинда оттуриға қоюлған 30 дин артуқ конкрет мәсилиләргә язма җаваб тәләп қилғанлиқи қатарлиқ әһвалларни аңлатти.
юқиридики аваз улинишидин долқун әйса әпәнди билән өткүзүлгән сөһбәтниң тәпсилатини аңлайсиләр.